Бүгүн 7-сайланған Қазақстан Жумһурийити Парламентиниң 3-сессияси болди. Сессиядә Қазақстан Жумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң өз хәлқигә йоллиған муражиити тиңшалди.
Қасым-Жомарт Тоқаев өз мураҗиитидә елимизниң тәрәққияти, ижтимаий-ихтисади, хәлиқниң паравән турмуши, бирлик-инақлиғи охшаш бүгүнки күнниң әң мурәккәп тәрәплирини өз ичигә алған мураҗиитини Қазақстан хәлқигә йоллиди. Мураҗиәтниң бир йөнилишидә тижарәтчиләр ишини кәңәйтиш, униңға ғәмхорлуқ көрситиш һәққидә салмақлиқ пикир қозғиди. У елимиздә жүргүзиливатқан тиҗарәт ишлиридики орунсиз қәғәзвазлиқларни қисқартиш, субсидия мәслисини муқумлаштуруш, йәргә болған җавапкәрлик җәриянларни рәткә кәлтүрүш, йәрләрни еливелип пайдиланмайватқан йәрләрни қайтурувелип, һаҗәтмәнләргә йәр вә субсидия бериш һәққидики пикрини наһайити әһмийәтлик дәп билимән. Чүнки әмгәк қилишни билидиған, алған йәрлирини орунлуқ пайдилинидиған, сүпәтлик һосул йетиштүридиған инсанларниң әркигә бәргән пайдилиқ. Бу йәрдә өзи меһнәт қилип, өзини-өзи башқуруп дөләт имтиязлиридин толуқ пайдилинип, тапавити арқилиқ хәлиқни тәминләп, һөкүмәтниң тәрәққиятиға үлүш қошуватқан әмгәкчиләрни қоллап-қувәтлиши бизни чәксиз хошаллиққа бөлиди. Мундақ өзгириш, әлвәттә, елимизниң тәрәққиятидики асаслиқ илгириләшниң көрүнүшидур.
Мураҗиәттә билим бериш саһасиға алаһидә тохтилип, билим беришниң әһмийитигә нәзәр ағдурған. Хусусән, балиларға тәлим бериштә балилар бағчисиниң ролиға тохтилип «Бағчиға аттестация әмәс, тәрбийичиләргә аттестация бәлгүләп, һәқиқий тәрбийичиләрни мукәммәлләштүрүш керәк», дегән пикри билән уларниң маашини көтириш тоғрилиқ ейтқанлиридин, биз Президентниң келәчәк әвлатларға болған ишәнчини билдуқ, йәни аңлиқ тәрбийә вә сүпәтлик билим беришниң әвзәллигини чоңқур сезиндуқ һәм хурсән болдуқ.
Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң бу новәттики мураҗиити елимизниң күн санап өзгириватқан һаятини рошән билгәнлиги, хәлиқ мәнпийитини рошән чүшәнгәнлиги дәп билимән. Мән бу мураҗиәтниң барлиқ саһалири бойичә ейтилған пикирләрни диққәт билән аңлидим. Келәчәктә, сөзсиз, иҗабий өзгириш болуп, Вәтинимизниң йәниму гүлләп-яшнишиға ишәнчим камил. Чүнки Президентимизниң келәчәккә болған көз қариши, алдин-ала болҗам қилип, хәлиқ мәнпийитини ойлиши, бир сөз билән ейтқанда, бу мураҗиәттә көтирилгән мәсилиләр көңүлгә мувапиқтур.
З. ЖӘЛИЛОВА,
Наһийәлик нураний анилар кеңишиниң рәиси