Басты бет Сайлау 2021 Партиягә дегән үмүт зор

Партиягә дегән үмүт зор

0
453

Һәптиниң биринчи күни наһийәлик мәслиһәт депутатлиғиға кандидат Берикбай Атагелдиев, Елнур Ахметов, Жамал Оқаева вә Зәйиндин Тохсуновлар «Nur Otan» партияси наһийәлик сайлам алдин программисини чүшәндүрүш мәхситидә Чарин йезилиқ округиниң турғунлири билән учришиш уюштурди.
Мәзкүр учришиш давамида алдики бәш жилға планланған мәсилиләр муһакимә қилинип, тәпсилий чүшәндүрүш ишлири жүргүзүлди. «Nur Otan» партиясиниң бүгүнки паалийити вә келәчәк планлири билән йеқиндин тонушқан округ турғунлири наһийәлик мәслиһәт депутатлиғиға кандидат Б.Атагелдиев, Е.Ахметов, Ж.Оқаева, З.Тохсуновларға өзлирини көптин бери ойландуруп жүргән соаллирини йоллап, һәр дайим қол учини созудиған партиягә үмүт артидиғанлиғини ейтишти. Көпчиликниң ой-пикригә қулақ салған кандидатлар турғунлар тәрипидин оттуриға қоюлған мәсилиләрниң йеқин арида һәл қилинишиға қолидин кәлгиничә күч чиқиридиғанлиғиға ишәндүрди.
Хулләс, хәлиқ партияни қоллап-қувәтләйду вә қийналған пәйтидә һәр дайим партиядин ярдәм күтиду. Хәлиқ үчүн хизмәт қилидиған «Nur Otan» партияси болса, хәлиқ авазиға қулақ селипла қоймай, йешимини тапмиған мәсилиләрни һәл қилиш үчүн аянмай тәр төкидиған болиду. Партияниң узун жиллиқ паалийити сөзүмизниң ярқин испатидур.

Сабирәм
БӘХИТҖАНҚИЗИ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

САЯСИ НАУҚАН ЕРЕКШЕ

Ауылдық округ әкімдерін сайлау қарсаңында ел ішінде сайлауалды науқан басталды. Ауданымызд…