Қазақстан хәлқигә «Адаләтлик Қазақстанниң ихтисадий йөнилиши» намидики ҚЖ Президенти Қ.Ж.Тоқаевниң новәттики мәктүби барлиқ саһадики хәлиқни ойғитип, дадил вә адил қәдәм бесишқа йол-йоруқ болди. Мән бу мәктүбни зеһин қоюп оқуп, көп нәрсини чүшәндим.
Дөләт рәһбири Мәктүб арқилиқ ихтисат, ижтимаий вә башқиму саһалардики өзгиришләрниң әһвалидин мәлумат бәрди. У мәктүбтә тәкрар ишләш, тағ-кан санаити, мудапиә санаити, йеза егилиги, энергетика, рәқәмләштүрүш, су ресурслири, кичик вә оттура тижарәтни тәрәққий әткүзүш кәби тапшуруқларни жүклигән. Мәктүбтә алаһидә әһмийәт бәргән мәсилиләрниң бири – мудапиә иши. Мән бу саһада көп жиллар һәрбий ветеранлар билән иш жүргүзгәнлигим үчүн хелә тәжрибигә егә. Шуңлашқа бу саһа бойичә өз пикримни изһар қилмақчимән.
Бүгүнки таңда жаһанда қәтъий хәтәрлик ховуплуқ жәриянлар көпәймәктә. Буниңға күчлүк вә һәр қандақ вәзийәттә дүшмәнгә тәқабул туралайдиған армияни қуруш – илғар мәсилиләрниң биридур. Шуңа һазирқи заман етиш қураллирини мәхсәткә мувапиқ тәмин етиши зөрүр. Һәрбий техникиларни бар мүмкинчиликләр даирисидә қувитини ашуруп, ишләватқан карханиларни қоллап-қувәтләш лазим. Президент «Биздә униңға һажәт маддий-техникилиқ база, билим вә тәжрибә, мутәхәссисләр бар» деди. Мошуниңға мунасивәтлик, мениң оюмчә, һазир яшлар арисида һәрбий хизмәтниң, армияниң, офицер шәни чүшәнчилириниң мәртивисини ашуруш керәк дәп ойлаймән. Бу турғидин қариғанда, елимиз миқиясидики барлиқ наһийәлик һәрбий комиссариат, ветеранлар кеңәшлири яшларни қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрик роһида тәрбийиләш йөнилишидә атқуриватқан ишлири можут. Кейинки жилларда елимиздә һәрбийләрни ижтимаий тәрәптин қоллаш қанат йейип келиватиду; мааши өсүватиду, турушлуқ өй билән тәминләватиду. Билимлирини көтириш үчүн шараитлар яритиливатиду. Шундақ екән, бу йөнилиштики ишларға йеңичә илгириләш тәвсийә қилиниши лазим.
Алаһидә ейтидиған йәнә бир нәрсә – кадр мәсилиси, кадр тапчилиғи. Бүгүнки күндә кадр билән тәминләш тәрипи мурәккәп болуп туриду. Һазирқи күндә тәләп жуқури. Бу жәриянда кадр һәр қандақ вәзипини өз бойниға елип, мәсъулийәтчанлиқни чүшинидиған, униңдин чөчимәйдиған болуши шәрт дегән хуласә чиқиду. Бу тәрәпләрму елимиздә муваппәқийәтлик орунлиниду дәп ойлаймән. Буниңға кадр резерви программиси оң тәсирини көрситиватиду. Резервқа таллаш очуқ вә ашкарә әмәлгә ашурилиду. Буниңдин яшлар пурсәтни өз дәрижисидә пайдиланса болиду.
Һазир яшлар, болупму, мәктәпни түгитиш алдида турған яшлар арисида кәң даиридә тәшвиқат-тәрғибат ишлирини жүргүзмәктә. Уларға қабилийитигә, салаһийитигә қарап мутәхәссислик таллашниң әһмийитини чүшәндүрмәктә. Әң әвзили, мәмликәт тәрипидин болуватқан ярдәмләр, имтиязлар тоғрисида йеңи-йеңи мәслиһәтләр берилип кәлмәктә.
Ахирида ейтарим, Президент бу йоллиған Мәктүбидә хәлиқниң турмуш-тирикчилигини яхшилаштики вә елимиз тәрәққиятидики йөнилишлирини дадил ашкарә көрситишни билгән. Әндики ишимиз, дөләт тәрәққиятиға йеңи басқуч һарписида барлиғимиз жәм болуп, бирликтә-өмлүктә алға қарап қәдәм бесишимиз керәк.
НУРВӘГ СЕЙИТОВ,
Алмута вилайити билән Уйғур наһийәсиниң Пәхрий пухраси вә Уйғур наһийәлик ветеранлар кеңишиниң сабиқ рәһбири, пенсионер.