— Мәрһум атам Турсунжан билән анам Шаһадәт кичигидин жапа-мәшәқәт билән өскәнликтинму яки чоң аилидики бизни беқип қатарға қошқичә тартқан еғир күнләрдинму, әйтәвир, саламәтликлири яхши болмай, һәр дәқәмдә ағрип қалатти. Уларниң ағриқтин тартиватқан күнлирини көрүп, ичимдин көйүнәттим. Шуларға мәдәт бәргидәк инсан болсам дәп толғинаттим. Шу сәвәптин болса керәк, кичигимдин дохтур болушни арманлиған. Бүгүнки күндә арминим рояпқа чиқип, шипагәр болуп ишләп кәлмәктимән, — дәйду Луиза Турсунжан қизи Илахунова. – Атам Турсунжан Баһар йезисиға дәсләпкиләрдин болуп келип, мәһәллә қурулуш ишлирида кәпшәрлигүчи кәспи билән көп жиллар әмгәк әткән қоли гүл инсан еди. Анам Шаһадәт А.Розибақиев намидики оттура мәктәптә рус тили пәнидин дәрис берип, йүзлигән яшларниң дилиға билим нурини төккән меһри дәрия үлгилик устаз болған,- дәп өткән күнләргә, йәни дәһшәтлик болған тохсининчи жиллардики дәвирләрни көз алдиға кәлтүрүп, ата-анисиниң һаят йолини әсләп өтти.
Турсунжан билән Шаһадәт баш қошуп 4 қиз, бир оғул сөйгән. Хәйрият, балилири тәл-төкүс йетилип, чоң қизи Гүлназ Алмута шәһиридә бәлгүлүк бир кәсип егиләп ишлисә, иккинчи қизи Наргиза наһийәмиздики хәлиққә хизмәт көрситиш мәркизидә, оғли Назим Чонжида базарда, кәнжә қизи Шаһидәм Алмутида бир бағчида тәрбийичи болуп истиқамәт қилмақта. Қизларниң үчинчиси болған Луиза наһийәлик мәркизий ағриқханида һәмширә болуп ишләп кәлмәктә.
Вақит илгири ат йорғиси билән маңған болса, һазир самолеттәк учмақта. 1987-жили 22-февральда туғулған Луиза 1993-жили Баһар йезисидики А.Розибакиев намидики оттура мәктивиниң биринчи синипиға бариду. Бу билим дәргаһини яхши баһаларға тамамлиған у 2004-жили оттура билим елип чиқиду. Лекин бәлгүлүк сәвәпләдин бир жил жуқури билим елиш орниға баралмайду. Дохтурлуқ билимгә иштияқ бағлиған Луиза Турсунжан қизи 2005-жили Чонжидики Талғар медицинилиқ колледжиниң шөбисидә (филиалида) билим елишқа муйәссәр болиду. Бу билим дәргаһида жүргәндә уюштурулған көплигән жәмийәтлик ишларниң тәшәббускари болуп көпниң көзигә чүшиду; мәмүрийәтниң түрлүк мәзмундики иш-чарилиригә қатнишип, махташ, тәшәккүрнамә охшаш ярлиқларни елишқа сазавәр болиду. Бу билим дәргаһини 2008-жили муваппәқийәтлик түгәткән Луизани мәркизий дохтурхана рәһбәрлиги шу жилила уни терапия бөлүмигә һәмширә қилип тайинлайду. Шу жиллардин етиварән терапия бөлүмидә хизмәт қилип келиду. Һазирқи күндә үлгилик вә тәжрибилик һәмширә атилип адил әмгәк қилмақта.
Луиза һәқиқәтәнму ишиға садиқ, бемарларға меһриван, бәргән әһдигә жавап билән қарайдиған һәмширә. Униңға кәлгән һәр бир бемар Луизаниң силиқ-сипайә сөзлири билән садақәтлигигә, кәспигә болған шижаитигә апирин ейтишип, «Бизниң дили пак, көңли ақ һәмширимиз» дәп тилға алидекән. Сөзлириниң майиллиғи, инсанларға болған меһир-мунасивити билән бемарларниң дилидин орун алған Луизаниң әмгәк стажи он бәш жилдин ешипту. Шу жиллар ичидә алдиға кәлгән талай-талай чоң-кичик ағриқларниң көңлидин чиқип, өз кәспигә садиқлиғи билән биллә мәйин сөзлири биләнму бемарларни давалайду десәк мубалиғә болмас. Чүнки униң жисми һәм хислити таллавалған ишиға мужәссәмләнгәндәк.
Луиза Турсунжан қизи 2008-жили Чонжидики һәрбий хизмәттики, йәни алақә ротисидики бөлүмдә 2007-жилдин хизмәт қилип келиватқан Равил Зульяров исимлиқ жигит билән аилә қуриду. Бу инақ аилә 3 оғул вә 1 қиз сөйиду. Пәрзәнтлириниң чоңлири мәктәпләрдә үлгилик билим вә тәртиплири билән ата-анилириниң көңүллирини шатлиққа бөләп келиду. Бүгүнки таңда Луиза аилидә болуп, һаятқа елип кәлгән пәрзәндини пәрвиш қилмақта.
Хуласилап ейтқанда, у кимгә қандақ мәслиһәт беридиғанни ениқ билиду. Шундақла психолог вә кәспий һәмширә сүпитидә әл-ағинә, жамаәтчилик арисида өзиниң алаһидә орнини көрситидиған кәспигә садиқ инсандур. Биз әл һөрмитигә вә ишәнчисигә еришип, һөрмәт тепиватқан Луиза Илахунова Турсунжан қизиға сағлам һаят, ишлириға муваппәқийәт, аилисигә хатиржәмлик тиләймиз.
ХУДАВӘДИ МӘҢСҮРОВ