Бийил Вәтинимизниң пайтәхти Астана шәһириниң қәд көтәргинигә 20 жил толиду. Елимиз мустәқиллик алған күнләрдин етиварән, хәлқимизниң сәвийәсигә миллий диний уқумни шәкилләндүрүш вә тәрәққий әткүзүш мәхситидә түрлүк иш-чариләрни мәйданға кәлтүрүп, әмәлгә ашурди. Җүмлидин, Астана шәһиригә орунлашқан – Һәзрәт Султан мечитидур.
Бу мечит дәстүрлүк ислам стилида селинған ибадәт өйи Әркинлик вә келишим, Мустәқиллик сарайлири билән «Қазақ елі» монументи охшаш әҗайип нишанлар билән қатар орунлашқан. Бу роһаний орун 13 га. мәйданни егиләп туриду. Мечитниң умумий көләми 17,7 миң квадрат метрни алиду. Мечит лайиһәси қазақниң дәстүрлүк нәқишлири билән гөзәллик элементлирини қоллинип, классикилиқ ислам үлгисидә ясалған.
2014-жили Һәзрәт Султан мечитиниң баш имами болуп Серикбай Ораз тайинланди.
Һәзрәт Султан мечитиниң қурулуши 2009-жили сәпәр (июнь) ейида башланған еди. 2012-жилниң 15-қәһритан (январь) күни мечитта от кетишигә мунасивәтлик, баһарда ечилиши керәк мечит қурулуши кейингә қалдурулди. Нурсултан Назарбаев Астана шәһириниң тәрәққиятиға беғишланған жиғинда Һәзрәт Султан мечитини селиватқан қурулуш компаниясигә, қурулушни 6-чиллә (июль) күни аяқлашни буйриди. 2012-жилниң 6-чиллә (июль) күни Һәзрәт Султан мечитиниң тәнтәнилик ечилиш мәрасими болди. Бу тәнтәнигә ҚҖ-ниң Президенти Нурсултан Назарбаев қатнашти.
Мечитниң қурулуши һәққидә ҚҖ Президенти 2011-жили 7-көнәк (декабрь) күни мечитни зиярәт қилип: «Бу Мәркизий Азиядики әң йоған мечит болуп һесаплиниду. У мәмликәт һесавидин әмәс, бәлки адәмләрниң һамийлиқ қилиши нәтиҗисидә селиниватиду. Мечитниң қурулуши келәр жили тамамлиниду. Шу чағда тәнтәнилик ачидиған болумиз»,- дегән еди.
«Һәзрәт Султан» мечити – Қазақстан бойичә әң чоң гүмбәзлик мечит. Униң егизлиги – 51, ени – 28,1 метр. Бу гүмбәзниң етигидики 8 гүмбәзниң һәр бириниң ени 7,6 метр, вестибюль гүмбизиниң ени болса 15,2 метр. Мечитниң очуқ көрүнүшини 4 мунара толуқтуруп туриду. Уларниң һәр бириниң егизлиги 77 метр.
Мечитниң тәсвиригә кәлсәк, иманлиқ мәркизи үч қәвәттин ибарәт. Һәр қәвәттә ибадәтхана заллири, некаға вә тәрәтханиға беғишланған бөлмиләр бар. Қуръан оқушқа вә топларниң дәрис оқушиға мувапиқлашқан заллар, ашханилар бар. Мечитта әрләргә беғишланған 4000 адәмлик намаз оқуш зали, хәлиққә хизмәт көрситиш орни, аялларға мувапиқлаштурулған 1000 адәмлик намаз зали, имам, наиб имам, әзәнчи бөлмилири орунлашқан. Шундақла алаһидә нека қийиш ханиси, китапхана охшаш қошумчә орунлар билән җабдуқланған. Мечитниң алдинқи тәрипидики тамлири тәбиий ташлар билән турғузулса, төмүр-бетонлуқ гүмбәзлири металл билән ясалған. Лайиһә йетәкчиси Шефик Искәндәр оғлиниң ейтишичә, қурулушқа һаҗәтлик материаллар дунияниң 11 әллиридин кәлтүрүлгән. Шундақла Вәтәнлик мәһсулатлардинму пайдилинилған.
Лайиһә классикилиқ ислам стили билән дәстүрлүк қазақ нәқишлири вә декоративлиқ элементлар қошундиси ретидә қураштурулған. Умумий қурулушниң мәйдани 20,6 миң квадрат метрни егиләйду.
Бүгүнки таңда Һәзрәт Султан мечити дуния әллири мусулманлириниң көзини тартар һашамәтлик мечит болуп, пак диллиқ мусулман әһли үчүн халисана хизмитини қилип кәлмәктә.
Худавәди
МӘҢСҮРОВ