Басты бет Мәдениет және руханият ЖУТДИШИМ БИЛӘН ПӘХИРЛИНИМӘН

ЖУТДИШИМ БИЛӘН ПӘХИРЛИНИМӘН

0
2,692

ЖУТДИШИМ БИЛӘН ПӘХИРЛИНИМӘН

Һәрқандақ адәм биринчи новәттә өзигә һаят тәғдим қилған ата-аниси билән пәхирлиниду. Бу — шәхсийпәрәслик әмәс. Туғулған жути билән пәхирлиниду. Бу — жутвазлиқ әмәс. Миллити билән пәхирлиниду. Бу — милләтчилик әмәс. Чүнки өз ата-анисини сөймәй туруп,  башқисиниң ата-анисини сөйүш, өз жутуңни сөймәй туруп, өзгә жутни сөйүш, өз миллитиңни сөймәй туруп,  башқа милләтни сөйүш әсла мүмкин әмәс. Бу — һечқандақ испатни тәләп қилмайдиған аксиома. Шуңлашқиму һәрбиримиз мошу қаидә-қанунға риайә қилип яшиғинимиз әқилгә мувапиқ дәп ойлаймән. Мән бүгүн әйнә шундақ вәтәнпәрвәр, милләтпәрвәр жутдишим һәққидә гәп қилмақчимән.


Бүйүк жутдаш-шаиримиз Илия-Бәхтия өз шеирлириниң биридә язғинидәк, нами хәритидинму тепилмайдиған кичиккинә бир Ачиноқа йезисидин әҗайип чоң адәмләр йетилип чиқти. Шуларниң бири — шаир, драматург вә җәмийәт әрбаби Нурлан Оразалиндур. Униң исми пәқәт Қазақстанғила әмәс, бәлки униң сиртиғиму яхши мәлум. Көпчилик уни чоңқур ой вә дана пикирлири билән кәң оқурмән қәлбигә йол тапқан талантлиқ қәләм саһиби вә мустәқил елимизниң тиклинишигә һәм риваҗлинишиға мунасип төһпә қошқан жирик җәмийәт әрбаби сүпитидә тонуйду. Һә мошу бир мурәккәп җүмлә тәркивидики мәдһийә-мубалиғиләрниң кәйнидә қанчилик шиҗаәтлик әмгәкниң, җапа-мәшәқәтниң, чоңқур вә һәртәрәплимә билимниң, тохталсиз издинишниң, сунмас ирадә вә тинимсиз күрәшниң ятқанлиғида шәк-шүбһә йоқ. Нурлан Оразалин — әйнә шундақ өмүр синақлиридин сүрүнмәй өтүп, бүгүнки дәриҗигә өз күчи билән йәткән ирадилик инсан. У он бәш жилдин ошуқ вақит Қазақстан Язғучилар Иттипақини башқуруп келиватиду. Мәлум вақит мустәқил елимиз мәтбуатиниң карванбеши — «Егемен Қазақстан» гезитиниң баш муһәррири хизмитидә болди. Арилиқта Қазақстан Җумһурийити Парламенти Сенатиниң депутати болуп сайланди вә бу вәзипини өзиниң беваситә паалийитидин қол үзмәй, шәрәп билән атқурди. Әң муһими, у қандақ жуқури һәм җавапкәр лавазим-хизмәтләрдә ишлимисун, иҗадийәткә садиқ болуп өтти. Қиммәт вақтини үнүмлүк пайдилинип, күндүзки күлкисини, түндики уйқисини қоюп, жүрәк қетидики сирлирини қәғәз бетигә чүширип, шеирийәт мухлислириға һавалә қилди. Шу арқилиқ уларниң дилида Вәтинигә, хәлқигә, ана жутиға болған муһәббәттәк есил һис-туйғуларни шәкилләндүрүшни билди. Һә Президентимизниң бүгүнки күндә алдимизға қоюватқан муһим вәзипилириниң бири — мәнивий йеңилиниш нәқ мошуниңдин башлиниши керәк. Чүнки гражданларниң сәвийәси дәвир тәрәққияти билән уйғунлашмиған җәмийәттә һечқачан илгириләш болмайду.
Өйниң там-торуси, чедири қанчә сүпәтлик ишләнсиму, униң һули мустәһкәм болмиса бекар. Худди шуниңдәк, Нурлан Оразалинниң бүгүнкидәк бүйүк чоққилардин көрүнүшидә ата-аниси — пешқәдәм устаз Мирқасим ата билән Әсем аниниң тәлим-тәрбийиси, әмгәк-әҗри бебаһа. Нурландәк оғланни дунияға кәлтүрүп, заман тәливигә лайиқ инсанлардин қилип йетилдүргини үчүн әл-жут улардин чәксиз миннәтдар. Уйғурларда бирәвиниң көңлидин чиққидәк иш қилсаң, «Атаңға рәхмәт!» дәп разилиғини саңа әмәс, дадаңға билдүридиған адәт бар. Илаһим, Нурлан аға билән Фаузия апайниң арзулап тапқан пәрзәнтлири ата-анисиниң үмүтини ақлап, әл-жутниң шундақ тилигигә еришип, дугасини алидиған инсанлардин болғай.


Ершат ӘСМӘТОВ,
җумһурийәтлик җәмийәтлик-сәясий «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири,
Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзаси

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ДАРАБОЗ ДАРЫН ИЕСІ

Ілияс Жансүгіровтың аты аталса дара шауып, құйындап келе жатқан Құлагер көз алдымызға келе…