Мунбәт макан, йәттису җәннити – Йәттису тәвәсидә ҚҖ Президенти Н.Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ программилиқ мақалисиға бағлинишлиқ муқум реҗиләр ясилип, униң баринчә нәтиҗилик орунлинишини алаһидә нәзәрдә тутмақта.
«Туғулған йәр» программисиға мувапиқ, аһалиниң туғулған йәргә вә өскән тәвәсигә дегән муһәббитини қелиплаштуруш, һәр бир шәхсниң изгү нийитидин туғулидиған пайдилиқ иш-чариләрни әмәлдә көрситиш хусусида тәшвиқат-тәрғибат ишлири давамлиқ жүргүзүлүп келиватиду. Сәясий вә җәмийәтлик әһмийити зор бу программини әмәлгә ашуруш үчүн тәвәлик комиссияләр қурулди. Униң тәркивигә наһийәлик җәмийәтлик кеңәш, наһийәлик мәслиһәт, ветеранлар кеңиши, «Атамекен» тиҗарәтчиләр палатиси башлиқлири, җәмийәтлик тәшкилатларниң, барлиқ сәясий партияләр филиаллириниң, йеза һакимлири, шундақла мәтбуат вә әхбарат васитилириниң башчилири киргүзүлгән.
Комиссия қазақ тилиниң латин елипбәсигә новәт-новәт билән көчиши, «Йеңи гуманитарлиқ билим. Қазақ тилидики 100 йеңи оқушлуқ», «Туғулған йәр», «Җаһандики заманивий қазақстанлиқ мәдәнийәт» вә «Қазақстандики 100 йеңи исим» реҗилири бойичә түрлүк йөнилишләрдә иш жүргүзүдиған болиду.
«Туғулған йәр» программиси – Җәмийәтлик сәвийәни йеңилаш программисиниң тәркивий бир қисими. Шуңлашқа, жиғилишларда умумий миллий вәтәнпәрвәрликни ипадиләйдиған «Туғулған йәр» программисини қолға елиш һаҗәтлигигә нәзәр ағдуриду. Программиниң бир нәччә мәнаси бар. Биринчиси, билим бериш саһасида өлкәтонушишлирини жүргүзүшни, экологияни яхшилаш үчүн макан-җайларни аватлаштурушқа зор көңүл бөлүшни, йәрлик тарихий ядикарлиқлар билән мәдәний орунларни әксигә кәлтүрүшни көзләйду. Иккинчиси, башқа өлкиләргә көчүп кәтсиму, туғулған йерини унтимай, униңға ғәмхорлуқ ясиғуси кәлгән тиҗарәтчиләрни, зияли җамаәт вәкиллири билән яшларни уюштуруп, қоллап-қувәтләш.
Мошу мәхсәттә наһийәдә бир қатар ишлар әмәлгә ашмақта. Мәсилән, наһийәлик «Йәр җәннити – Йәттису», «Йәттисуниң йәттә карамити» намлиқ тарихий-мәдәний, өлкәтонуш экспедицияси, билим бериш орунлирида факультатив һесавидин «Туғулған өлкә тарихи вә өлкәтонуш» пәнини оқутуш бойичә ишларни җанландуруш, «Наһийәниң әдәбият намайәндиси» намлиқ наһийәлик шаир-язғучилар билән учришиш, йеза яшлириниң форуми, умумий билим бериш дәргаһлирида арқа сәп әмгәкчилири, авған уруши ветеранлири вә Чернобыль қатнашқучилири билән учришишларни уюштуруш чарилири реҗиләнгән.
Бу программилар – хәлиқниң вәтәнпәрвәрлик роһини қелиплаштурушқа, яш әвлатни туғулған өлкисигә дегән муһәббәткә, тәбиәтни муһапизәт қилишқа, тарихқа вә мәдәний-тарихий ядикарлиқларға һөрмәт билән қарашқа тәрбийиләшкә, роһий җәһәттин өзини-өзи риваҗландурушта вә аһалә тәрипидин тәшәббускарлиқ ясашқа һаҗәтлик шараитлар ясашқа, хәлиқни ғәмхорлуққа үндәшкә, һамийлиққа, қоршиған муһитни қоғдашқа өз ихласи билән қатнишишқа илһамландурушқа қаритилған.
«Туғулған йәр» программисини әмәлгә ашурушни алаһидә дадиллиқ вә системилиқ қолға елишни һәр бир комиссия әзалири атап көрситип, дөләт рәһбиримизниң тапшурмисини хәлиққә дурус чүшәндүрүш һаҗәтлигини муһим иш дәп билди. Шундақла әхбаратлиқ қоллаш жуқури дәриҗидә муқәррәр екәнлигини тәрипләшти. Шуниң билән тәң, туғулған йеригә ярдәм ясиған җанларни қоллап-қувәтләшниң түрлүк йоллирини пайдилиниш чарилириму оттуриға қоюлди.
Худавәди МӘҢСҮРОВ