Төрт түлүгимиз көпәймәктә…

0
1,167

Йеза хәлқиниң асасий кәспи – мал егилиги. Бизниң шәһәр турғунлиридин бирдин-бир алаһидилигимизму шуниңда. Чүнки бүгүнки турмуш-тирикчилигимизни шәһәрликләр билән селиштурсақ, ейтарлиқтәк пәриқни байқимаймиз. Йолимиз тәкши, сүйимиз сүзүк, мана әнди аста-аста газму кирип, четидин күл чиқириш аваригәрчилигидин қутулмақтимиз. Яйлақтики мелимизни демигәндә, бизму шәһәр хәлқидәк тәрәққиятниң раһитини сезинип яшаватимиз. Хулләс, буниң һәммисини мустәқиллигимизниң мевиси дегинимиз тоғра болар. Қисқиси, бүгүнки мақалимизда наһийәдики йеза егилиги саһасиниң тәрәққиятиға тохталмақчимиз. Мавзуға бағлиқ наһийәлик йеза егилиги бөлүминиң мутәхәссиси Лутпулла Хавайдуллаев билән сөһбәтлишип қайттуқ.

– Лутпулла Турдиоғли, бийил Мустәқиллигимизгә оттуз жил толиду. Шуңа, дәсләпки соалимиз мустәқиллик алғандин кейин, наһийәдә мал егилиги саһасиниң тәрәққий етиши һәққидә болса?

Әлвәттә, оттуз жилниң ичидә йүз бәргән өзгиришләрни бир пәстә ейтип түгитиш мүмкин әмәс. Шуңа гәпни узартмай, уттур көрсәткүчләргә тохталсам. Мәсилән, колхоз-совхоз дәвридә наһийәдә 420 000 қой-өшкә, 57 000дәк ириқара вә 17 000дәк илқа (ат)  болидиған. Әнди бүгүнки күнгә дияримиздики ириқариниң сани 68 834 (униң ичидә 36 128 баш сийир), қой-өшкә – 207 281, ат сани – 15 200 башни тәшкил қилиду. Умумән, өткән жили 39,8 миллиард тәңгилик йеза егилиги мәһсулатлири ишләп чиқирилса, униң ичидә мал егилиги мәһсулатлири – 21,4 миллиард тәңгини  (51 пайизни) қурайду. Селиштурма түрдә ейтсақ, 2011-жили билән селиштурғанда умумий үнүм 2,5 һәссигә, униң ичидә мал егилиги 2 һәссигә өсти. Өткән жилни мисалға алсақ, наһийәмиздә 21,975 тонна гөш, 21, 124 тонна сүт, 512 тонна жуң ишләп чиқирилип, 5 миллион 812 миң данә тухум елинди. Йәнә бир ейтип кетидиған нәрсә, 2018-2019-жиллири Кеген наһийәсидики бодаш мәйданиға наһийәмиздин 600 баш буқа (1,5 яшлиқ) өткүзүлүп, биздин 2018-жили – 30 тонна, 2019-жили – 100 тонна, 2020-жили – 61 тонна гөш мәһсулатлири чәт әлгә экспертланди.

– Мал егилиги бойичә наһийәмиздә  дөләтлик программиларниң орунлиниши һәққидә ейтсиңиз?

Мустәқиллик алғандин кейин елимиздә мал егилиги саһасини тәрәққий әткүзүшкә алаһидә көңүл бөлүнди. Нурғунлиған дөләтлик программилар йолға қоюлуп, субсидияләр берилди. Әлвәттә, мошундақ мүмкинчиликләрдин наһийәмиз турғунлириму утумлуқ пайдилинип кәлмәктә. Мәсилән, «Сыбаға» программиси билән 89 чарва егилиги 2733 баш сийир, 114 баш есил нәсиллик буқа сетивалди. «Құлан» программиси бойичә 11 чарва егилиги 355 баш бийә, 21 баш есил нәсиллик айғир алса, «Алтын асық» дөләтлик программиси билән 13 чарва егилиги 4377 баш ана баш қой, 273 баш есил нәсиллик қошқар сетивалди. Йәнә шу мал нәсилини есилландуруш ишлири бойичә, «Қазмалы» ЖЧЙ 205 баш «Калмыкыский» вә 190 баш «Ангус» нәсиллик, «ВИН» чарва егилиги 100 баш «Ангус» нәсиллик, «Табиғат» чарва егилиги 100 баш «Қазақтың ақбас сиыры» нәсиллик ириқара мелини  наһийәгә елип кәлди.

Сүт ишләп чиқириш ишлириға кәлидиған болсақ, һазирчә «Таштиқарису» ишләп чиқириш кооперативи 50 баш, «Зунун ака» чарва егилиги 100 баш «Алатау» нәсиллик сийирни сетивелип, наһийә хәлқини сүт билән тәминлимәктә. Әнди ушақ малға тохталсақ, наһийәдә 150 баш «Гемпшир», 2500 баш «Байыс» нәсиллик қой бар. Шундақла, ахирқи икки жилдин буян наһийәмиздә қойни қолдин уруқландуруш ишлири әмәлгә ашмақта. Өткән жили мал егилиги бойичә 110 миллион тәңгилик субсидия елинди.

– Җүмлидин, мал егилиги наһийәдә әң яхши тәрәққий әткән йезилар қайсилар?

Бу соалиңизға башқичә җавап берәй. Чүнки һәр йезиниң өз алаһидилиги болиду. Мәсилән, наһийә бойичә Кичик Деханда қой көп, бу йәрдә 45 миң баш қой бар. Ириқара бойичә Чарин (9216 баш) билән Чонҗа (9543 баш)  көч бешида келиватиду. Илқа өстүрүш Сүмбә (1911 баш), Чарин, Кичик Дехан, Дардамту, Кәтмән йезилирида яхши риваҗланған.

– «Яз чанаңни, қиш һарвураңни тәйярла», демәкчи мал озуғини тәйярлаш ишлири қандақ кетип бариду?

Бийил Уйғур наһийәсидә планға мувапиқ 138, 200 тонна чөп тәйярлиниши керәк болса, бүгүнки күндә униң 93, 836 тоннаси тәйярлинип пүтти. Бу тәхминән 70 пайизни тәшкил қилиду.  Мал озуғи җәһәттин мәсилә йоқ. Биздә йәм-чөп йетәрлик. Һазир наһийәмиздә, йәни етизда бир бағ чөп – 800 тәңгидин, бедә – 1200 тәңгидин баһаланмақта. Әнди мәлиләргә йәткүчә бу баһаниң йәнә бираз қиммәтләйдиғини раст. Биздин Кеген, Райымбек наһийәсиниң турғунлириму келип йәм-чөп сетивалиду. Баһаниң жилдин-жилға қиммәтлишиниң сәвәви қурғақчилиққа вә мал озуғиға болған соринишниң өсүшигә бағлиқ дәп ойлаймән.

– Наһийәмиздә қуш фабрикисиниң қайта ишқа қошулғиниға бир жилға толар-толмас вақит болуп қалди. Қуш егилиги бойичә қандақ йеңилиқлар бар?

Тоғра дәйсиз, қуш фабрикисиниң иши җанлинип, һәммимиз хуш болдуқ. Бу наһийә хәлқиниң иш билән тәминлинишигә йол ечипла қоймай, ихтисадий тәрәққиятимизға қошулған чоң бир төһпә болди. Мошу вақит арилиғида фабрика 8646 тонна қуш гөшини ишләп чиқарди. Йәнә бир йеқимлиқ йеңилиқ, һазир өлкимиздә иккинчи бир қуш фабрикисиниң қурулуш ишлири жүргүзүлмәктә. Алдики вақитта «Прима Құс» ҖЧЙ өз ишини башлиса, 35 миң тонна гөш ишләп чиқирилиду дәп күтүлмәктә.

– Ахирқи вақитларда йол бойидин топ-топ төгиләрни көп байқайдиған болдуқ. Буниңға немә дәйсиз?

Шундақ, ахирқи жиллири наһийәмиздә төгә баққучиларниң қатари көпәймәктә. Һазирчә бу иш билән асасән Чонҗа, Чарин, Кәтмән йезисиниң турғунлири шуғулланмақта. Бүгүнки күндә наһийәмиздә җәми 42 баш төгә бар.

– Шуниң билән қатар, наһийәмиздә һәсәл егилиги билән шуғулланғучиларниңму қатари көпәйдиғу дәймән… Сөзүңизни шуниңдин хуласилисиңиз.

Наһийә хәлқиниң пәқәт төрт түлүк биләнла чәкләнмәй, ян-яқлиқ тиришип-тирмишип тирикчилик қиливатқанлиғи хурсән қилмақта, әлвәттә. Ейтқиниңиздәк, ахирқи вақитларда  һәсәл һәрисини беқиш кәң қанат йейип келиватиду. Һазирқи вақитта наһийә бойичә 1938 аилә һәсәл егилиги билән шуғулланмақта. Жилиға оттура һесапта 30 тонна һәсәл еливатимиз.

– Рәхмәт!

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

МУСТӘҚИЛЛИК ПАРАВӘНЛИГИМИЗНИҢ АСАСИ

Әтә елимиз Қазақстан хәлқиниң «Жумһурийәт мәйрими» күни нишанлиниду. Мәзкүр сәрләвһә әтрап…