Басты бет Бір шаңырақ астында ЖӘМ БОЛУП, ВӘТӘНПӘРВӘР ӘВЛАТНИ ТӘРБИЙИЛИШИМИЗ КЕРӘК

ЖӘМ БОЛУП, ВӘТӘНПӘРВӘР ӘВЛАТНИ ТӘРБИЙИЛИШИМИЗ КЕРӘК

0
352

    М.Әвезов намидики Әдәбият вә сәнъәт институти Мустәқиллик дәвирдики әдәбият вә бәдиий публицистика бөлүминиң рәһбири, филология пәнлириниң доктори, профессор Гүлжаһан Жумаберди қизи Орданиң исим-шәрипи Қазақстандики вә жирақ-йеқин чәт әлләрдики әдәбият вә илим-пән әһлигә яхши тонуш. Бу алимә әдәбият, тил, китап вә китапхан, милләтләр ара достлуқ вә башқиму муһим мәсилиләр һәққидә дайим пикир қозғап, жут паравәнлиги билән хатиржәмлигини тәрғибат қилип келиватқан инсандур. Мән униң учурлирини түрлүк әхбарат васитилиридин оқуп вә аңлап, сәвийәси, билими вә мәпкүрисигә қайил болдум. Бу кишиниң иш-паалийитини уйғур қериндашлиримниң оқуп көрүшини мақул көрүп, гезитханларға һавалә қилип олтиримән. Униң илим йолини, инсанийлиқ хислитини, адиллиғини вә достлуқ ғайилирини сизму оқуп, өз тәпәккүриңиздин өткүзүп, Орданиң жәмийитимиздики ролини билип, мулаһизә қилип көрүң. Мән Гүлжаһанниң пикирлирини ихчамлап берип олтиримән:

Гүлжаһан Жумаберди қизи өзини толғандуруп жүргән мәсилиләр бойичә шундақ дәйду:

– Елимиз мустәқиллик алған жиллиридин тартип илим саһасида жүргән алимларниң биримән. Шу өткән жиллар давамида тәтқиқат институтлириниң алимлири көплигән қийинчилиқларни башлиридин кәчүрди. Илим-пән министрлиги тәрипидин уюштурулған байқашларға қатнишип, лайиһәләр бойичә утувелип, уларниң пули билән күнүмизни көрүватимиз. Лайиһә бойичә ишләнгән ишлиримизниң тиражи интайин аз. Уни лайиһәгә бөлүнгән мәбләғ билән чиқиримиз. Илмий әмгәклиримизниң чиқирилишини дөләт қолға елип, тиражини көпирәк чиқарса дегән үмүтимиз бар. Мәнавиятқа сәрип қилинған әмгәкни тараза билән өлчәшкә яки қол билән тутушқа болмайду. Алимлар әмгигиниң нәтижиси узақ жилларда нәтижисини бериду. Биз сөз сәнъитини тәшвиқ қилиш билән шуғуллинимиз. Шуңлашқа алимларға дөләт тәрипидин ғәмхорлуқ көрситилиши керәк дәп ойлаймән.

Бу саһаға мунасивәтлик бир пикрим бар; кимниң илим-пәнгә қандақ әмгиги сиңгәнлигини министрлик назарәт қилиши керәк еди. «Башмалтақ басти, көз қисти» қилмай, дөләт мукапити әмгигигә қарап берилгини тоғра еди. Йеқинда илим-пән вә алий билим министри Саясат Нурбек мәктәп муәллимлиригә дөләт мукапатлири қандақ әмгәклиригә қарап берилидиғанлиғи һәққидә ениқ ейтти. Мошундақ система илим-пәнгиму керәк,- дәп пикир жүргүзиду.

Шундақла, алимә аброй-инавити барлар ижаткарлар екәнлигигә тохталған:  –Йезиливатқан китаплар көп, лекин оқуватқан китапханлар наһайити аз. Интернеттин әхбарат-хәвәр оқуш биләнла чәклинип, бәдиий әдәбиятқа болған иштияқи суслишип кетип бариду. Бәдиий сөзниң кериги болмиса, миллий тил йоқилип, миллий роһимиздин айрилип қелишимизму мүмкин, –  дәп келип мундақ дәйду. – Шаир-язғучилар – хәлиқниң әркә балилири, уларниң әркилигини көтиришимиз керәк. Мән шагиртлиримға «Шаир-язғучиларни йеқин тонушниң һажити йоқ. Әсәрлирини оқусаңлар йетиду. Шәхсий һаятиға бағлиқ гәп-сөзләрни тәрмәңлар, уларму бәндә, униң билән кариңлар болмисун», дәп ейтимән. Китап оқумайдиғанларға «йоқ» дәп ейтиш оңай. Кейинки он жилда ижаткарларниң тинимсиз әмгигиниң нәтижисидә көплигән әсәрләр йезилди. ХХ әсир һәқиқити тоғрилиқ көплигән әсәрләр мәйданға кәлди. Кеңәш Иттипақиниң қурулуши, Кеңәш Иттипақиниң ғулиши, 1986-жил вақиәси тоғрилиқ һәтта драмилиқ әсәрләрму йезилди. Буларни қандақ йоққа чиқиримиз. Әхбарат технологияси китапни вақитлиқ чәткә силжитип қоюши мүмкин, бирақ китап сиртқа ташланмайду, китап оқуйдиған әвлат йетиливатиду. Оқуғучилар билән студентлар арисидики болған учришишларда китапни издәп оқуйдиған әвлатниң өсүп келиватқанлиғини көрүп, хошал болимән. Һазир һаят кәчүрүш тәризимиз өзгәрмәктә, адәм вақитқа маслашмақта. Келәчәктә һәммиси өз изиға чүшиду. Көпчилик мәнавиятқа зеһин салидиған болиду дәп ойлаймән, – дәйду.

– Қазақстан – достлуқ макани. Демәк, «Биз, түркий тиллиқ хәлиқләр, бир йолда, бир мәхсәттә, өз ара дост-қериндаш болуп һаят кәчүрүп, елимизниң гүллинип-йүксилишигә өз төһпимизни қошушқа тегишмиз» дегән изгү нийитимни билдүримән. Бүгүнки милләт зиялилири, келәчәк әвлатқа мирас, аманәт сүпитидә қалдурушқа тегишлик әмгәклиригә һөрмәт билән қарап, униң тәрәққий тепиши үчүн күч селишимиз керәк дәп ойлаймән, – дәп елимиздики милләтләр ара мунасивәтни оттуриға қойиду.

-Қазақ – тәбиитидин меһмандост хәлиқ. Қазақ хәлқи башқилардин қолидики барини меһмининиң алдиға қойидиған кәң пейиллиғи билән пәриқ қилиду. Қазақ йеридә истиқамәт қиливатқан башқа этносларниң қазақ хәлқигә дегән миннәтдарлиғи чәксиз. Қазақстанлиқлар бир өстәңниң сүйини ичип, һавасидин нәпәс еливатқанлиқтин, дост-қериндаш болуп кәттуқ. Жәнубий регионларға барсиңиз, русларниң, корейларниң балилири қазақ тилида сөзләшкинини көрисиз. Уларниң арилашқан муһити қазақлар болғачқа, балилириниңму тиллири қазақчә чиқиду. Умумән, түркий тиллиқ хәлиқләр арисидики достлуқ бизгә қенимиз билән берилгән, сиңгән. Биз – дини бир мусулман пәрзәнди. Чәт әлгә чиқип қалғидәк болсақ, түркий тиллиқ қериндашлиримиз, худди бир туққан қериндишимиздәк муамилә қилишиду. Әнди қазақ ижаткарлири арисида қазақ-уйғур достлуғи әлмисақтин давамлишип келиватиду. Заманисида қазақ әдәбиятиниң классиклири Сәбит Муқанов «Қашқар қызы», Ғ.Мусреповниң «Кездеспей кеткен бір бейне» әсәрлирини уйғур, йәни Қазақстан хәлиқ язғучиси Зия Сәмәди уйғур тилиға тәржимә қилған еди. Мана мошу әдәбий ижадий мунасивәт ХХ1 әсирдиму қазақ вә уйғур ижаткарлири арисида әнъәнивий түрдә давамлишип кәлмәктә.

Әдәбиятшунас сүпитидә уйғур ижаткарлириниң бир аз әсәрлири тоғрилиқ қәләм тәврәттим. Әхмәтжан Һашириниң «Яшиғиним, яшиған», «кәчмәс көңлүм», «Солмас гүл», «Солдаттин қалған туяқ» («Йәргә төкүлгән яш») (1977), «Нур ана» (1986) повестлири, Дүрнәм Мәшүрованиң «Ана мираси» романи тоғрилиқ, Жәмшит Розахунов, Патигүл Мәхсәтованиң поэзияси тоғрилиқ мақалилирим гезит сәһипилиридә елан қилинди, конференцияләрдә доклад оқудум. Улардин башқа «Қазақстандики уйғур әдәбияти» намлиқ китапниң тәһлил бабида Патигүл Мәхсәтова, Илахун Жәлилов, Жәмшит Розахунов, Алмасбек, Абдумежит Дөләтов, Илахун Һошуров, Хуршидә Илахунова, Алимжан Бавдиновларниң әсәрлирини тәһлил қилдим. Уларниң һәммиси мениң қияпәт-жисмимни билмисиму, исим-нәсибәмни яхши билиду дәп ойлаймән, – дәп ижаткарлар билән ижадий яндишиштики достанилиқни қизиқиш билән тилға алиду.

Шундақла алимә, умумән, достлуқ, милләтләр ара разимәнлик мәсилилири бойичә уйғур миллитиниң вәкиллири билән арилишип туридиғанлиғи һәққидә шундақ дәйду:

– Мән достлуққа адил адәм. Өзәм дегәнгә жүригимни жулуп беришкә һазирмән. Сатқунлуқни, вапасизлиқни кәчүрмәймән, адаләтсизликкә төзмәймән. Достлуқ, иззәт-икрам милләтму, яшму таллимайду. Уйғур хәлқиниң Әхмәтжан Һашири, Патигүл Мәхсәтова кәби шаир-язғучилири билән биллә алимлардин М.Әвезов намидики Әдәбият вә сәнъәт институтиниң баш илмий хадими, филология пәнлириниң доктори Алимжан Һәмраев-Тиливалдини, Р.Сүлейманов намидики шәриқшунаслиқ институтиниң йетәкчи илмий хадими, филология пәнлириниң намзити Рәхмәтжан Йүсүповни, Абай намидики Қазақ миллий педагогика университетиниң чоң оқутқучиси, филология пәнлириниң намзити Шаирәм Баратовани мәнивий достлирим дәп ейталаймән. Бир дәвирниң әвлади сүпитидә бир-биримизгә һөрмәт көрситип, иззәтләп, қолумиздин келишичә ярдәм қолумизни сунуп келиватимиз,- дәп инсаний мунасивитини ипадиләйду.

Гүлжаһан Жумаберди қизи Қазақстан вәтәнпәрвәрлиги хусусида тәвринип сөзләйду:

– Бизниң әвлатимизниң һәммиси – Вәтинигә, елигә, йеригә адил вәтәнпәрвәрләр. Бирақ бизни кеңәш идеологияси тәрбийиләп, йетилдүрди. Ата-анисини, қериндишини сөйгән адәм вәтинини жәзмән сөйиду. Бүгүнки яш әвлат бизгә охшаш патриот әмәс, мүмкин уларни тәрбийиләштә чоң әвлат бепәрвалиқ көрситиватқанду. Һәммә мәсилиниң мәбләққә келип тирилидиғанлиғини билисиз. Биз әмгәккә арилашқан жиллири чоң әвлат вәкиллири әл-жутни арилап, һәр хил тәшвиқат-тәрғибат ишлирини жүргүзидиған. Бүгүнки күндә биз әйнә шу шәкилләнгән әнъәнидин айрилип қалдәк. Телевизиядә зияли әһлигә қариғанда, сәнъәт адәмлири тоғрилиқ хәвәрләр нурғун. Өсүп келиватқан яш әвлат вәкиллиригә әқиланә ой-пикирлирини ейтип, йол-йоруқ көрситидиған, мәслиһәт беридиған хәвәр программиларни көпәйтиш керәк. Тәрбийиниң бөшүктин башлинидиғанлиғини һәр бир ата-ана ядида мәккәм сақлиғини әвзәл. ХХ1 әсирниң әзимәтлири әқил-парасәтлик әвлат тәрбийиләп өсүрүшкә миннәтлик. Сәвәви, биз риқабәткә қабилийәтликла әмәс, Вәтинини сөйидиған вәтәнпәрвәр әвлатни тәрбийилишимиз керәк. Яшлар – бизниң келәчигимиз. Шуңлашқиму дөләт яшлар тәрбийисигә беваситә көңүл бөлсә, тәрбийигә хәшлинидиған мәбләққә бехиллиқ қилмиса дәймән, – дәп елимиздики вәтәнпәрвәрликкә хас жәриянларни тәкитлигән.

Өзиниң ижадий иши – немә йезиватқанлиғи, келәчәктә қандақ илмий әмгәклирини оқушимизға болидиғанлиғи тоғрилиқ:

– Бизниң илмий әмгәккә арилашқинимизға оттуз жилдин ошуқ вақит болди. Мошу жиллар мабайнида йәттә («Алаштың бір ардағы», «Көркем ойдың құдіреті», «Мүсілім Базарбаев зерттеулері және әдебиеттану ғылымының мәселелері», «Сөз сыры», «сөз құдіреті», «Бес арыс», «Зейнолла Сәнік шығармаларындағы көркемдік ізденістер») монографиям йоруқ көрди. 8,10,11-синип оқуғучилириға беғишланған «Қазақ әдебиеті» дәрислигиниң муәллипимән. Улардин башқа әлликкә йеқин коллкетивлиқ монографияләргә бапларни яздим.

Кейинки он жилниң әтрапида әдәбиятниң һәр хил мәсилилири бойичә йезилған илмий лайиһәләргә рәһбәрлик қилдим. 2012-2022-жиллар арилиғида көплигән хилдики коллективлиқ монографияләрни нәширдин чиқардуқ. Улар – һазирқи қазақ әдәбияти вә бәдиий публицистика бөлүми хадимлириниң мустәқиллик дәвридики әдәбият тоғрилиқ тәтқиқатлири. Ечинарлиғи, тилға елинған әмгәкләрниң тиражи аз болғанлиқтин, жумһурийәттики алий оқуш орунлириға йәтмәйду, пәқәт чоң-чоң китапханиларға чүшиду.  Қазақстан хәлиқлириниң әдәбияти тоғрилиқ билгүси келидиғанлар бизниң чиқарған тәтқиқатлиримизни шу жайлардин тепип оқушқа болиду.

Мени қизиқтуридиған мавзу – 1986-жилқи Желтоқсан вақиәсиниң әдәбиятта гәвдилиниши. Мошу мавзу тоғрилиқ чиққан мақалиларни оқуп, уларға пикримни билдүрүп туримән. Өзәмгә йеқин мавзуни мупәссәл тәтқиқ қилғум келиду. Мәнму әшу қанлиқ вақиәниң қурвини болуп, Абай намидики қазақ педагогика институтиниң 2-курсидин оқуштин чиқирилип, тәқипләндим. Бирақ, бәхтимизгә яриша, икки жилдин кейин оқушимизни қайтидин давамлаштурдуқ…

    ИлавәАлимәниң әмгәклири үчүн М.Әвезов намидики мукапатниң лауреати (2002-ж), «Қазақстан Жумһурийити Мустәқиллигигә 20 жил» тәвәллудлуқ медали билән (2011-ж), Бауыржан Момышұлы намидики «Батыр шапағаты» медали билән (2016-ж), Беларусь Язғучилар Иттипақиниң «За великий вклад в литературу» (2016-ж) медальлири билән тәғдирләнгән. Биз бу ихчам мақалида алимә Гүлжаһан Жумаберди қизи Орданиң һаят йоли вә азду-тола илмий-ижадий паалийитидин уйғур қериндашларға тонуштуруп, қазақ-уйғур хәлқиниң әзәлдин бир-бирини қоллап, достлуқни мустәһкәмләп келиватқан милләтләр екәнлигини, шундақла Қазақстан дияримизниң үсүп-йетилиши үчүн бир яқидин баш, бир йәңдин қол чиқирип әмгәк етишимизниң һажәтлигини билдүрмәк болдуқ.

Материални ихчамлап тәйярлиған ХУДАВӘДИ МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ҰЛТТЫҚ БОЛМЫСЫМЫЗДЫ ТҮЗЕУІМІЗ ҚАЖЕТ

Қоғамда адам өзгерді ме, әлде заман өзгерді ме білмеймін, кінәмшілдікке көп жол беретін бо…