Басты бет Басты ақпарат ГЕЗИТ – ӨЙНИҢ БӘРИКИТИ!

ГЕЗИТ – ӨЙНИҢ БӘРИКИТИ!

0
34

         Француз императори, реформатор, тарихтики әң атақлиқ қолбашчиларниң бири Наполен Бонапартниң «Дүшмәнгә қарши йүзмиңлиған әскәрдин, төрт гезитниң соққа (зәрбә) бериш мүмкинчилиги зор» дегән екән. Төртинчи бийлик һесаплинидиған гезитниң җәмийәттики ролини буниңдиң икки әсир илгири Наполен мана шундақ баһалап кәткән.

         Әсирләр өтсиму гезит һеликәм өз маһийитини йоқатқини йоқ. Һәтта заманивий техникиларму униң җәмийәттики орнини басалмайду. Тәрәққиятниң  карван бешида келиватқан Америкиниң өзидә гезитқа дегән көзқараш жуқури. Демәк, көзи очуқ, сәвийәси жуқури һәрқандақ инсан гезитниң қәдир-қиммитини яхши чүшиниду дәп ойлаймән. Гезит демәкчи, муштири топлаш мәвсүми башланғанда «Ким гезитқа йезилиду?» дегән соал пәйда болиду. Башқичә ейтқанда, буни «Ким гезит оқуйду?» дегән мәнада чүшәнсәк болиду.

«Қарадала тынысы –Қарадала нәпәси» гезити наһийәмиздики әң яш вә әң абройлуқ нәширләрниң бири. Төрт тилда чиқидиған, дөләт вә наһийә йеңилиқлирини йорутидиған гезит. Һәр һәптә өйимизгә келидиған гезит-журналларниң ичидин «Наһийәмиздә қандақ йеңилиқ йүз бериватиду?» дегән ойда,  бирдин «Қарадала тынысы – Қарадала нәпәси» гезитини издәймән. Униң бәтлирини варақлап, һәрбир мақалини қалдурмай оқуп чиқимән. Биз телевизор арқилиқ  аләмдә яки дөлитимиздә йүз бериватқан йеңилиқларни биләләймиз. Бирақ наһийәдики йеңилиқларни пәқәт гезиттин оқуймиз. Шуңа болса керәк, мән гезитни һәр һәптидә тақәтсизлик билән күтимән. Оқуғинимни дәстихан үстидә аиләмгә ейтип беримән. Улар билән гезиттики  ахирқи йеңилиқларни муһакимигә салимиз. Бир-биримизниң ой-пикрини тиңшаймиз. Нәврилиримниму бош вақитта  гезит оқушқа дәвәт қилимән. Бәзидә қешимға олтарғузуп қоюп, гезит оқуп беримән.

«Балаңни тәрбийиләймән десәң, өзәңни тәрбийилә» дегән сөз бар әмәсму. Балилиримниң көзи очуқ, сәвийәси жуқури шәхс болуп йетилиши үчүн мән гезитни биринчи орунға қойимән.Бир һәптә гезит кәлмисә, худди бир немидин қуруқ қалғандәк тәсиратта болимән.

Гезит – өйниң бәрикити! Наһийәмиздики һәрбир аилә бәрикәтлик болсун! Гезитқа йезилишни унтумайли, жутдашлири!

Сәйдалим ТУРДИЕВ,

                   Дардамту йеза округи һакими аппаратиниң

баш мутәхәссиси

***

 Қанунлуқ мәһкимиләр үчүн бир жилға йезилиш баһаси – 7000 тәңгә, алтә айға йезилиш баһаси3500 тәңгә. Индекси – 16056.

Аһалә үчүн бир жилға йезилиш баһаси – 6300 тәңгә, алтә айға йезилиш баһаси – 3150 тәңгә. Индекси – 66056.

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ЖАНСЕРІГІМЕ АЙНАЛҒАН БАСЫЛЫМ

Аудандық «Қарадала тынысы – Қарадала нәпәси» газеті мен үшін орны бөлек басылым. Өйткені м…