Қазақ хәлқиниң мәрипәтчиси Ахмет Байтурсун оғлиниң «Билимлик болуш үчүн оқуш керәк. Бай болуш үчүн кәсип керәк. Күчлүк болуш үчүн бирлик керәк. Мошу «керәкләр» йолида еринмәй әмгәк етиш керәк» дегән пикрини Президент К.Ж.Тоқаев өз мәктүбидә алаһидә мәнтиқий урғу билән ейтип өтти.
Президент Қасым-Жомарт Тоқаев новәттики бу Мәктүбидә дунияни һәләйкүмгә салған ковит (пандемия) билән күрәш йоллирини, униң елимизгә елип кәлгән зәрдавини ейтип, елимизниң ижтимаий тәрәққиятиға турғунларниң тапавити билән иш орунлириниң сақлинип қелиши, хәлқимизниң саламәтлиги билән һаятини сақлаш йолида елип берилидиған ишларға алаһидә диққәт һажәтлигини атап өтти. Президент әл тәрәққиятиға бағлиқ керәклик жәриянларни атап, уни әмәлдә пайдилиниш йоллириға мәхсәтлик көрсәтмиләрни сизип көрсәтти.
У бәшинчи муһим мәсилә дәп маарип саһасиға кәң тохталди. Диққәткә сазавәрки, билим елиш үчүн мәмликитимиздә һәммә шараитларни яритиш әвзәллигини тапшурди. Һәр бир оқуғучи билән устазниң сағлам һаят тәризини сақлап қелиш йоллирини дитқа елип, билим беришниң йолини мустәһкәмләшниң керәклигини жекиди. Оқуғучи билән устазниң тәшвишсиз билим ишини жүргүзүш шараитлирини яритишниң лазимлиғини тапшурди. Мәктәпкичә, балилар бағчилири билән мәктәп йешиғичә болған балиларға беғишланған билим бериш мәркәзлирини көпәйтиш, шундақла билимлик әвлатниң әл келәчиги екәнлигини әскә салди. Йәнә хошал қилидиған нәрсә, йеңи оқуш жилидин башлап 1-4-синип оқуғучилири һәқсиз тамақлиниду. Маарип саһаси хадимлириниң әмгәк маашини 25 пайизға ашурушни тапшурди. Мән мәктәп мудири сүпитидә буниң устазларға чоң жавапкәрлик жүкләйдиғанлиғини ейтқум келиду. Биз барлиқ билимимизни келәчәк әвлат -ниң билим вә тәрбийисигә беғишлап, уларни елимизниң һәқиқий вәтәнпәрвәрлири етип йетилдүрүшкә күчимизни сәрип қилишимиз керәк дегән сөз.
Мәрипәт йолидики һәр бир устазға Вәтән алдида адил хизмәт қилишқа, өсмүрләргә пухта вә сапалиқ билим вә тәрбийә беришкә қәтъий жавапкәрлик билән қарап, еринмәй әмгәк етишниң лазимлиғини әскәртти.
Суджата ИМИРШАЕВА,
А.Розибақиев намидики оттура мәктәпниң мудири
БАҺАР