Өткән һәптиниң жүмә күни Уйғур наһийәси Әл Фараби намидики наһийәлик китапханида уйғур хәлқиниң улуқ шаири Илья-Бәхтияниң 90 жиллиғиға мунасивәтлик «Илья-Бәхтия – мәңгү һаят» мавзусида китапханичилар арисида вилайәтлик даиридә конференция болуп өтти.
Конференциягә зиялилар, Алмута вилайитиниң шәһәр, наһийә китапханилириниң мудирлири, мәдәнийәт әрбаплири, яшлар, йезилиқ китапханичилар қатнашти.
Тәнтәнә авал Чонжа №3-Илья-Бәхтия намидики оттура мәктәп бенаси алдиға қоюлған Илья-Бәхтия ядикарлиғиға барлиқ конференция иштракчилири гүлчәмбәрләрни қоюш билән башланди. Меһманлар мәктәптики Илья-Бәхтияға арналған музейни зиярәт қилишти. Андин наһийәлик китапханида ишни давамлаштурди. Наһийәлик Әл Фараби намидики китапхана хадими Абижан Талшин «Илья-Бәхтия – мәңгү һаят» мавзусида ясалған китап көргәзмисини тонуштурди. Риясәтчи Жазира Бакаева чарә-тәдбирниң маһийитини чүшәндүрүп, дәсләпки сөзни Алмута вилайитиниң мәдәнийәт, архивлар вә һөжжәтнамә башқармисиниң башлиғи Марлен Көлбаевқа бәрди.
– Һөрмәтлик шеирийәтниң мухлислири, бүгүн биз Уйғур хәлқиниң даңлиқ шаири, сәрдари болған Илья ағамизниң 90 яшлиқ тәвәллудини вилайәт даирисидә атап өтүватимиз. Бу киши өзиниң өлмәс әсәрлири билән ядикарлиқ орнитип кәтти. Униң яратқан әсәрлири өз хәлқиниңла әмәс, қазақ хәлқиниңму дилидин чоңқур орун алған. У өзиниң сәпдаш дости Муқағали билән биллә яшап, биллә ижат қилди. Һәр иккисиниң һаят мәзмуни охшаш. Иккисини бир-биридин айрип сөз қилалмаймиз. Чүнки уларниң ижади билән һаятқа болған көз қариши бир болуп, һәққанийлиқ билән һарамлиқни әсәрлиридә очуқ ипадиләп өтти. Илья-Бәхтия қазақстандики барлиқ әмгәк сөйәр хәлиқниң сөйүмлүк шаири, уни һәр қачан яд әйләп өтүш пәризимиздур, – дәп сөзин түгәтти. Тәбрик сөзни алған Уйғур наһийәсиниң һакими Шөһрәт Нурахунов елип:
– Қәдирлик меһманлар, жутумиздин чиққан талантлиқ шаиримиз Илья-Бәхтияниң һөрмитигә вилайәт дәрижисидә әнжуман уюштуруп, униң шәнини техиму пәрваз қилған вилайәт рәһбәрлигигә, уюштурған жамаәтлик тәшкилатларға, шундақла тәнтәнә сәнәсигә иштрак қилған барлиқ мухлисларға наһийә аһалиси намидин алаһидә миннәтдарлиқ билдүримән. Шаир атимизниң яратқан әмгиги биз үчүн мәшъәл, биз үчүн һаят нәпәсидур. Шеирлириниң һәр бир мисраси бизгә йөнилиш көрситиду. Адиллиққа дәвәт қилиду. Биз бүгүн униң роһиға тазим қилип, сениң ижадиң қәлбимиздә мәңгү һаят болуп қалиду, — дәп өзиниң сәмимий инкасини билдүрди.
Тәбрик сөзләрдин кейин сөз алған наһийәлик китапхана хадими Айдана Дәулетова «Илһами бәләнт, тәсири аләмчә» мавзусида шаирниң һаят йолидин нәмуниләр ейтти. Йәрлик шаир, пешқәдәм устаз Мамытхан Қудайбергенов «Достлуқ өлмәйду» намлиқ хатирисидә Илья билән Муқағали иккисиниң тәғдир йолидин һекайә қилди. Уйғур наһийәсиниң Пәхрий пухраси Изғарбек Бектурсунов «Илья-Бәхтия – хәлиқ шаири» дәп үн қатса, наһийәлик «Ұрпақ парызы» жәмийитиниң рәиси Жәнет Керимқулов «Илья-Бәхтияниң алаһидилиги» дәп тәвринип ейтти. Шаирә, «Уйғур авази» гезитиниң мухбири, йезилиқ округи аппаратиниң яшлар иши хусусидики хадими Сабирәм Әнвәрова «Келимиз шеирлириң билән илһамлинип», Мөрдүн Тейипов намидики оттура мәктәпниң уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими Гүлчихра розиева «Илья-бәхтия – тәвәррүк макан күйчиси», Жумһурийәтлик «Или вадиси» гезитиниң муһәррири Абдуманап Аблизов «Шаир Илья-Бәхтия әсәрлир», Наһийәлик анилар кеңишиниң рәиси Рая Сартолова шаир һәққидә толғунуп ичидики нийитини билдүрди. Илья-Бәхтияниң қериндиши Азат Палтушев шаирниң һаятидин әслимиләр ейтип, әнжуманни уюштурғучиларға вә қатнашқучиларға өзиниң тәшәккүрини изһар қилди. Сейфуллин намидикиАлмута вилайәтлик аммибап китапханисиниң мудири Ғалия Тоқабаева соғатлаш рәсимийити билән минбәргә чиқип, өзиниң тәбрик-тилигини билдүрди.
Конференциядин кейин наһийәлик мәдәнийәт өйидә ҚР әмгиги сиңгән мәдәнийәт әрбаби, театр вә кино актери Асқар Найматаев режиссерлиғида қоюлған «Достум, саңа ишинимән» намлиқ қоюлумни Уйғур наһийәлик «Қара дала» театри қазақниң бүйүк ақини Муқағали билән Илья-бәхтия арисидики достлуғиға беғишланған көрситиши билән конференцияни аяқлаштурди.
Уюштурулған иш-чарә интайин йүксәк кәйпиятта өтүлүп, көпчиликтә зор тәсират қалдурди.
Ахирида зиялилар, мәдәнийәт әрбаплири,Алмута вилайитидин кәлгән меһманлар вә башқиму иштракчилар Илья-Бәхтияниң туғулған жути Чоң Ачиноқини зиярәт қилиш үчүн йолға атланди.
Худавәди МӘҢСҮРОВ