Алдинқи һәптидә «Йеңи гуманитарлиқ билим. Қазақ тилидики 100 йеңи дәрислик» лайиһәси чәмбиридә нәширдин чиққан китапларни тонуштуруш жиғилиши болуп өтти. Униңға Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев иштрак қилди. Президентниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» мақалиси елан қилинип, тоғра бир жилдин кейин қолға елиниватқан алаһидә программа болди. Бүгүнки күндә «Рухани жаңғыру»ниң мәзмун-маһийити етирап қилинип, аң-сәвийәдин чоңқур орун алған. Бу җәмийәтни йеңилашниң йетәкчи принциплириға бириктүридиған стратегиялик мәрригә айланди.
Һәр тәрәплимә йүксиливатқан елимизға заман еқимиға мувапиқ билим дәриҗисиниму көтиришниң актуал мәсилә екәнлигини билгән Президентимиз «Қазақ тилидики гуманитарлиқ 100 йеңи дәрислик» лайиһәсини мәнивий йеңилиниш программиси асасида рояпқа чиқиришни тәклип қилди. Униң мәхсити – дөләт тилида гуманитарлиқ пәнләр бойичә мәзмунлуқ билим елиш шараитини яритиштин ибарәт болди. Униң тәрҗимә ишлири түрлүк йөнилишләрдә таллавелинди.
Тәрҗимә ишлири өткән жили мәхсус қурулған «Ұлттық аударма бюросы» җәмийәтлик фонди асасида башланған. Бүгүнки күндә тәрҗимә қилинип, нәширдин чиққан 18 китапни тонуштуруш мәрасими болди.
Президентниң пикричә, йеңи қазақ йезиғини муһакимә қилиш җәмийитимиздики тәшәббускарлиқни ипадиләйдиған башланма болди. Шундақла, «100 йеңи исим» лайиһиси Қазақстан территориясидә яшаватқан хәлиқләрниң иқтидарини ачидиған утуқлар тарихи билән маслаштурулди.
Н.Назарбаев аң-сәвийәни йеңилашниң әһмийәтлик екәнлигини тәкитләп, әвлатларни оқутушта «Қазақ тилидики 100 йеңи дәрислик» алаһидә орунда екәнлигини тәкитлиди.
– Яшлар алий илмий үлгиләргә мувапиқ билим елиши керәк. Шуңлашқа биз әң яхши дәрисликләрниң 800 китаптин ибарәт чоң тизимини тәйярлидуқ. Миллий тәрҗимә бюроси қурулуп, ишқа киришти. Бүгүн биз дәсләпки 18 китапниң тунуштурулушиниң иштракчиси болуватимиз, — деди Президент.
Мәмликәт тилиға тәрҗимә қилинған китаплар арисида дунияниң әң илғар тәрәққият басқучидики инсанларниң язған әмгәклири асасида тәйярланғанлиғини һәммә иштракчиларға билдүрди. Уларни 2018-2019-оқуш жилидин башлап билим бериш программисиға киргүзүш реҗиләнмәктә.
Һазирқи чиқириливатқан 18 китап 47 миллион нусха билән аләмниң 34 тилиға тәрҗимә қилинипту. Әнди униңға қазақ тилиниңму қошулидиғанлиғи бәлгүлүк.
Президентниң пикричә, лайиһә даирисидә йеңи китапларни тонуштуруш аң-сәвийәни йеңилаш программисиниң йеңи басқучини көрситип бәрди. Униңдин ташқири «100 дәрисликниң» мәмликәтниң, җәмийәтниң қаршилиқларға қабиллиғини ашуруш үчүнму һаҗәтлигини билдүрди.
Дөләт рәһбири Қазақстан Һөкүмити билән Миллий тәрҗимә бюросиға бир қатар тапшуруқларни бәрди:
– Биринчи, 2018-жилға бәлгүләнгән 30 китапниң сүпәтлик тәрҗимә қилинип чиқишини тәминләш зөрүр. Мәбләғ билән өз вақтида толуқ тәминлиниши керәк. Келәр жилға тәрҗимигә реҗиләнгән дәрисликләр өз вақтида таллавелинип, тәһлил қилиниши шәрт. Иккинчидин, мошу дәрисликләрни билим бериш системисиға нәтиҗидарлиқ җарий қилиш. Үчинчидин, илмий әмәлиятта қоллиниливатқан аталғуларни системиға селишни вә гуманитарлиқ һәм ихтисадий лексикиниң йеңи изаһлиқ луғитини нәшир қилишни тапшуримән,- деди Нурсултан Назарбаев.
Бу «Йеңи гуманитарлиқ билим. Қазақ тилидики 100 йеңи дәрислик» хусусида тәрҗимә қилинған дәсләпки китапларни тонуштуруш мәрасимиға атақлиқ җәмийәт әрбаплири, илмий гуманитарлиқ мәркәзләрниң хадимлири, алий билим дәргаһиниң рәһбәрликлири, муәллимләр вә яш алимлар, зиялилар, шундақла лайиһәгә қатнишидиған тәрҗиманлар, муһәррирләр, нәшрият вәкиллири қатнашти.
Тонуштуруш мәрасиминиң давамида көплигән кишиләр сөзгә чиқип, муһакимигә арилашти. Улар мәзкүр китапларниң тәрҗимә қилинишиниң муһим вақиә екәнлигини, мустәқиллик җәриянида бәрпа болған әқлий иқтидарини йүксәлдүрүш үчүн бирдин-бир башланма болғанлиғини ейтишти.
Гульчихра МАНСУРОВА,
№4- Чонжа оттура мәктивиниң химия пәни муәллими