Басты бет Мәдениет және руханият ҚАРАДАЛА КӘҢЛИКЛИРИНИ ПОЭЗИЯ КӘҢЛИКЛИРИГӘ ДОСТЛУҚ УЛАЙДУ

ҚАРАДАЛА КӘҢЛИКЛИРИНИ ПОЭЗИЯ КӘҢЛИКЛИРИГӘ ДОСТЛУҚ УЛАЙДУ

0
1,869

ҚАРАДАЛА КӘҢЛИКЛИРИНИ ПОЭЗИЯ  КӘҢЛИКЛИРИГӘ ДОСТЛУҚ УЛАЙДУ

Һаятим — өзәм. Өтти демәймән…
Қайтмас баһарим, шуңа ғәм йәймән.
Өзгәрди жутум, өзгәрдим мәнму,
өзгәрди оюм Кәтмәндики һәм.

Нурлан Оразалинниң «Һаятим — өзәм. Өтти демәймән…» дегән шеиридин елинған бу мисраларда ейтилғандәк, бүгүн келәчәк шаирниң балилиғи өткән жутидики ялаң аяқ тописини тозитип маңған кочилар, яшлиқ ой-арманлар өзгәрсиму, бир тәвәдә туғулуп-өсүп, шу қутлуқ маканниң тәбиитидин илһамлинип, Қарадала кәңликлирини поэзия кәңликлиригә улавәткән әдәбияттики қазақ-уйғур достлуғи һеч өзгәргини йоқ. Униңға Нурлан ағаниң уйғур қәләмдашлириға болған сәмимий һөрмити ярқин мисал болалайду. Мән уни Нурлан ағаниң Шайим Шаваев, Әхмәтҗан Һаширов, Илахун Һошуров кәби қәләмдаш акилиримға болған иззәт-еһтирамидин талай байқидим. Мениму Нурлан ағаға Шайим Шаваев тонуштурған еди. Кейинирәк бир түркүм шеирлирим рус тилиға тәрҗимилинип, «Простор» журналида йоруқ көргәндә, Нурлан аға: «Шеирлириңни оқудум. Яхши», — дәп сәмимий баһасини берип, илһамимни қанатландурди. Чүнки бу қазақ поэзиясидә асаслиқ орунни егиләйдиған, һәқиқий талантни баһалашни билидиған атақлиқ шаирниң баһаси еди!
Өткән жили, Қазақстан Мустәқиллигиниң 25 жиллиғи һарписида, Нурлан аға маңа медаль тақиғанда, униң уйғур шеирийитини баһалиғанлиғини йәнә бир қетим һис қилдим.
Мән бу кичик мақаләмдә Нурлан Оразалинниң бизни қоршиған муһиттики һадисиләрни қәлб әглигидин өткүзүп, чоңқур ой-пикри билән жуғарған, дуния етирап қилған улуқ Чиңғиз Айтматов иҗабий баһалиған поэзияси һәққидә әмәс, униң чоң шаир болуши билән биллә әҗайип кәмтар, алий пәзиләтлик инсан екәнлигигә тохталғум кәлди. Бәзидә һаятниң ушшақ-чүшшәклиридин көңлүм ғәш болса, әҗайип бәрдашлиқ, сәвирчан, салмақлиқ Нурлан ағаниң «Ғасырмен қоштасу» шеирий топлимини қолумға елип, варақлаймәндә, шеирлиридин роһий мәдәт алимән. Келәчәктә шу шеирларни уйғур тилида яңритиш оюм бар.


Патигүл МӘХСӘТОВА,
шаирә,филология пәнлириниң намзити

  • ЖУТДИШИМ БИЛӘН ПӘХИРЛИНИМӘН

    ЖУТДИШИМ БИЛӘН ПӘХИРЛИНИМӘН Һәрқандақ адәм биринчи новәттә өзигә һаят тәғдим қилған ата-ан…
  • ЗАМАНДИШИМҒА ТӘСӘДДУҚ

    ЗАМАНДИШИМҒА ТӘСӘДДУҚ Тирик бәндигә өмүрниң зувлап өтүватқини анчә сезилмәйду. Бурун йәтми…
  • АСПАНТАУ — АҒА !

    АСПАНТАУ — АҒА ! (Нұрлан Оразалиннің 70 жылдық мерейтойына арналған інілік ізгі тіле…

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ДАРАБОЗ ДАРЫН ИЕСІ

Ілияс Жансүгіровтың аты аталса дара шауып, құйындап келе жатқан Құлагер көз алдымызға келе…