ПАРК – БИЗНИҢ ПӘХРИМИЗ!

0
1,526

 1991-жилдин кейин елимиздә йүз бәргән өзгиришләр, йәткән утуқлиримизниң барлиғини бир сөз билән биз «мустәқиллигимизниң мевиси» дәймиз. Ушбу бир еғиз сөзниң кәйнидә оттуз жиллиқ тинимсиз әмгәк бар. Экологиямизни қоғдаш, тарихий-илмий, эстетикилиқ тәбиәт байлиқлирини қелпиға кәлтүрүш вә сақлаш мәхситидә қурулған дөләтлик миллий тәбиий парклар мана шу бебаһа әмгәкниң бир көрүнүшидур. Сәвәви, бепаян қазақ даласиниң байлиқлирини сақлаш мәхситидә асаси селинған дөләтлик тәбиий миллий парклар мустәқилликтин кейинла ишқа қошулди.  

Адәм қоршиған муһит билән зич башлиништа һаят кәчүриду. «Адәмләрниң тәбиәтсиз күни йоқ, тәбиәтниң буни ейтишқа тили йоқ», демәкчи қоршиған муһитни қоғдаш билән тәбиәт байлиқлирини утумлуқ пайдилиниш бүгүнки күнниң муһим мәсилилириниң бири һесаплиниду. Қазақстан тәбиәт байлиқлириға интайин бай дөләт. Һә шу байлиқни қоғдап, келәчәк әвлатқа йәткүзүш мәхситидә паалийәт елип бериватқан  Чарин ДМТП мәһкимисиниң қурулғиниға бийил 17 жил толиду. 2004-жили ишқа қошулған мәзкүр мәһкимидә 46 мутәхәссис хизмәт қилса, униң 62 пайизи яшлар.

Һазирқи вақитта паркниң умумий мәйдани – 127 050 га. Паркниң дәсләпки мудири – Тоқтам Бектемесов. Тоқтам Әбдимәжитоғли башчилиқ қилған жиллири паркниң материяллиқ-техникилиқ базиси яхшилинип, кадр тәркиви қелиплашқан. 2013-жилдин бери мәзкүр мәһкиминиң мудири болуп Елнур Ахметов хизмәт қилмақта.

Чарин дөләтлик миллий тәбиий паркини сүтхорәкликләрниң 34, йәр беғирлиғучиларниң 18, қош маканлиқларниң 4 вә қушларниң 130дин оқуш түри маканлайду. «Терра» мәлумати бойичә Чарин ДМТП мәйданида 92 сортқа (парода) ятидиған миңға йеқин томурлуқ өсүмлүкләр тиркәлгән. Бу санлар өлкимизниң флориға бай екәнлигидин далаләт бериду.

Башта тәкитлигинимиздәк, алаһидә қоғдилидиған тәбиий тәвәләрни уюштуруш, башқуруш вә риваҗландуруш мәсилилири ҚҖ ихтисатлиқ сәяситиниң асасий вәзиписи болуп һесаплиниду. Ахирқи жиллири қобул қилинған программилар, реформилар билән қанунлуқ актлар – шуниң ярқин испати. Әлвәттә, алаһидә қоғдилидиған тәвәләрни қоғдаш пәқәт парк мутәхәссислириниңла әмәс, бәлки Қазақстанға киндик қени тамған  һәрбир қазақстанлиқниң Вәтән алдидики  борчи екәнлигини әстин чиқармиғинимиз тоғра.

Ваһаләнки, парк мәйдани 20 айланмиға бөлүнгән. Айланминиң (айналым) оттура мәйдани – 6352 га. Бүгүнки күндә парк мәйданини 36 дөләтлик инспектор муһапизәт қилмақта (қоғдимақта). 2014-2018-жиллар арилиғида 7 хизмәтлик өйгә еқимдики җөндәш ишлири жүргүзүлсә, һазирқи таңда барлиқ  объектлар йеңилинип, инспекторларниң өз вәзиписини мукәммәл атқурушиға бар шараит яритилипту.

2014-жили яз айлирида су тапчиллиғидин ҚҖ қизил китавиға киргән қарақуйруқлар парк мәйданидин сирт җайларға йөткилип кетидиған болған. Шуниңға бағлиқ Темирлик тәвәсидики бурунқи йеза егилиги мәхситидә пайдилинилған ярамсиз трубиларни йеңилаш ишлири жүргүзүлүп, явайи һайванатларниң су ичиши үчүн үч чақирим йәргә су тартилипту. Мошундақ ишлар 2017-жили қайта давам тепип, Кеңсай участкисидики №12,13 айлинимларға узунлиғи 3 чақиримни тәшкил қилидиған су трубилири тартилипту.

Қазақстанниң тәбиий, тарихий, геосәясий орни туристлиқ объектлирини утумлуқ пайдилинишқа мүмкинчилик бериду. Дөләт ихтисадиниң асасий йөнилишлириниң бири – туризмни риваҗландуруш үчүн Алаһидә қоғдилидиған тәвәгә келип-кәткүчиләргә көрситилидиған һәқлиқ хизмәт түрлириниң сапасини яхшилашқа көңүл бөлүш керәк. Жүмлидин, 2014-жили мәһкимигә вә мәһкимә йенидики 40 орунлуқ меһманханиға җөндәш ишлири жүргүзүлүп, қурал-җабдуқлар билән толуқ тәмин етилип, һазирқи вақитта дәм алғучиларға заманға лайиқ хизмәт көрситишкә толуқ мүмкинчилиги бар. Шуниң билән қатар, назарәт қилғучи инспекторларниң туристлиқ хизмәт көрситиш сапасини ашуруш мәхситидә, назарәт қилиш пунктиға қошумчә бөлмиләр улинип, еқимдики җөндәш ишлири әмәлгә ешипту.

Чарин чатқилидин Алмута-Кеген таш йолиғичә 10 чақирим, Чонҗа-Алмута таш йолиғичә 22 чақирим йол тәбииәт һадисилириниң вә техногенлиқ факторларниң тәсиридин бузулғачқа, туристлиқ мәвсүм ечиларда тәкшиләш (грейдер жүргүзүш) ишлири жүргүзүлүп кәлгән. 2018-жили 10 чақирим таш йол ясилип, туризмниң тәрәққиятиға оң иқбал қипту.  2013-жилдин башлап қисқа муддәтлик пайдилинишқа Чарин чатқаллиғидин йәр участкиси берилип, «ECO PARK TOUR» җавапкәрчилиги чәкләнгән йолдашлиғи тәрипидин 10 язлиқ қонушқа беғишланған қомуч өй, 5 кигиз өй, 2 ихчам өй (күрке) вә 1 ашхана ишқа қошулуп, туристларға мәвсүм бойи хизмәт көрситип кәлмәктә екән.

Парк қурулған жиллири 3 туристлиқ йөнилиш дәм алғучиларға хизмәт көрситип кәлсә, Чарин чатқилиға чүшидиған антропогенлиқ салмақни йениклитиш үчүн инфрақурулумлуқ  тәрәққиятниң баш плани бойичә атқурулған ишларни һесапқа елип, 2017-жили Темирлик-Кичик чатқили йөнилиши ишқа қошулупту. Хош, парк мәйданида умумий көләми 30, 35 чақиримни тәшкил қилидиған 4 туристлиқ йөнилиш ясалған. Атап ейтсақ:

Биринчи йөнилиш – Чарин ерән дачиси. Бу маршрутта 20 орунлуқ 3 коттеджлиқ меһманхана, 100 орунлуқ язлиқ беседка, 80 орунлуқ кигиз өй формисидики беседка вә бир ашхана ишқа қошулған.

Иккинчи йөнилиш – Чарин чатқили. Бу йөнилиштә 3 көрүш мәйдани, бир мәхсус чүшүш орни вә 4 автобекәт хизмәт қилиду. Шуниң билән биргә, Чарин дәриясиниң қирғиғида орунлашқан дәм елиш орнида 10 орунлуқ кигиз өй, 12 беседка, 40 орунға һесапланған қомуч өй, 50 орунлуқ язлиқ кафе һәм гүлхан йеқишқа беғишланған 3 орун бар.

Үчинчи йөнилиш – «Бейіттер мен қорғандар». Парк мәйданида орунлашқан Сартоғай учсаткисиниң ғәрибидә 108 бейит вә қорған учришиду. Археологиялик тәкшүрәш ишлирини жүргүзүш  давамида 17 қорған қезилип, тәтқиқ қилинған.

Төртинчи йөнилиш – Темирлик-Кичик чатқили. 2017-жили Темирлик-Кичик чатқили йөнилишиниң паспортти бәкитилип, туристларға хизмәт көрситиш мәхситидә аватландуруш ишлири жүргүзүлүпту. Планға мувапиқ, 5 йол көрситиш бәлгүси вә икки һаҗәтхана ясилипту.

Туристлиқ йөнилишни риваҗландуруш мәхситидә «Ақсақал ағашы» қоршилип, 30 адәмгә беғишланған язлиқ беседка, 4 йол көрситиш бәлгүси орнитилипту. Планға мувапиқ, узунлиғи 22 мерт, егизлиги 1 метрлиқ «Ерен тоғайы – Ясеневая роща» мавзусида кечидә йенип туридиған (светодиодты) еланлиқ йезиқ орнитилип, туристларниң бехәтәрлиги үчүн Чарин ерән дачисиниң 400 метри қоршилипту.

Аватландуруш вә көчәтләр билән тәминләш үчүн парк беғида (тұқымбағы) 3 гектар йәргә бозарча, терәк, ақ қейин, арча, қариғай, алма, өрүк қатарлиқ  декоративлиқ өсүмлүкләр өстүрүлидекән. 2014-жили болса, парк ишханиси йенидин сувенир буюмлирини ясайдиған цех ишқа қошулупту. Миллий парк жилда тәбиәтни қоғдашқа беғишланған «Парктер шеруі»  Хәлиқ ара тәбииәтни қоғдаш акциясини өткүзүп туриду. Хуш қиларлиғи, жилдин-жилға мәзкүр акциягә ат селишқучиларниң сани көпәймәктә.

         Хуласә:

Қазақстанда 9000дин ошуқ археологиялик вә тарихий ядикарлиқлар, 118 алаһидә қоғдилидиған тәбиий өлкиләр, униң ичидә 11 мәмликәтлик миллий тәбиий парклар орунлашқан. Шуларниң бири бүгүн биз тохталған Чарин дөләтлик миллий тәбиий паркидур. Наһийәмиздә мана шундақ алаһидә әһмийәткә егә мәһкиминиң барлиғи – мәғрурлиниш билән тилға елишқа әрзийдиған факт. 

Сабирәм ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

МУСТӘҚИЛЛИК ПАРАВӘНЛИГИМИЗНИҢ АСАСИ

Әтә елимиз Қазақстан хәлқиниң «Жумһурийәт мәйрими» күни нишанлиниду. Мәзкүр сәрләвһә әтрап…