Басты бет Көкжиек ӘЛ ҺӨРМИТИДИН АРТУҚ МУКАПАТ ЙОҚ

ӘЛ ҺӨРМИТИДИН АРТУҚ МУКАПАТ ЙОҚ

0
2,343

    Ата-ана өз балилирини қатарға қошқанда Худадин униң инсавини, өмрини, һаяттики бәхтини сорайду. Пәрзәндим оқуп, бир ишниң пешини тутса, елигә, хәлқигә хизмәт қилса дәп арман қилиду. Жәмийитимиздә өз орнини тепип, һалал меһнәт қилған жәмийәтлик ишларниң жан көйәрлиригә өз миннәтдарлиғини билдүриду. Мән һекайә қилмақчи болған ата-ана аталған әйнә шундақ әжайип әмгәкчан, оғул-қизларни дунияға әкелип, тәрбийиләп, елимизниң түрлүк иш саһалириға орунлаштуруп, әл хизмитигә адил әмгәк етишигә үгәткән устаз Зулпийәм Тайирова Асим қизи билән жут әһлиниң зор һөрмитигә еришкән техника тилиниң маһири Турсунжан Тайировниң әмгәк паалийити һәққидә сөз қозғимақчимиз.

Ата-ана алий арзу-арманлири билән пәрвиш қилип өстүргән балисини вақти келип, камаләтлик инсан болуп йетилиши үчүн мәктәп устазлириға тапшуриду. Миллий маарипиниң муваппәқийәтлик болуши, биринчи новәттә, муәллим ишиға беваситә бағлиқ. Устаз кәспи мәшәқәтлик вә жапалиқ болсиму, лекин жәмийәт түзүлишиниң вә турақлиқ болушиниң кепилиму устазларға мунасивәтликтур. Униң кәспи нишан қилинған программиниму, оқуш режисиниму жуқури дәрижидә утуқлуқ әмәлгә ашурушқа тәсир қилиду. Муәллимлик  қийин һәм мурәккәп болғини билән – шәрәплик кәсип. Сәвәви, муәллим – милләтниң келәчиги. Мана шундақ мурәккәп ишни, йәни «Устаз болуш – жүрәкниң батурлуғи» дәп ейтилғинидәк, һәқиқий мәнада батур устазларниң бири Зулпийәм Асим қизи 1968-жили 4-мартта Алмута вилайитиниң, Уйғур наһийәсигә қарашлиқ Чоң Ачиноқа йезисида дехан аилисидә сәккиз пәрзәнтниң йәттинчиси болуп дунияға кәлгән. (У аилиниң барлиқ балилири алий билим елип, түрлүк саһаларда хизмәт қилип келиду).  1974-жили мәзкүр йезидики сәккиз жиллиқ мәктивидә, 1982-жили Чонжа йезисидики №3-оттура мәктивидә тәһсил көрүп, 1984-жили оттура мәктәпни әла баһаларға түгитиду. Арилиқта аилә шараитигә бағлиқ Чонжидики колхозлар ара қурулуш мәһкимисидә майлиғучи-пәдәзлигүчи болуп ишләйду. 1986-жили Хәшкиләң шәһиридики педагогикилиқ училищеға һөжжәтлирини оқушқа тапшуруп, уни 1988-жили муваппәқийәтлик тамамлиған Зулпийәм шу жили Чонжидики «Ручеек» балилар бағчисиға ишқа орунлишиду. 1993-жили барлиқ балилар бағчилири бәлгүлүк сәвәпләрдин йепилиду. Шунда у түрлүк ишлар билән шуғуллиниду. 1995-жили Чонжидики №3-Илья-Бәхтия намидики оттура мәктәпниң филиали болған (һазир Чонжа №5-оттура) мәктәпкә башланғуч синип муәллимәси болуп ишқа орунлишиду. З.Асим қизи иштин қол үзмәй, 1998-2000-жиллар арилиғида Яркәнт шәһиридики башланғуч синип муәллимлирини тәйярлайдиған билим юртида тәһсил көриду. Билимгә иштияқ бағлиған Зулпийәм билимини көтириш мәхситидә 2002-жили Алмута Қизлар педагогикилиқ университетиниң башланғуч пән муәллими бөлүмигә тапшуруп, 2005-жили алий билимлик устаз гуванамисини елип чиқиду.

Көрүп турғинимиздәк, һәр қандақ вәзийәттә еғирчилиқтин қайтмай, издинип-үгинип билим елип, яш әвлатқа билим беришниң түрлүк амиллирини егилигән. Заманивий оқутуш усуллирини мукәммәл үгәнгән. Издинип паалийәт елип бериватқан башланғуч синип устази Зулпийәмни коллективи билән ата-анилар дайим тилға елип «тәдбирчан устаз» дәп пәхир тутиду. Униң тәрбийиләп чиққан миңлиған шагиртлири һәр қандақ дағдуғилиқ күнләрдә миннәтдарлиқ һиссиятлирини йоллап турса, ата-анилар «Дити мүжәзигә маслашқан, меһриван устаз», дәп һөрмәт қилиду.

Турмуш тәқазиси түпәйли 1997-жили бир қизи билән, анисидин бемәзгил айрилған икки балилиқ Турсунжан исимлиқ жигиткә тәкрар аилә қуриду. Турсунжан көп жиллар шу дәвирләрдики колхозлар ара қурулуш мәһкимисидә шофер болуп ишлигән. Бүгүнки таңда наһийәмиз аһалисиға өзиниң  бурмилаш машиниси билән ичимлик таза артизан сулирини чиқирип, хәлиқниң муһтажлиғидин чиқип кәлмәктә.

Турсунжан билән Зулпийәм баш қошуп, бүгүнки таңда 3 оғул, 1 қизни вайиға йәткүзүп билимлик қилди.

Һазир Турсунжан билән Зулпийәм турмушиға, сөйүп тапқан балилириниң әмәлий һәрикәтлиригә рази болуп, шатлинип яшимақта. Шундақла, инсаплиқ инсанлардин болуп, хәлиқ үчүн адил хизмәт қиливатқан балилиридин бәш нәврә қучуп, уларниң чиқиватқан татлиқ қилиқлири билән тиллириға имрақ болуп хатиржәм яшап келиду.

                                                                      ХУДАВӘДИ  МӘҢСҮРОВ

 

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Алматы облысында жаңа инновациялық мектеп ашылды

2024 жылғы 6 қарашада Алматы облысы Еңбекшіқазақ ауданы Рахат ауылдық округіне қарасты Өрі…