Хәлиқниң мәнпийити үчүн хизмәт қилидиған «Nur Otan» партияси дөләт сәяситини қоллап-қувәтләп, елимизниң тәрәққий етиши үчүн әмгәк әтмәктә. Қазақстанимизниң риқабәткә қабил 30 мәмликәтниң қатариға қошулуши үчүн тәр төкмәктә. Барчиға мәлум, һазирқи вақитта сайламға мунасивәтлик тәрғибат-тәшвиқат ишлири йолға қоюлди. Партия әзаси вә депутатлиққа намзат сүпитидә шуни ишәшлик ейталаймәнки, хәлиқ бу новәтму «Nur Otan» партиясини қоллап-қувәтләйду. Чүнки узун жиллардин буян хәлиқниң үмүтини ақлап кәлгән көчбашчи партия бу қетимму йәңни түрүп ишқа киришти.
Депутат дегән сөз бизчә «Хәлиқ хаһиши» дегән мәнани билдүриду. Һә, хәлиқниң хаһиши болмақ үчүн хәлиққә йеқин болуш керәк. Мән Чонҗа йезисида туғулуп, мошу йәрдә яшап келимән. Җүмлидин, елимизниң тарихи, хәлқимизниң бешидин өткән қийинчилиқларни яхши билимән. Мана шу чоң-кичик қийинчилиқларни жуқуриға йәткүзүштә, хәлиқ билән дөләт арисидики алтун көрүккә айланған депутатларниң әмгиги зор десәк мубалиғә болмас. Хош, хәлиққә йеқин болуш вә жутдашларниң һал-муңини жуқуриға йәткүзүш нийитидә бийил өз ихтиярим билән депутатлиққа намзатлиққа чүштүм.
Бир дана бу дуниядики әң гадай адәм әтики күнгә дегән һеч қандақ арман-мәхсити йоқ адәм дәп ейтқан екән. Демәк, депутатлиққа кандидат сүпитидә мениң бүгүнки арминим – депутат болуш болса, мәхситим – наһийә хәлқини ойға салған асасий мәсилиләрниң һәл қилинишиға иқбал қилиш. Дөлитимизниң Тунҗа Президенти, «Nur Otan» партиясиниң асасини салғучи Елбасы Нурсултан Әбишоғли Назарбаевниң «Ұлт Жоспары – 100 нақты қадам» бәш институционаллиқ реформисида ейтилған инфрақурулумни риваҗландуруш қәдимигә мувапиқ наһийәдики кочиларни асфальтлаш, чирақ орнитиш, аватландуруш, йеза егилиги йәрлирини суғириш системилирини рәткә кәлтүрүш мәсилилири бойичә иш жүргүзүштур. Шундақла, Елбасыниң «Мәңгілік ел» идеясиниң ениқ әмәлгә ешиши үчүн хизмәт қилип, яш әвлатни миллий қәдрийәтлиримизни қәдирләшкә тәрбийиләштә өз һәссәмни қошсам дәймән.
Пандемия һәләйкүнгә салған бүгүнки әһвалда Президентимиз ихтисадимизни орниға кәлтүрүшниң тоғра йоли ретидә тиҗарәтчиликни тәрәққий әткүзүшимиз лазимлиғини тәкитлигән еди. Бүгүнки күнгә қәдәр тиҗарәтчи сүпитидә дөләт рәһбири тапшурмилириниң әмәлгә ешиши үчүн әмгәк қилған болсам, әндиликтә ихчам вә оттура тиҗарәтчиликни риваҗландуруш һәм шу арқилиқ йеңи иш орунлириниң ечилишиға, ишсизлиқниң азийишиға ат селишишни мәхсәт қилмақтимән.
Хулләс, депутатлиққа намзат сүпитидә ойға алған мәхсәт-планлирим нурғун. Наһийәдә газ тартиш ишлириниң тоғра йолға қоюлуши вә саламәтлик саһасида турғунларға сүпәтлик хизмәт көрситилишини назарәткә елип, аһалини спорт билән шуғуллинишқа дәвәт қилип, заманивий спорт мәйданчилириниң селинишиға түрткә болмақ – алға қойған мәхситимниң бир қисми. Шуниң билән қатар, келәчәктә депутат болуп сайлансам, пенсионерлар, имканийити чәкләнгән җанлар, көп балилиқ, турмуш тәминати төвән аилиләргә дөләт тәрипидин ярдәм көрситилишигә көңүл бөлүдиған болимән. Әлвәттә, аталған арман-мәхсәтлиримни партия билән бирликтә әмәлгә ашуримән.
Яш әвлатни иман-инсапқа, әл-жутини сөйүшкә тәрбийиләш мәхситидә Чонҗа йезисиниң мәркизий мечити йенидин диний сават ечиш мәдрисисини ачтим. Мәзкүр мечитниң йенидин өз хираҗитимгә 400 орунлуқ нәзирхана селип, хәлиқниң пайдилинишиға өткәздим. Мана шу түркүмдики ишларни әмәлгә ашурушни тохтатмаймән. Қолумдин кәлгиничә хәлиқниң мәнпийити үчүн әмгәк қилидиған болимән. Депутат болай яки болмай һеч алақиси йоқ, жутумға, елимгә хизмәт қилиш мениң әзимәтлик борчум дәп билимән.
«Nur Otan» партиясиниң әзаси сүпитидә йәрлик бийлик вәкиллири билән бирлишип хәлиқни вәһимигә салған мәсилиләрни вақтида һәл қилишқа бар күчүмни салимән. Мән партиягә ишинимән һәм хәлиқниң ишәнчисидин чиқишқа тиришимән!
Алимҗан ҺАШИМОВ,
наһийәлик мәслиһәт депутатлиғиға кандидат