Он биринчи әсирдә яшап ижат әткән энциклопедист, түркшунас илиминиң мәшһур вәкили, қамусий алим Маһмут Қәшқәрий «Билимликтин сөз тиңшисаң, күчүң ашиду, үгәнгиндә, әмәл қил» дәп илим-билимниң инсан һаятидики алар орни, йәни билимниң әһмийити тоғрисида ейтип тәкитлигән екән.
Бүгүнки таңда, йәни жигирмә биринчи әсир илим-билим тәрәққий етип, әхбаратландуруш технологиялирини тәрәққий әттүриватимиз.
Қазақстан Жумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев: Билим бериш системисиға билими йетүк, ирадилик мутәхәссисләр керәк, чүнки устаз йеңи заман өсмүрлиригә билим вә тәрбийә берәләйдиған һәқиқий мәрипәтчи болуши тегиш, – дәп өзиниң «Хәлиқ бирлиги вә системилиқ ислаһатлар – дөләт гүллинишиниң мустәһкәм һули» намлиқ Мәктүбидә тәкитлигән.
Президентимизниң бу сөзлири, биз, устазларға, зор жавапкәрликни жүкләйду. Хулләс, йеңи дәвирниң муәллими қандақ болуши керәк?
Биринчидин, һәрбир устаз һәрқандақ йеңи технологияни башқурғучи шәхс, йәни һәрбир устазниң өзиниң һаятқа шәкилләнгән көзқариши, оқуғучиға болған достанә вә меһриван муамилиси, оқуғучи бойидики есил хисләтләрни байқаш билән бир қатарда уларни риважландуруш вә ой-тәпәккүрини ашуруш охшаш қабилийәткә егә болуши шәрт.
Иккинчидин, заманивий дәрис, йәни компьютер вә әхбаратлиқ технологияләр арқилиқ уюштурулған оқуш жәрияни оқуғучиларни ижадий ойлашқа, тәнқидий көзқарашни шәкилләндүрүшкә асас болалайду.
Үчинчидин, заманивий муәллим дәристә пәқәт дәрислик биләнла чәкләнмәслиги керәк, әксинчә, һәрбир балиниң яш өзгисилигини,тәливини, аң-сәвийәси вә қобул қилиш өзгичиликлирини инавәткә алған һалдадәрис таршурмилирини таллиған тоғра.
Һәртәрәплимә тәрәққий әткән,давамлиқ издиништә жүргән заманивий муәллимләрни һазирқи яшлиримиз «lТфрендли», йәни «Рәқәмлик муәллим» дәп атишиду.
Әнди шу «Рәқәмлик муәллим» қандақ болуши керәк?
Тохтилайли.
Рәқәмлик муәллим өз саһасида илғар тәжрибигә егә, пухта билим бәргүчи, миллий қәдрийәтләрни өз бойиға сиңдүргән, өз бойидики есил хисләтләрни өзгиниң дилиға сиңдүргүчи камаләтлик шәхс болуши керәк.
Қәдрийәт дегән немә? Ана тилини сөйүш, чоң-кичиккә иззәт-еһтирам, мәт- мәрданилик, милләтпәрвәрлик, достлуқ, бирлик вә һаказилар…
Әгәр биз қәдрийәтләргә асаслинип билим беридиған болсақ, шагиртлиримизму илғар мәмликәтләрдики оқуғучилар охшаш академиялик савақлардин билими жуқури болмақ. Шуниң билән бир қатарда тәртип- интизамғиму көңүл бөлүшимиз шәрт. Меһриванлиқ вә тәртип-интизам бар йәрдә мәнивий бай, билимлик, оқуғанни көңлигә тоқуған, билимини Вәтинимиз Қазақстанниң гүллинишигә сәпәрвәр етидиған яшлар йетилип чиқиду дәп ишәшлик ейталаймән.
Дәстигүл ЮЛДАШЕВА,
Чонжа политехникилиқ колледжиниң оқуғутчиси