Худди әнъәнимиздәк қелиплишип, оқуғучиларниң тақәтсизлик билән күтүдиған көрүгигә айланған Һебибуллам Қаһаров намидики «Һошшәрә, яш талантлар!» фестивали бийилму өз дәриҗисидә атап өтүлди. Бу қетим жүгрүкләрниң жүгрүклири Уйғур наһийәсидә ениқланди. Дөләт рәһбиримизниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ мақалиси һәм «Бәш иҗтимаий тәшәббуси» намлиқ мураҗиити асасида уюштурулған фестиваль әтигәнлигидин кәч киргичә давам тапти. Фестиваль И.Молутов/Бәхтия/ намидики №3-Чонҗа оттура мәктивиниң уюштурушидики әдәбий-концертлиқ программа билән ечилди. Авал оқуғучилар тәрипидин фестиваль марши орунланди. Риясәтчиләр фестивальниң меһманлири билән тонуштуруп болғандин кейин, Уйғур наһийәси һакиминиң орунбасари Д.Деменбаевқа сөз берилди. У Президентимизниң дана сәясити билән Қазақстанда истиқамәт қиливатқан барчә милләт вәкиллиригә өз ана тилини, мәдәнийитини, сәнъәитини риваҗландурушқа имкан яритилип келиватқанлиғини сөз қилип, шуниң ярқин бир дәлили ретидә «Һошшәрә, яш талантлар!» фествалини мисалға кәлтүрди.
У фестивальниң елимиз келәчигини тикләйдиған яш әвлат үчүн һәр тәрәплимә әһмийити зор иш-чаригә айланғанлиғини тилға елип, барлиқ қатнашқучиларға ақ йол тилиди. Яш талантларға утуқ тиләп, изгү тиләклири билән бөлүшкәнләр қатарида Һебибуллам Қаһаровниң рәпиқиси Қаһарова Ғәйрәтбүви анимиз, «Бейбітшілік әлемі» хәлиқ ара қазақ творчестволиқ бирләшмисидин кәлгән меһманлар Үскенбай Ташженов, Азтекин Ибрагимов, Турсун Розиевлар, «Уйғур мәктәплирини қоллаш» фондиниң иҗраий мудири Музәппәр Зайитов, Җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири, Җумһурийәтлик уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Ершат Әсмәтовлар болди.
Фестивальниң иккинчи қисмида оқуғучилар спорт-шахмат, тәсвирий сәнъәт, қол һүнәр, миллий саз, миллий уссул, миллий нахша, ләпәр ейтиш, шеирни раван оқуш, әсәрни сәһниләштүрүш номинациялири бойичә мусабиқигә чүшти. Қатнашқучи наһийәләр новәт-новәт билән сәһнә төридин орун алди. Һаяҗан үстидә фестивальниң мукапатлаш мәрасимиму келип йәтти. Наһийә һакими Шөһрәт Нурахунов сөзгә чиқип, ушбу фестивальниң мәхсити йеңиш-йеңилишта әмәс екәнлигини ейтип, чоң сәһнигә чиқип һүнәр көрситишниң өзи чоң талант, утуқ екәнлигини қәйт қилди. Шундақла, «Һошшәрә, яш талантлар!» фестивалиға қатнашқан барлиқ оқуғучиларниң келәчәктә Қазақстанниң махтинишиға айлинидиғанлиғиға камил ишинидиғанлиғини сөз қилди. Андин, билим номинацияси бойичә орун алған оқуғучиларни мукапатлиди.
Мәзкүр фестивальда бизниң наһийәдин қатнашқан оқуғучилар алдиңқи орунлардин көрүнди. Атап ейтсақ, билим номинацияси, униң ичидә умумий тест йөнилиши бойичә М.Җәлилов намидики ОМ оқуғучиси Муқәддәс Карлинова1-орунға, №5-Чонҗа ОМ оқуғучиси Шахназ Яқупова 2-орунға, №3-ОМ оқуғучиси Ядикар Юлтуз, Һәмраев намидики ОМ оқуғучиси Шадияр Марисовлар 3-орунға сазавәр болди. Қазақ тили йөнилиши бойичә Түгмән уйғур ОМ оқуғучиси Шахризада Султанҗанова 1-орунға, Довун ОМ Дархан Мирзахмет, Илья Молутов (Бахтия) намидики №3-ОМ оқуғучиси Гүлниса Әмәтова вә Интизар Ярмухамедовалар 3-орунни егилиди. Уйғур тили йөнилиши бойичә Илья Молутов (Бахтия) намидики №3-ОМ оқуғучиси Алянурхан Махмутова 1-орунға, Һ.Искәндәров намидики ОМ оқуғучиси Ғунчәм Розиева, Илья Молутов (Бахтия) намидики №3 ОМ оқуғучиси Аманисахан Матниязовалар 2-орунға, Довун ОМ оқуғучиси Мәсимҗан Һәмраҗанов 3-орунға муйәссәр болди. Инглиз тили йөнилиши бойичә М.Җәлилов намидики ОМ оқуғучиси Дилназ Лекимова 1-орунға, Илья Молутов (Бахтия) намидики №3- ОМ оқуғучиси Сабина Хакимова 3-орунға еришти.
«Билим» номинацияси бойичә илмий ишлар секциясиниң нәтиҗисигә кәлсәк, «Қазақстанниң тарихий ядикарлиқлири вә перспективлиқ туристлиқ маршрутлар» йөнилиши, униң ичидә «Тил вә Әдәбият» бөлүми бойичә, Ақтам ОМ оқуғучиси Юсупова Рабийәм 2-орун алса, «Тарих, һоқуқ, өлкәтонуш, этномәдәнийәт» бөлүми бойичә 1-орунға №5-Чонҗа ОМ оқуғучиси Сәдвақасова Фатима, Илья Молутов (Бахтия) намидики №3-ОМ оқуғучиси Хамзахунова Диана 2-орунға,А.Розбақиев намидики ОМ оқуғучиси М.Мирзахметова 3-орунға еришти.
«Таза тәбиий муһит – Қазақстан – 2030 Стратегиясини әмәлгә ашуруш асаси» йөнилиши бойичә,Һ.Искәндәров намидики ОМ оқуғучиси Мажанова Гульфира 1-орунға, №5-Чонҗа ОМ оқуғучиси Сайдахметова Тахмина, М.Җәлилов намидики ОМ оқуғучиси Нариманова Ирадә 2-орунға, А.Розбақиев намидики оттура мәктәп оқуғучиси Алимҗанов Артем, Долата ОМ Дилинур Туйғуновалар 3-орунға сазавәр болди.«Ихтисадий вә иҗтимаий җәриянларни математикилиқ модельлаш» йөнилиши бойичә, №5-Чонҗа ОМ оқуғучиси Әрмидинов Султанбек 1-орунға, А.Розбақиев намидики ОМ оқуғучиси Ахмедова Говхарай 2-орунға, Һ.Искәндәров намидики ОМ оқуғучиси Муртизаева Гульзадам 3-орунға лайиқ дәп тепилди.«Илмий-техникилиқ прогресс – ихтисадий тәрәққият асаси» йөнилиши бойичә, Һ.Искәндәров намидики ОМ оқуғучиси Луиза Саюзова 1-орунға сазавәр болди.
«Миллий саз» номинацияси бойичә Кичик Ақсу ОМ оқуғучиси Варисҗан Абдуллаев 2-орунни, «Миллий топ уссул» номинацияси бойичә, И.Молутов/Бәхтия/ намидики №3-Чонҗа ОМ билән Ақтам ОМ уссулчилар топи 1-орунни, Ардолата ОМ қатнашқан уссулчилар топи 3-орунни егилиди.«Миллий йәккә уссул» номинацияси бойичә, А.Розбақиев намидики ОМ оқуғучиси Рухсарә Асимҗанова 1-орунға, Дардамту ОМ оқуғучиси Шахниза Сәлимҗанова 2-орунға сазавәр болса, «Сәһнилик көрүнүш» номинацияси бойичә Довун ОМ 2-орунға, Ширин ОМ, И.Молутов/Бәхтия/ намидики №3-Чонҗа ОМ 3-орунға еришти. «Қол әмгәк» номинацияси бойичә, Таштиқарису ОМ оқуғучиси Эльянора Самбетова 2-орунға, Һ.Искәндәров намидики ОМ оқуғучиси Нурмухаметов Дильяр, №3-Чонҗа ОМ оқуғучиси Жақсылық Абдрахимовлар 3-орунни егилиди.
«Сүрәт» номинацияси бойичә, №5 Чонҗа ОМ оқуғучиси Рамина Ренатова, А.Розбақиев намидики ОМ оқуғучиси Самрат Шахавдуновлар 2-орун, И.Молутов/Бәхтия/ намидики №3-Чонҗа ОМ оқуғучиси Гүлзана Масимова 3-орундин көрүнди. Шахмат номинацияси, 5-синипқичә оғуллар арисида: №3-Чонҗа ОМ оқуғучиси Утқур Мутлахунов 1-орунға, 5-синиптин жуқури оғуллар арисида Ширин ОМ оқуғучиси Заир Абдуллаев 2-орунға, №3-Чонҗа ОМ оқуғучиси Ушур Бахадур 3-орунға, А.Розбақиев намидики ОМ оқуғучиси Мехирдин Абдуваҗитов 3-орунға сазавәр болди. «Ләпәр ейтиш» номинацияси бойичә, М.Җәлилов ОМ оқуғучилири 1-орунни, Ширин ОМ вә Ғ.Сәдвақасов намидики ОМ оқуғучилири 2-орунни егилиди. Қисқиси, фестивальға қатнашқучи барлиқ оқуғучилар вә ат селишқан устазлар тәғдирләнди. Умумән, бу фестивальда муваппәқийәткә қоли йәткән әвлатлиримиз, келәчәктә өз миллитиниң шәнини йүксәкләргә көтириду дәп ишинимиз.
Сөз ахирида, мошундақ тарихта қалидиған, яш әвлатқа үлгә болидиған изгү башланмини йолға қойған көрнәклик мәрипәтчи Һ.Қаһаровниң оғли Мәхсәтҗан ака Қаһаровқа фестиваль қатнашқучилири вә уйғур хәлқи намидин чәксиз миннәтдарлиғимизни изһар қилип, тенигә саламәтлик, ишлириға техиму зор утуқларни тиләймиз!
Сабирәм
ӘНВӘРОВА