Басты бет Көкжиек ЯХШИЛИҚ УСТАЗДИН БАШЛИНИДУ

ЯХШИЛИҚ УСТАЗДИН БАШЛИНИДУ

0
360

    Өзиниң яп-йешил мәнзириси билән һәр кимни мәптун қилидиған Ақсу йезисиға тутишип кәткән Долата мәһәллисини бу тәвәдә яшиғанлар яхши билиду. Бу мәһәллидә көплигән зияли вә әмгәк адәмлири йетилип чиқип, йеза шәнини көтәргән. Шуларниң бири Қасимжан Талип оғли Ходжаевтур. Жутта көп жиллар мал дохтури, ферма йетәкчиси болуп ишләп, мәлиниң ихтисадий вә мәдәний һаятиға бир кишилик һәссисини қошқан. Рина Саттарова көп балилиқ болуп, аилидә балилар тәрбийисидә болған ана. Улар аилисидики алтә балисини заман еқимиға мувапиқ оқутуп, һәммисиниң қолиға мутәхәссислик гуванамисини тутқузуп, ата вә анилиқ пәрзини өтигән жуттики салаһийәтлик инсанлардур. Бүгүн шу алтә балиниң төртинчиси болған, Чонжидики Абай намидики мәктәп гимназиясидә устазлиқ қиливатқан Рима Қасим қизи Қурбаниязова һәққидә сөз қилимиз.

Өзигә еғир-бесиқлиқни адәт қилған, кам сөзлүк, чирайидин һаман иллиқ йеғип турған Рима оттуз жилдин буян әвлатлиримизға сапалиқ билим вә һәқиқий адәмгәрчилик тәрбийисини берип келиватқан алдинқи қатарлиқ устазларниң бири. Рима пәқәт мениң сориғанлиримғила жавап берип, өзлигидин бирәр сөз ейтмиғиниға қарап: «Мунчиваламу аддий-саддә кичик пейил боларму?» дегән ой көңлүмдин өтти…

Рима Қасимжан қизи Уйғур наһийәсиниң Долата йезисида, дехан аилисидә 1971 – жили 6-июль күни  дунияға кәлгән. Қизи мәктәп йешиға йәткәндә, атиси Қасимжан «Әмгәк» колхозиниң мәркизи болған Чоң Ақсу йезисидики Ғожәхмәт Садвақасов намидики оттура мәктәпкә өз қоли билән йетәкләп апирип, биринчи рус синипиға бәргән. Рима оттура мәктәпни 1988-жили түгәткәндә, дадиси униң муәллимә болушини арманлиған еди. Қизму шу ойни көңлигә пүккәчкә, Алмутидики Мәмликәтлик қизлар педагогика билим дәргаһиға емтиһан тапшурди. Оқушни яхши баһалар билән оқуған ижтиһатлиқ қиз, у билим жайини 1993-жили муваппәқийәтлик тамамлап, туғулған наһийәсигә келип, иш паалийитини наһийәлик билим бөлүминиң тайинлиши билән Таштиқарису оттура мәктивидин башлайду. 1998-2000-жиллири Алмутидики №150-мәктәп гимназиясидә рус тили вә әдәбияти пәнлиридин дәрис бериду, кейинирәк шу мәктәптә педагог-уюштурғучи болуп ишләп, андин 2001-жили  Чонжидики №5-уйғур оттура мәктивигә келип, рус тили вә әдәбияти пәнлиридин дәрис бериду. 2013-2014-оқуш жиллирида наһийәлик билим бөлүмидә тәрийә саһасида ишләйду. 2014-жилдин башлап Чонжидики Абай намидики мәктәп гимназиясидә мутәхәссислиги бойичә ишләп келиду.

Рима өз мутәхәссислиги бойичә жилдин-жилға оқутуш тәжрибисини ашурушқа тиришти. У пешқәдәм устазларниң дәрислиригә қатнишип вә өзиниң дәрислиригә тәклип қилип, улардин үгинип, оқуғучиларниң ата-анилири, уларниң турмуш-шараитлири билән тонушуп, һәр бир оқуғучиниң үлгә-нәмунилирини алди. Өз хулқи-мүжәзигә қарап иш елип барди. Тәжрибилик муәллимләрниң, ата-аниларниң ярдимигә таянди.  Балиларни яхши оқутуш үчүн барлиқ мүмкинчиликләрни ойлап-тепишқа һәрикәт қилди. Қилған еқидилири зайә кәтмигән устаз бир нәччә жиллиқ әмгиги түпәйли өз коллективиғила әмәс, наһийә устазлири арисидиму көрүнди.

Рима Қасимжан қизи өз билимини дайим заман тәрәққияти билән йүксәлдүрүп келиду. Бүгүнки оқутуш системисини мукәммәл өзләштүрүп, тәжрибисидә қоллинип келиватқан устаз көплигән мусабиқә-байқашларға қатнишип, мукапатлиқ орунларға еришкән. Жүмлидин; хәлиқ ара илим вә билимни қоллаш мәркизи «Мың бала» интеллектуаллиқ билим сайтиниң уюштуруши билән өткән билим мусабиқисидә «Жыл үздігі – 2019» намлиқ жумһурийәтлик байқашқа қатнишип 1-орун, диплом вә «мәртебелі маман» медали,  «Муғалым еңбегі – рухани жаңғыру негізі» намлиқ 3-жумһурийәтлик илмий-тәжрибилик конференциясиниң «Құрмет грамотасы» (2022), «Тәуелсіз елдің ұрпағымын» намлиқ наһийәлик мусабиқисидә 3-орун вә диплом билән (2019), «Работа с текстом» намлиқ методикилиқ китапчиси жумһурийәтлик дәрижидә йоруқ көрди (2019), вилайәтлик билим башқармисиниң  «Құрмет грамотасы» охшаш тәғдирнамиләр Риманиң издинип һәм үгинип ясиған әмгәклири бәдилигә кәлгән мукапатлардур.

Шуни алаһидә тәкитләймизки, Р.Қасимжан қизиниң оқутқан шагиртлириму вилайәтлик, наһийәлик болған түрлүк мавзулардики олимпиада вә байқашларға қатнишип, орунларни егилигән. Хәлиқ ара интеллектуаллиқ «Русский медвежонок-языкознание для всех» байқишида Аблайхан Фатима, Юпитерова Индиралар 1-орун (2021), 2021-2022-оқуш жилида 9-11-синип оқуғучилириниң жумһурийәтлик олимпиадисида рус тили вә әдәбияти пәнидин 1-орун алған Шерипжанова Нельюфар (2022-ж), мошу синақ бойичә бийилқи байқашта 2-орун алған Жумадилова саяжан (2022), охшаш түләклири мәктивиниң, наһийәниң шәнини көтирип, муәллимәниң мәртивисини көтәрди. Қисқиси, Рима Қурбаниязованиң узун жиллиқ әмгигини вилайәтлик, наһийәлик вә мәктәп мәмурийити жуқури баһалап, көплигән пәхрий ярлиқлар, маддий вә мәнивий мукапатлар билән тәғдирлиди.

Муәллимә Риманиң өмүр йолдиши болған Адилжан Қурбаниязовму илғар зияли, йәни Чоң Ақсу йеза округиниң һакими билән 1993-жили баш қошуп, икки пәрзәнт сөйгән. Қизи Адаләт Асфандияров намидики медицина институтини әла баһаға түгитип, алмута шәһиридә терапевт-врач болуп ишлисә, оғли Камил алий билимлик юрист. Нәвриси болған Сафия үч йерим яшта. Жәмләп кәлгәндә, бу аилә бүгүнки таңдики бәхитлик аилиләрдиндур.

Көрүп турғинимиздәк, Рима өз өмрини салаһийәтлик ата вәсийитигә, ғәмхорлуғиға тайинип әмгәк әткәнлиги ениқ. Шуңа у атисидин бир өмүр рази екәнлигини һәр бир сөзидә ейтип, мәғрурлиниду. Мәрипәткә беғишлиған һаятиниң мевисини оқутқан йүзлигән шагиртлириниң иллиқ инкаслиридин, тиләк-хаһишлиридин мәмнунлинип жүргән устазға күнүңиз көңүллүк, ишиңиз үнүмлүк, йолуңиз амәтлик, тапқиниңиз бәрикәтлик болуп, һаяттин хатиржәм өтүң дегән тиләкни билдүримиз.

                                                                           Худавәди МӘҢСҮРОВ

 

Бөлісу:

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Алматы облысында жаңа инновациялық мектеп ашылды

2024 жылғы 6 қарашада Алматы облысы Еңбекшіқазақ ауданы Рахат ауылдық округіне қарасты Өрі…