Өз вақтида Тунжа Президентимиз Қазақстанниң пайтәхтини йөткәш тоғрилиқ қарар қобул қилғанда, хәлиқ икки ойда қалған еди. Йошурушниң һажити йоқ, бу қарарни қоллап-қувәтлигәнләргә қариғанда, шәһәрниң келәчигигә гуман кәлтүргәнләр көп болди. Лекин қисқа вақит ичидила гуманлиқ оюмиз тар-мар болди. Чүнки 20-30 жилниң ичидә һәммә зоқ билән қарайдиған әжайип шәһәрни бәрпа қиди.
Пайтәхтимиз Нур-Султан – Мустәқил Қазақстанниң символи. Тор бетидики әхбаратларға қарисақ, пайтәхт болуп көчирилгән вақиттин башлап, шәһәр ихтисадиға селинған инвестиция мәйдани төрт миллиард доллардин ашқан. Нур-Султанниң тәрәққиятини – аһалисиниң көпийип келиватқанлиғидин байқаймиз. Пайтәхтни көчириш жакаланған жили бу тәвәдә бари-йоқи 225 миң адәм яшиған болса, һазир елордамиз хәлиқ сани бойичә Алмутидин кейинки иккинчи орунда. Бүгүнки таңда хәлиқниң сани жил санап көпийип кәлмәктә.
Нур-Султан шәһириниң мәдәнийити өзгә шәһәрләрдин алаһидилинип туриду. Униң сәвәви, пайтәхтимиздә 3 театр, 23 китапхана, 5 музей вә бир клуб мәһкимиси, 2 кинотеатр, мәмликәтлик филормония, 2 сарай, 3 балилар музыка мәктиви, сәнъәт мәктиви, бәдиий сәнъәт мәктиви хизмәт қилиду. Хәлиқниң спорт вә тәнтәрбийә билән турақлиқ шуғуллинип турушқа тартиш мәхситидә спорт комплекслири вә балилар-яш өсмүрләр спорт мәктәплириниң сани ашмақта. Пайтәхтимиздә 11 алий оқуш орни (унимң ичидә сәккизи шәхсий), 22 колледж иш жүргүзиду. Шундақла 54 мәмликәтлик умумий билим беридиған мәктәп, мәхсус түзитиш мәктәп-интернати бар, йәни, 26 хусусийлаштурулған пәнләрни чоңқурлитип оқутидиған синиплар ечилған. Қисқиси, пайтәхтимиз заман тәрәққияти билән һәмнәпәс шәһәрдур.
Нур-Султан – пәқәт елимизниңла әмәс, бәлки Евразия қитъәсидики әң яхши һәм гөзәл шәһәрләрниң бири. Мустәқилликкә еришкән 31 жилниң ичидә жаһан әһли пайтәхтимиз арқилиқ Қазақстанни билди. Шуңлашқиму, жилдин-жилға Есил дәриясиниң бойида, алтун үзүккә яқут көз таққандәк қәд көтәргән заманивий имарәтләрни тамашә қилип, пайтәхтимизниң көрсә көз тоймайдиған гөзәл жайлирини зиярәт қилишқа чегара атлап келидиған туристларниң сани көпәймәктә. 2017-жили «EXPO – 2017» көргәзмисиниң пайтәхтимиздә өткүзүлишиниң өзи – биз үчүн чоң шөһрәт һәм зор утуқ болди.
Нур-Султан шәһири – Мустәқил Қазақстан тарихидики йеңи бир сәһипә яки мәнивий йеңилинишниң босуғиси, қазақ елиниң мәдәний әйниги десәк мубалиғә болмас. Нурлинип чақнап, шәһәрләрниң султаниға айланған Нур-Султанимиз қазақстанлиқлар үчүн дунияниң сәккизинчи карамитидур.
(Әскәртиш: Нур-Султан шәһириниң көрүнишидин бир сүрәт берилгини әвзәл)
ХУДАВӘДИ МӘҢСҮРОВ