Басты бет Мәдениет және руханият ЗАМАНДИШИМҒА ТӘСӘДДУҚ

ЗАМАНДИШИМҒА ТӘСӘДДУҚ

0
1,385

ЗАМАНДИШИМҒА ТӘСӘДДУҚ

Тирик бәндигә өмүрниң зувлап өтүватқини анчә сезилмәйду. Бурун йәтмишкә кәлгән кишиләрни көргәндә «Оһо, немә дегән узақ яшиған бәхитлик җан» дәп ейтаттуқ. Әнди өзимизму шу яшқа йәттуқ. «Қерипту» дегәнни аңлиғимиз кәлмәйду. Қулаққа «йеши улғийип қапту» дегән сөз яқиду. Мана мениң жутдишим, бир мәктәптә оқуған, йәни 1947-жили 13-июньда Чоң Ачиноқа (Чоң Дехан) йезисида туғулған көрнәклик язғучи, шаир, драматург вә җәмийәт әрбаби, Қазақстан Җумһурийити Парламенти Сенатиниң депутати болған Нурлан Оразалинму йәтмишниң даваниға чиқипту. Шу жутдишим тоғрилиқ бир еғиз сөз язғанни тоғра көрдим.


 

Униң атиси мәрһум Мирқасим аға Оразалиев Улуқ Вәтән урушиниң иштракчиси, алий билимлик қазақ тили вә әдәбияти пәнлирииниң муәллими. Көп жиллар мәктәптә бала тәрбийисиниң мүшкүл йоллирида жүрүп, келәчәк әвлатқа терикмәй һәм зерикмәй тәлим вә тәрбийә бәргән пешқәдәм устазларниң бири болған. Мәрһум аниси Әсем тәтем көп балилиқ аилиниң ғәмгүзари болған әҗайип алий хисләтлик җанлардин еди. Улар сөйгән балилирини камаләткә йәткүзгичә талай жуқури-төвән дәвирләрни баштин өткүзүп, шуларға бәрдашлиқ берип, балилириниң заманға мувапиқ адәмләрдин болуп чиқишиға зәмин яратти. Һазир мән сөз қилмақчи болған шуларниң оғли, замандишим Нурлан һәққидә болмақчи.
Нурлан мениңдин икки синип жуқури оқуған. Мән шараитимгә бағлиқ улар билән бир жилда мәктәпкә баралмай, сиңлиси Дина билән қатар оқуған. Амма Нурлан иккимиз бир жилда туғулған. Бир мәктәптә тәлим алған. Мән уйғур синипида оқусамму, қатар оқуған достлирим Мэлс Ахметжанов, Райхан Мәрүпова, Қудайберген, Тәкен вә башқилар билән қоюқ арилашқанлиқтин, Нурлан биләнму йеқин мунасивәттә болған. Нурлан мәктәптики өмәкләргә қатнашқандин ташқири, җәмийәтлик ишларниң активисти болған. Шундақ активистларниң бири мәнму болуп, түрлүк мәктәп ичилик уюштурилидиған иш-чариләрниң реҗә-лайиһәлирини биллә түзгән. Мана шу ишлар җәриянида биллә тирикчилик ясап, кейин бир-биримизниң қандақ екәнлигимизни рошән чүшәнгән едуқ.
У «Октябрь» (һазирқи М.Тейипов) намидики оттура мәктәпни тамамлап, Алий билим дәргаһиға рәсмийәтлирини тапшуриду. Бу дәргаһни муваппәқийәтлик тамамлап, журналист мутәхәссислигини елип чиққан Нурлан Оразалин 1970-жили Алмутидики «Қазақстан пионери» гезитидә әдәбий хадимлиқтин паалийитини башлайду. Андин Қазақстан Җумһурийити мәдәнийәт министрлигиниң репертуарлиқ-редакциялик коллегиясидә муһәррир, чоң муһәррир, баш муһәррир, Җумһурийәтлик қочақ театриниң мудири, Қазақстан театр әрбаплири иттипақи башқармисиниң биринчи кативи, КСРО Алий кеңишиниң Алий палатисида пән, билим вә мәдәнийәт комитети рәисиниң орунбасари, «Егемен Қазақстан» гезитиниң баш муһәррири, Қазақстан Язғучилар Иттипақи башқармисиниң биринчи кативи хизмәтлирини атқурди. ҚҖ Парламенти Мәҗлисиниң депутати болуп ақ өйдә олтарди. Қазақ ССР Алий Кеңишиниң ХХІІІ чақирилиминиң депутати болған Н.Оразалин бүгүнки күндә Қазақстан Язғучилар Иттипақи башқармисиниң рәиси лавазимида әмгәк етип кәлмәктә.
Көрүп турисиз, аддий мухбирдин у тонулған җәмийәт әрбаби дәриҗисигә көтирилди. Нурлан парасәтлик, тиришчан вә интизамлиқ бала еди. Һәммә униң чоңқур билимигә, йүксәк талантиға мәптун болди. Әлвәттә, аброй униңға асмандин чүшкини йоқ. Коллектив әзалири униң әмгәк сөйгүчлигини баһалиди. Аз вақитниң ичидә билимгә тәшналиғини, әмгәк сөйгүчлигини баһалап, жуқурида аталған мәсъул лавазимларға тайинлиди.
Нурлан бир мәхсәт қойса, ахириға йәткүзмәй, нәтиҗә чиқармай тинмайдиған алаһидилиги бар инсан. Униңға йетиш үчүн бар күчини, билимини, инсанға болған дитини сәрип қилатти. Замандаш жутдишимниң дөләтниң алий лавазимлиқ ишлирида әмгәк қилғанлиғи билән пәхирлинимән. У атақ үчүн әмәс, хәлқиниң әдәбиятини йүксәлдүрүш, келәчәк әвлатни вәтәнпәрвәрликкә тәрбийиләш үчүн җан талишип әмгәк әтмәктә. Шундақла, хәлиқ үчүн, Вәтинимизниң парлақ келәчиги үчүн әмгәк қилмақта. Мошундақ иҗдиһатлиқ ишлар билән шуғуллинип жүргән Нурланни йәтмишкә кәлди дейишниң өзи адәм ишәнгүсиз җәриян. Тәдбирчанлиғи, ойиниң йүксәклиги, өзи башлиған ишиға қириқтики жигитләрдәк интилип киришидиғанлиғи адәмни һәйран қалдуриду.
Һә, бизләр җәмийәткә техи керәк. Мағдиримиз бар, питна-пасатлардин жирақмиз. Демәк, «Нурлан ағинә, ғуруруңни чүшәрмә, пәқәт илгирилә. Чүнки сән жутумизниң йоруқ юлтузлири «Халық Қахарманы» Мөрдүн Тейиповниң, ялқунлуқ шаир Илья-Бәхтияниң, Һезим Бәхниязниң, Муңлуқ Бақиевниң, тарих пәнлириниң доктори, устаз Сәйден ағаниң, пәлсәпә намзити Каммунар Талиповниң, көрнәклик җәмийәт әрбаби Заманбек Батталхановниң, аләмгә мәшһур рәссам-академик Леким Ибрагимовниң, бүгүнки күндики Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Кеңишиниң әзаси, ҚҖ Парламенти Мәҗлисиниң депутати Шәһимәрдан Нурумовниң, Җумһурийәткә нами тонулған әмгәк илғарлири Сәлим Чормақов билән Новәр Пәхирдинов охшашларниң айиғи бесип өткән мунбәт йериниң, зүмрәт сүйиниң, нәпис һавасиниң һөзүрини көрүп өскән бизләр, һеч қачан һарған яки талған әмәсмиз. Сән болсаң жутумизниң, яқ жутумизниңла әмәс, елимизниң соғулмас булиғи, хәлқимизниң дилидики мәшъилисән. Сениң һөрмитиң – жутуңниң шөһрити. Биз сениң билән дайим пәхирлинимиз… Сәмимий ишлириңға тәсәддуқ, жутдаш!» дегән нейитимни мәғрур ейталаймән.
Һә, бизниң қатаримизму, уни-буни десәкму, кемийип бариду. Бу тәбиәтниң қануни. Қанчиму тәңтушлиримиз һаяттин өтти десәңчу?! Уларниң тәғдири шундақ болғанду, әтималим… Нурлан Худа әта қилған мүҗәзи, салмақлиғи, ақ көңүллүклиги, ағзини ачса жүриги көрүнидиғанлиғи билән башқилардин пәриқлинип туридиған инсан. Кейинки мәзгилләрдә маңа нисбәтән учришиши аз болсиму, йә көрәлмисәмму, униң жутқа һәр бир кәлгинини аңлиғинимниң өзи зор күч-қувәт билән замандашлиқ һиссиятини һәдийә қилиду. Мән жутдишим Нурланға 70 яшлиқ тәвәллуди һарписида бәхит тиләп олтирип, аилисиниң хатирҗәм, келәчәклириниң парлақ, иҗадий ишлириниң техиму камал тепишида саламәтлиги мустәһкәм, маңған йоллири дағдам болсун демәкчимән!


Худавәди МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ДАРАБОЗ ДАРЫН ИЕСІ

Ілияс Жансүгіровтың аты аталса дара шауып, құйындап келе жатқан Құлагер көз алдымызға келе…