Карантин башлинип, наһийәлик Мәдәнийәт өйиниң көрүрмәнләр зали чөлдәрәп қалған еди. Сәнъәткарлар сәһнини сеғинса, концертқа бериш хәлиқниң арминиға айланди. Наһийәмиз «йешил регионға» өткәндин буян, сақлиқ чарилиригә әмәл қилған һалда чарә-тәдбирләрни өткүзүшкә рухсәт берилди. Бу йеңилиқни тәшналиқ билән күткән «Арзу» ансамбли хәлиқниң арзусини әмәлгә ашурди.
«Арзу» ансамблиниң «Өрлә, Вәтән!» дәп атилидиған новәттики концерти елимиз Мустәқиллигиниң 30 жиллиғиға беғишланди.Мәлә-мәлиләрдики концертларни һесапқа алмиғанда, наһийә мәркизидики концерт үч күнгә созулди. Йәни, үч күн бойи наһийәлик мәдәнийәт өйиниң көрүрмәнләр зали тамашибинларға лиқ толди. Сәһниниң пәрдиси ечилиштин бурун, залға һәрхил милләт вәкиллириниң кийимини кийгән ансамбль әзалири чиқип, көпчиликни Мустәқиллигимизниң 30 жиллиғи билән тәбрикләп, хошаллиқниң ипадиси сүпитидә чачқа чачти. Андин сәһнә төридин орун алған риясәтчиләр концертлиқ программини қош тилда елип маңди.
Икки саатқа созулған концертни һөзүрлинип тамашилиған турғунлар алқиш-чаваклирини айимиди. Хәлқимизниң әнҗумани болған саз-муқамлар, ансамбль булбуллириниң орунлишидики йеқимлиқ нахшилар билән уссулчи қиз-жигитләрниң сәһнини чаң кәлтүргән миллий уссуллири хәлиқниң көңлидин чиқти. Болупму, һәқиқити билән һәзили арилашқан миниатюрилар көрүрмәнләргә көтирәңкү кәйпият бәхш әтти. Кәч ахирида Мустәқиллигимизгә беғишланған нахша иҗра қилинди. Әшу пәйт пүткүл зал орнидин дәс туруп, унтулмас тәсират әта қилған арзулуқларға һөрмәт көрсәтти.
Концертниң йәкүн қисмида наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи намидин сөзгә чиққан Нурнисәм Рәхмәтҗанова ансамбль сәнъәткарлириға чоңқур миннәтдарлиғини билдүргәч, концертқа жиғилған җамаәтни Мустәқиллигимизниң 30 жиллиғи билән тәбриклиди. «Арзу» үч күн мабайнида мәдәнийәт өйиниң босуғисини атлиған хәлиқниң алқишиға еришти.
Сабирәм ӘНВӘРОВА