Буниң-дин 30 жил муқәд-дәм СССР рәһбәрлириниң намунасип сәясити түпәйли бәйнәлмиләл җәңчиләр топи тәшкил етилип, көплигән қандашлиримизниң хатирҗәм һаятиға әнсизчилик салғанлиғинини һеч ким унтимайду. Чүнки бу урушта көплигән җәңчилиримиз Авған йеригә атлинип, «дүшмәнләр» билән Авған йерини азат қилиш җәңлиригә қатнашқан. Җүмлидин, бизниң наһийәдин оттуздин ошуқ әр жүрәк оғланлиримиз шу отлуқ вә дәһшәтлик урушқа қатнишип, өзлириниң бәйнәлмиләл җәңчи хизмитини ада қилип қайтқан. Бәзи қериндашлиримиз шиддәтлик җәңләрдә қаза болди, бәзилири нака, һәтта бәзилири из-тизсиз йоқап кәтти. Урушқа қатнашқан оғланлиримиздин гайилири һәр қандақ әһвалда жутқа қайтип, аман-есән аилисигә келип қошулди. Мана шундақ җәңгә атланған, йәни дәсләпкиләрдин болуп бәйнәлмиләл җәңчи аталған уйғур жигити, ғалҗатлиқ Баһавдун Халиковтур.
4 балиниң атиси болған Баһавдун Халиков 1958-жили 1-сентябрьдә наһийәмизниң даңлиқ йезилириниң бири Ғалҗатта дунияға кәлгән. У оттура мәктәпни тамамлап, егиликниң түрлүк саһалирида хизмәт қилди. 1978-жили 19-май күни наһийәлик һәрбий комиссариатқа муддәтлик һәрбий хизмитини ада қилиш үчүн ройхәткә тиркилип, һәрбий борчини өтәшкә атланди.
Йеңидин һәрбийләрниң қанун-қаидилирини, һәрбий тактикиларни үгиниватқан Баһавдунни 1979-жили 25-декабрь күни 22378-һәрбий бөлүмгә – атқучи һәрбий хизмәткә (Авғанстанға) чақирди. У тәвәниң түрлүк чоң-кичик җәң орунлирида болған. Һәр бир маңған метри пәқәт қорқунуч билән өткән. Чүнки дүшмән туюқсиз һуҗум қилиши яки тәсадипи пәйда болуп, оғрилап кетиши ховупи моҗут еди. Мана шундақ вәзийәтләрни баштин кәчүргән Баһавдун бу ят жутта җенини қолиға елип, 1980-жилниң май ейиғичә жүриду. Жутиға аман қайтқан у егиликниң түрлүк әмгәк мәйданида ишлиди. 1982-жилдин 1989-жиллар арилиғида – автобазида, 1989-жилдин 1996-жиллар давамида ДЭУ мәһкимисидә – жүргүзгүчи болуп ишләйду. Шу Авған урушиниң зәрдавидин азап чәккән Баһавдун Халиков 2003-жили 2-топтики нака болуп ениқланди.
Баһавдун Халиковниң шиддәтлик җәңләрдә көрсәткән әрлиги үчүн «Авған хәлқиниң интернационалист – җәңчисигә алқиш», «СССР ҚК – 70 жил, Авған йеридин һәрбийләрниң чиқирилғиниға – 15 жил», «Җәңгивар интернационалист» вә 9 тәвәллуд медальлири билән тәғдирләнгән. Шундақла бәйнәлмиләлчиләргә беғишланған түнүгүнки тәнтәнидә «Уйғур нәһийәсиниң пәхрий пухраси» нами берилди.
Баһавдун өзиниң иҗтиһати вә қабилийити арқисида 2005-жилдин 2015-жилғичә Уйғур наһийәсиниң Чонҗа йезисидики Авған җәмийәтлик бирләшмисини башқурди. 2008-жилдин башлап вилайәтлик Авған җәмийәтлик бирләшмисиниң әзаси. Бүгүнки таңда Уйғур наһийәсиниң Аришаң иссиқ су шипалиқ орнида истиқамәт қилип, бир кишилик хизмитини атқуруп кәлмәктә. Шуни алаһидә тәкитләш лазимки, мошу күнләрдә наһийәлик өткүзүлидиған түрлүк иш-чариләргә паал қатнишип, яшларға мәслиһитини билдүрүп, уларни вәтәнпәрвәрликкә үндәп келиду.
Һә, Баһавдун бүгүнки нишанлиниватқан 30 жиллиқ сәнәни мәйрәм сүпитидә әмәс, шу жилларни көз алдиға кәлтүрүп, өткән хизмәтдаш сәпдашлирини әсләш күни ретидә өткүзүшни мәхсәт қилиду. Бу нийитиму дурусту, чүнки шу мудһиш, йәни дәһшәтлик жилларниң шаһиди болған әмәсму!
Худавәди
МӘҢСҮРОВ