Деханчилиқ, бағвәнчилик, малчилиқ, һүнәрвәнчилик – йеза хәлқиниң бурун-бурундин мәшғул болуп келиватқан ата кәспидиндур. Башқичә қилип ейтсақ, йеза егилиги бу – наһийә хәлқиниң тапавәт көзи, күн-көрүш мәнбәсидур. Дәрһәқиқәт, әлниң тәрәққияти йезиларниң тәрәққиятидин башлиниду. Сәвәви, йемәк-ичмәк, кийим-кечәкни ишләп чиқиридиған заводлар шәһәрләрдә болғини билән, ишләп чиқиришқа ишлитилидиған мәһсулатниң барлиғи йезилардин елиниду. Шуни нәзәрдә тутқан дөләт рәһбиримиз Нурсултан Әбиш оғли Назарбаев өзиниң бийилқи Мәктүбидә агросанаәтни риваҗландуруш һәққидә алаһидә тохтилип, бир қатар мәхсәт-вәзипиләрни жүклиди.
Болупму, «Әқиллик технологияләр» ғайисини оттуриға ташлап, экспорт вә қайта ишләп чиқиришни тәрәққий әткүзүшимиз лазимлиғини тәкитлиди. Униң үчүн аграрлиқ университетлардики билимни күчәйтип, заман еқимиға лайиқ технологияләрни ишқа қошушимиз һәм «Қазақстанда ясалған» тәбиий озуқ-түлүк брендини қелиплаштурушимиз лазимлиғини атап өткән еди. Әнди, агросанаәтниң асасий очиғи йезилар екәнлиги һәммигә мәлум.
Җүмлидин, Уйғур наһийәсидики йеза егилигиниң тәрәққиятиға зор һәссә қошуп келиватқан жутларниң бири – Баһар. Һава райи вә тәбиитигә бағлиқ, бу йәрдә деханчилиқ вә бағвәнчилик яхши риваҗланған. Ишләмчан, тиришчан турғунлар йеза мәһсулатлиридин жилда мол һосул алиду. Бийил, наһийә вә йезилиқ округ һакиминиң қоллап-қувәтлиши билән баһарлиқлар хуш қиларлиқ чоң бир башланмини қолға апту. Йәни, 8 дехан егилиги бирикип, йезилиқ һакимийәт билән бирлишип олтирип, 130 гектар йәргә етиз мәликисиниң 12 түрини өстүрүпту. Ушбу тәшәббусни көтәргән баһарлиқ Савутҗан ака Махмутов екән.
Худди, қомучтәк қоюқ өскән көмүқонақларни көрүп, «Бирлик бар йәрдә – тирикчилик бар» дегән хәлиқ даналиғи ядимға кәлди. Етиз қойнида, әмгәк адәмлири билән һәмсөһбәттә болдум. Қойған соаллиримға җавабән 2011-жилдин 2017-жилға қәдәр Баһар жутиниң жигитбеши болуп кәлгән Савутҗан ака Махмутов:
– Ишниң ениқ-қениғиға келидиған болсақ, өзәм 2011-жилдин етиварән «Универсал» корпорациясиниң тәркивидики «Яркәнт крахмал-ширнә заводида» ишләп келиватимән. Хулләс, ушбу завод һәққидә ейтарим көп. Чүнки бу йәрдә көмүқонақни қайта ишләп чиқириш җәриянида 20гә йеқин мәһсулат йетиштүрүлиду. Узун сөзниң қисқиси, Баһарда 130 гектар йәргә көмүқонақ өстүрүш «Универсал» ширкәтләр топиниң президенти Закирҗан Кузиевниң вә Султанмурат Исрапиловларниң тәкливидин томур тартип, наһийә һакими вә йеза һакиминиң қоллап-қувәтлиши, хәлиқниң бирлиги билән ронақ тапқан башланма десәм хаталашмаймән. Бу Яркәнт крахмал-ширнә заводи билән һәмкарлиқта әмәлгә ешиватан иш болғанлиқтин, алдики вақитта жиғилған үнүмимизму мошу заводқа өткүзүлиду. Бийил 130 гектарға көмүқонақниң 12 түрини өстәрдуқ. «Җүҗини күздә сана», демәкчи күздә көмүқонақниң қайси сортидин мол һосул алсақ, келәр жили шу сүпәтлик көмүқонақ сортини 300-400 гектар йәргә көпәйтишни реҗиләватимиз,–дәп келәчәк реҗилири билән бөлүшти.
Хулләс, «Арзигүл», «Мөлдір», «Людмила», «Айбак», «Стая», «Малика», «Гүлбостан», «Рустәм» дәп атилидиған 8 дехан егилигиниң бирлишип қолға алған иши аз күнләрдә нәтиҗә бәрмәкчи. Баһарлиқлар 130 гектарға көмүқонақни май ейиниң ахириғичә терип болған екән. 120 күндә пишип йетилидиған үнүмни бүгүнгичә 5 қетим суғарған болса, алдики вақитта йәнә икки қетим суғармақчи. Һазирчә деханларниң молҗалишичә, алдики вақитта көмүқонақниң бир гектари кам дегәндә 70 центнер һосул бериду дәп күтүлмәктә.
–Ширин, Таштиқарису қатарлиқ төвәнки жутларда көмүқонақ пәқәт 2-3 қетим суғирилиду. Баһар ташлиқ йәргә җайлашқан жут болғанлиқтин, бизниң деханларниң 6-7 қетим су тутушиға тоғра келиду, – дәп әһвални чүшәндүрди округ һакими Қадиржан Бағбаев. Су демәкчи, баһарлиқ деханлар «әгәр етизға су әтигәнирәк берилсә, ишму әтигәнирәк пүтәтти…» дегән ойини очуқ ейтти.
Көмүқонақларға мәхсус Түркиядин кәлтүрүлгән оғутлар чечилипту. Уни өсүрүш җәриянида әтияздин башлап йезидин 13 адәм ишқа тартилип, оттура һесапта 80 миң тәңгә әтрапида мааш һәққи елип келиветипту. Шундақла, ишчиларға бир вақлиқ һәқсиз иссиқ тамақму берилидекән. Савутҗан ака Махмутовниң ейтишичә, һосул жиғилғанда, көмүқонақ ақлашқа жуттин йәнә 20-30 адәм ишқа тартилмақчи екән. У көмүқонақниң дени заводқа өткүзүлсә, шехи мал озуғи ретидә хәлиққә әрзән баһада сетилидиғанлиғини ейтип, көмүқонақни вақти-вақтида суғирип, пәрвиш қилғанлар қатарида Мәрғул Сонуров, Турсун Турғанов, Султанмурат Ғоҗалимов, Асимҗан Исламов, Мухидин Арупов, Октябрь Абдримов исимлиқ жутдашлирини алаһида тилға алди.
Президентимиз ейтқандәк, агросанәтниң риваҗлинишиға һәм наһийәниң тәрәққиятиға зор үлүш қошқан баһарлиқларниң бу башланмиси, мениңчә, махташқа лайиқ. Йәргә чүшкән һәр бир данниң һосуллуқ көмүқонаққа айлиниши үчүн биринчидин әмгәк, иккинчидин вақит керәк. Сөз ахирида, көзлигән мәхситигә йетишкә бир қәдәм йеқин қалған деханларниң алдики вақитта мол һосулға еришип, келәчәккә реҗилигән ишлириниң көңлидикидәк әмәлгә ешишиға тиләкдашмиз.
Сабирәм
ӘНВӘРОВА