Бүгүнки таңда чүшкиргән яки йөтәлгән адәмни байқисақ, өз-өзимиздин қорқидиған болдуқ. Чүнки интайин тез тарайдиған хәтәрлик ағриқ һәммимизни әндишә қамалиға қамап қойди. Елимиздики бемарларниң сани күндин-күнгә көпийип, жүригимиздики қорқунуч һиссияти техиму күчәймәктә.
Худаға шүкри, наһийәмиздә һелигичә коронавирус билән ағриғанлар ениқланмиди. Бирақ тумшуғимизға тақалған ховупқа бепәрвалиқ тонутушқа әсла болмайду. Шу сәвәплик өлкимиздә сақлиқ чарилири күчәйтилип, 1-апрельдин башлап наһийәгә киридиған йолларға блок-постлар қоюлған еди. 14-апрель күни Алмута вилайитиниң карантинға йепилидиғанлиғи тоғрилиқ хәвәрни аңлап, блок-постлардики иш-җәриян билән тонушуп қайтиш мәхситидә Алмута тәрәптин наһийәмизгә киридиған чоң йолда орунлашқан блок-постқа йол алдуқ.
Постта турған топ машинимизни тохтитип, тәләпләргә лайиқ тәкшүрәшкә көчти. Ақ халатлиқ саламәтлик сақчиси тән һараритимизни тәкшүригәндин кейин, тәртип сақчиси һөҗҗәтлиримизни сориди. Редакциядин уларниң иш-мабайни билән тонушуп қайтиш мәхситидә кәлгәнлигимизни чүшәндүрүп, бираз вақит ишниң жүргүзүлүш җәриянини назарәт қилдуқ. Көп өтмәй наһийә һакиминиң орунбасари Қуралбек Бекмуханбетов қатаримизға қошулди. Наһийә һакиминиң орунбасари постта күзәттә турған хадимларға 15-апрельдин башлап Алмута вилайитидә карантин җәриялинидиғанлиғини ейтип, тәләпләр билән тонуштурди. Шундақла, посттики әһвални күзитип, қаидә-тәләпләрниң бузулишиға йоқ қоймаслиқ керәклигини әскәртти.
Ваһаләнки, биз блок-постта болған бираз вақитниң ичидә, һечбир машина тәкшүрәшсиз өтмиди. Йолувчиларниң рухсәтнамиси, һөҗҗәтлири тәкшүрүлүп, кирип-чиққан машинилар вә униңдики адәмләр тизимға елинди. У яқ-бу яққа өткән машинилар дезинфекция қилинди. Наһийә һакиминиң орунбасари Қуралбек Ахметбайоғлиниң тәкитлишичә, 15-апрельдин башлап наһийәмиздики блок-постларниң сани көпийиду.
***
Шундақ қилип, «Алматы облысының аумағында шаруашылық және (немесе) өзге де қызметі мен тұрмысының ерекше шарттары бар карантин енгізу” тоғрилиқ қарарға бенаән апрельниң он төртидин он бәшигә қариған түни саат 00:00дә Алмута вилайити карантинға йепилди. Шу җүмлидин, Алмута вилайитиниң тәркивидики Уйғур наһийәсидиму карантин җәрияланди. Қарарда вилайәт мәйданиға өзгә әлләрдин қайтип кәлгән Алмута вилайитиниң турғунлиридин башқа, шуниңға охшаш жүк тошиғучи адәмләр билән машиниларниң, транзитлиқ машинилардин башқа өзгә өлкиниң адәмлири билән машинилириниң киришигә чәк қоюлидиғанлиғи көрситилгән. Карантин пәйтидә наһийә, шәһәрләргә кирип-чиқишқа, шуниң билән қатар, йезилиқ өлкиләрниң ичидики сәвәпсиз қатнашқа чәк қоюлидиғанлиғи тәкитләнгән.
«…Турғунларға медицинилиқ тәшкилатларға, йеқин йәрдики дуканлар билән дориханиларға күнигә пәқәт бирла қетим чиқишиға рухсәт. Биринчи новәттә һаҗәт товарларни, озуқ-түлүк, дора-дәрмәк билән медицинилиқ буюмларни, гигиенилиқ қуралларни, янармай материаллирини, машина қураллириниң қошумчә бөлчәклирини, санаәт қураллирини вә башқиларни тошуйдиған адәмләр билән машиниларға тапшурушниң барлиғини испатлайдиған һөҗҗәтлири болған әһвалда; коммуналлиқ, апәт хизмити, әхләт жиққучи, бағлиниш вә коммуникация хадимлири билән машинилириға, шуниңға охшаш телеком операторлириниң коммуникация системилири билән техникилиқ қоллашни башқурушниң, өлкә тирикчилигини тәмин етишкә һаҗәтлик жүк тошуш һәм мәхсус машиниларниң хадимлири билән машинисиға иш орнидин ениқлима (справка) болған җағдайдила рухсәт қилиниду» дейилгән мәзкүр қарарда.
Ваһаләнки, карантин пәйтидә хизмәт қилидиған мәһкимиләрниң хадимлири билән машинилириға, хизмәткарларни тошиғучи адәмләргә чәк қоюлмайду. Бирақ йеник машинида жүргүзгүчини қошқанда үч адәмдин артуқ адәм олтармаслиғи керәк.
Һә, автобус салонлириниң адәм толтуруши 40 пайиздин ашмиши шәрт. Йолувчилар йәккә-йәккә олтириши һаҗәт. Йәни бир йолувчи билән иккинчи йолувчиниң арилиғи бир метрдин кам болмаслиғи шәрт. Атап ейтиш керәкки, медицинилиқ тәшкилатларниң хадимлири, һәрбий хизмәтчиләр, мәмликәтлик вә һоқуқ қоғдаш органлириниң, шуниңға охшаш уларға беқинишлиқ мәһкимиләрниң, ветеринарлиқ, дезинфекциялик вә вабаға қарши хизмәтләрниң, коронавирус инфекциясини диагностикилаш тәҗрибиханисиниң вә карантин чарилирини атқурушқа тартилған башқиму мәһкимиләрниң хадимлириға иш орнидин ениқлима яки хизмити тоғрилиқ гуванамиси болған һаләттила рухсәт берилиду.
Коча содисини, аиләвий мәрасимларни өй жағдийида өткүзүшкиму йол қоюлмайду. Йәрләш мәрасими 2,0 метр жирақлиқни сақлап, көп дегәндә 30 адәмниң қатнишиши биләнла жүргүзүлүши керәк. Озуқ-түлүк дуканлиридин башқа сода-сетиқ мәркәзлириниң, базарларниң хизмитигә чәк қоюлуп, онлайн яки телефон билән буйрутма берилгән товарларни йәткүзүшигила рухсәт етилиду.
Хизмәт көрситиш саһасиниң барлиқ нишанлири (мончилар, сатрашханилар, гөзәллик салонлири, массаж, СПА салонлар, ТҖМ (СТО), машина жуюш мәркәзлири в.б) хизмитини тохтитиду.
Озуқ-түлүк дуканлири 8:00дин 20.00гичә хәлиққә хизмәт көрситиду. Дезинфекциялик чариләрни сақлап олтуруп, көктатлар билән йәл-йемишларни қошмиғанда, барлиқ таам мәһсулатлири қаплинип сетилиду. Әнди, дориханилар адәттикидәк ишини давамлаштуриду.
Қарарда «Бу новәт медицинилиқ тәшкилатларниң хизмити, шуниң ичидә шәхсий түригә қаримастин, стоматологиялик мәһкимиләр, ветеринариялик хизмәтләр, ветеринарлиқ вә мал чарвичилиғиниң тез ярдәм хизмити, тәҗрибәханиниң барлиқ түри, супермаркетлар, озуқ-түлүк дуканлири, сода-көңүл көтириш мәркәзлириниң ичидики озуқ-түлүк сатидиған дуканлар, көп қәвәтлик турғун өйләр, дориханилар, шу қатарда ветеринарлиқ дориханиларниң хизмити тохтитилмайду» дейилиду.
Вилайәттики коммуналлиқ хизмәтләр билән инфрақурулумлар, электроэнергетикилиқ компанияләр, су билән тәминләш/исситиш, өрткә қарши вә апәтлик қутулдуруш хизмити, турғун өй фондини башқуруш саһасидики хизмәтләр (электриклар, сантехниклар, һойлилар билән имарәтләрни тазилаш, апәт хизмити, шуниң ичидә лифтларға хизмәт көрситиш), кочилар билән имарәтләрни тазилаш, әхләтләр билән қалдуқларни жиғиш, қайта ишләш вә йоқитиш, дезинфекциялик хизмәтләр, йол қозғилишини рәтләшниң техникилиқ қураллириниң хизмитини тәминләйдиған тәшкилатлар, телекоммуникация билән бағлиниш хизмитини давамлаштуриду. Курьерлиқ йәткүзүш нишанлириму хизмәт қилиду. Рәсмий аммивий әхбарат васитилири, агросанаәтлик, ишләп чиқириш орунлири, «Азаматтарға арналған үкімет» мәмликәтлик корпорацияси КЕАҚ филиаллириниң бағлиниш мәркәзлири, шуниңға охшаш йезилардин сирт орунлашқан янармай вә газ толтуруш станциялири қелиплиқ режимда, әнди йезиниң ичидә орунлашқанлири болса, саат 8.00дин 20.00гичә хәлиққә хизмәт көрситиду.
Озуқ-түлүктин башқа товарлар, шуниң ичидә биринчи новәттики һаҗәтлик товарлар, қурулуш материаллири билән турмушлуқ химия буюмлирини сатидиған нишанлар йәткүзүш уюштурулған әһвалдила иш жүргүзәләйду.
Йезилиқ тәвә ичидики җәмийәтлик машинилар билән рәсмий такси хизмити хизмәт көрситишни давамлаштуриду. Лекин такси хизмитиниң автомашинилири тегишлик бәлгүләр билән җабдуқланған болуши вә жүргүзгүчиниң йәккә мәлуматлири йолувчиларға көрүнүдиған йәрдә туруши керәк. Жуқурида тәкитлигинимиздәк, машинида жүргүзгүчини қошқанда (бир аилә әзалиридин башқа) үч адәмдин артуқ адәм болмаслиғи лазим. Шундақла, җәмийәтлик машинида маскисиз жүрүшкә болмайду.
Сода логистикилиқ мәркәзләр, қоймилар, уларниң ишини тәминләйдиған шәхсләр билән тәшкилатлар; йәрләш хизмитиниң нишанлири, қәбирстанлиқлар; йәккә орунлашқан почта бағлиниши нишанлири билән иккинчи дәриҗидики банклар санитарлиқ-дезинфекциялик чариләрни күчәйтип, херидарларниң кам дегәндә бир метр жирақлиқта турушини етиварға елип, хизмитини давамлаштуриду. Биринчи башчилириниң қарари бойичә мәмликәтлик башқурушни изчил жүргүзүшни тәмин қилидиған мәмликәтлик органлар билән уларға қарайдиған тәшкилатлар ишини тохтатмайду. Әнди нами аталмиған тәшкилатлар билән кәсипорунлар карантин ахирлашқичә хизмитини вақитчә тохтитиши шәрт. Карантин тәләплиригә беқинмиған турғунлар қанун асасида җазалиниду. Ишини давам қилидиған нишанларниң тазилиқ, сақлиқ тәләплиригә риайә қилиши дайим назарәттә болиду.
Сабирәм
ӘНВӘРОВА