ЭКСПО- 2017 – Қазақ-станниң пайтәхти Астана шәһиридә Хәлиқ ара көргәзмиләр бюроси билән (ХКБ) уюштурилидиған Хәлиқ ара көргәзмә. Көргәзмә 2017-жилниң 10-июни билән 10-сентябрь арилиғида өтиду.
2011-жилниң 10-июнида Париждики Хәлиқ ара көргәзмиләр бюросиниң Баш кативи Винсенте Гонсалес Лоссерталесқа Қазақстан Җумһурийитиниң рәсмий өтүнүши тапшурулди. Шу күндин башлап, Җумһурийитимиз Астанада ЭКСПО–2017 көргәзмисини өткүзүш һәққидики мәвсүмгә җиддий киришти.
Астанадики ЭКСПО-2017 көргәзмиси БМТ әллири билән Мәркизий Азия диярида өткүзүлидиған әң дәсләпки Хәлиқ ара дәриҗидики көргәзмидур. ЭКСПО-2017 Хәлиқ ара көргәзмисини Астанада өткүзүш – Қазақстанниң асасий реҗилириниң бири. Дөләт рәһбири Н.Назарбаев бу көргәзмини өткүзүш бизниң елимиз үчүн миллий лайиһә болуп һесаплинидиғанлиғини алаһидә атап өтти. Президент өз сөзидә йеңип чиққан һаләттә, лайиһәниң муваппәқийәтлик әмәлгә ашурулуши үчүн мүмкин қәдәр күч-җигәрини салидиғанлиғи һәққидә капаләтләндүргән. Астана тәвсийә қилған көргәзминиң мавзуси «Келәчәкниң энергияси» дәп аталди. У селиштуруш энергия мәнбәлиригә вә «Жасыл» технологиягә беғишланған.
Астанадики дуния йүзилик көргәзмә үч айға давамлишиду. Униңға дунияниң йүзгә йеқин дөләтлири вә 10 Хәлиқ арилиқ тәшкилат қатнишиду.Көргәзмигә 5 миллиондин ошуқ адәм келиду дәп күтүлмәктә.
ЭКСПО-2017 көргәзмисиниң «Болашақтың энергиясы» нами әң илғар дуниявий энергия сақлаш технологиясини, күн, шамал, деңиз, муһит вә термаллиқ суға охшиған бүгүнки күндә бар энергия мәнбәлирини пайдилиништа йеңи тәйярлиқлар билән технологияни пайдилинишқа зәмин яритиду. Астана мошу саһадики әң илғар дуниявий тәйярлиқлар билән трендлар көрситиш үчүн әһмийәтлик мәйданға айлиниши мүмкин. Шундақла, көргәзмә дөләтниң ишләп чиқириш қувити билән илмий базисини технологиялик йеңилаш вә ихтисатни системилиқ һәр тәрәплимилик болуши үчүн қувәтлик түрткә бериду. Мундақ иш-чарини өткүзүш ихчам вә оттура тиҗарәтниң тәрәққиятиға ейтарлиқ тәсир көрситиду. Көргәзмә пайтәхтниң көрмә объектлири қурулушиниң вә инфрақурулуминиң тилға аларлиқ шәхсий инвестицияни тартишиға мүмкинчилик бериду. ЭКСПО көргәзмисини өткүзүш мәзгилидә Қазақстанниң пайтәхти дунияниң булуң-булуңидин кәлгән түрлүк мәдәнийәтләр авазиға толуп ташиду. Көргәзмә һарписида һәр күни концертлар, шоу, миллий мәдәнийәт оюнлири вә башқиму оюн-тамашиға мунасивәтлик иш-чариләр уюштурилиду.
ЭКСПО дуниявий тәңдашсиз көргәзмә – әһмийити тәрәптин дуния йүзилик ихтисадий форумлар билән, туристлиқ йеқимлиғи бойичә әң талланған дуния дәриҗисидики спортлуқ мусабиқилар билән қияслашқа болидиған җаһан миқиясидики вақиә. 1851-жили Лондонда өткән биринчи дуния йүзилик ишләп чиқириш көргәзмисидин башланған ЭКСПО хәлиқ ара көргәзмиси һәр жили зор тонулушқа егә болуп, барлиқ қатнашқучиларға дунияниң ихтисадий, технологиялик вә мәдәний муваппәқийәтлири билән тонушушқа әҗайип мүмкинчилик яритип кәлмәктә. Көргәзмә шундақла инновациялик ғайиләр (идеяләр) алмишиш вә келәчәккә мунасивәтлик тәшкилатчанлиқ көз қараш мүмкинчиликлирини ишәшлик көрситиш үчүн алаһидә мәйдан болуп тепилиду. ЭКСПО көргәзмисини миллионлиған туристлар намайиш қилиду. Һәр бир әл өз мәдәнийитидики миллий алаһидиликләрни көрситидиған вә өзлириниң ихтисадий вә технологиялик тәрәққиятиниң дәриҗисини пүткүл җаһанға паш қилидиған даңлиқ павильон қурушқа интилиду.
ЭКСПО көргәзмисигә мувапиқлаштуруп 4 миң пәтир, йеңи меһманхана, Конгресс-холл вә университеттин мәркәзгичә давамлишидиған йепиқ шәһәр бой көтәрди. Көргәзмә әтрапида миллий павильон, мавзулуқ вә корпоративлиқ павильонлар, оюн-тамашә һәм хизмәт көрситиш орунлири бар. Җәмләп кәлгәндә, бу дуния йүзилик әһмийити бар көргәзминиң тәйярлиғи дөләт рәһбириниң тәптишләп туруши, җавапкәр шәхсләрниң шиддәтлик әмгиги, қурулушчиларниң нәмунә иш-һәрикити түпәйли раврос туруп, ЭКСПОға мувапиқ түрлүк мәзмундики шиарлар, нәқишләр, телетахтилар, һәтта қатнаш вә мунасивәт орунлири вә башқиму һаҗәтлик тәрәддүт ишлири дәқәмдә болуп, әтә башлинидиған дағдуғилиқ сәнә меһманлирини күтүшкә һәр тәрәптин тәйяр.
Худавәди МӘҢСҮРОВ