Президентимиз Н.Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ мақалиси асасида Чонҗа политехникилиқ колледжида режилик иш-чариләр давамлиқ жүргүзүлүп келиду. Йеқинда колледж устазлири, турғунлар вә колледж оқуғучилириниң арисида жиғилиш болуп өтти. У йәрдә көпчилик программиниң әһмийәтлик тәрәплиригә тохталди.
– Президент Мәнивий йеңилинишниң бирдәк программисини тәвсийә қилди. Программа – әл-жутниң мәнивий өсүшигә йол көрситидиған дағдам йол. Җәмийәтлик мәпкүрини йеңилашқа йөнилиш ясап олтарған идеяниң тәвсийә қилиниши вақит тәливи. Программа әл тәрәққиятиниң тарихий дәвридә әһмийәтлик болмақта. Башланма елимизгә йеңичә тәсвир, тиң йүксилиш кәлтүрүши ениқ, – деди колледж рәһбири Рәхмәтҗан Суджеков.
Буниңдин кейинму көпчилик мәхсәтлик ойлирини ейтип, «Мәнивий йеңилиниш» программиси һарписида атқурулуватқан ишларға тохталди. Улар асасидин наһийәмиздики хәсийәтлик орунларға бериш, ядикарлиқларниң мәзмун-маһийитигә нәзәр қоюш мәхсәтлиридики сәяһәтләрдә көплигән ишларниң болуватқанлиғини өзлири көрүп, шуларни нәсиһәтләш ишлирини җанландурмақта. Мәсилән, наһийәмизниң мунбәт йериниң тәбиити, дунияға мәшһур Коньони, Яғач көли, дуния әллирини мәһлия қиливатқан аришаңлири – дияримизниң шан-шөһрити екәнлигини мәдһийиләп, уларни муһапизәт қилиш, заман тәливигә мувапиқ қәдрийәтлиримизни җабдуқлап, җаһан миқиясидики туристлиқ маканға айландурушниң әвзәлликлирини несиһәт қилди. Шуларни ейтиш арқилиқ яшларниң туғулған йәргә болған муһәббитини, вәтәнпәрвәрлик һис-туйғулирини ойғитип, йеңи заман адимини қелиплаштурушниң муһим җәриянлиридин мәслиһәтләр беришти. Яшлар бу жиғилишта қедимий әҗдатларниң әрликлирини, бепаян мәмликитимизниң тәбиитини, тарихий шәхсләр вә әмгәк адәмлириниң қалдуруп кәткән нәмунилирини билип, улардин мәмнун болушти.
Униңдин кейин сөз алған колледж мәһкимиси тикинчилик бөлүминиң мастери, йәни мошу қурларниң муәллипи Президентимиз Нурсултан Әбиш оғлиниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» мақалиси миллий қәдрийәтләрни, роһни, бойимиздики қәдир-хәсийәтни риваҗландурушқа башлайдиған йол вә җәмийитимизниң Мәнивий йеңилинишини ашкарилап турған программилиқ һөҗҗәт болуп тепилидиғанлиғиға, шундақла яшлиримизниң йеңи даванларни егилишигә қаритилған иш-һәрикәт реҗиси екәнлигигә тохталди.
Новәттики сөзни алған китапханичи: «Мәмликәт билән милләт полаттин қуйилип, қетип қалған дуния әмәс. У дайим риваҗлинип, толуқлинип туридиған тирик жан охшаш. Йеңи җаһанлиқ интилишлар ишикни қақмастинла, бирдин төргә бариду. Бирақ униң тозидиғинини әмәс, озидиғинини елишимиз керәк. Шундақ екән, миллий қәдрийәтлиримизни сақлаш, дәстүрлиримизни дайим мәдһийиләп туруш асасий вәзипимиз болуп қалмақ», – деди Асийәм Маметова.
Жиғилиш алаһидә мәзмунда өтти. Қатнашқучилар елимизниң тәрәққияти үчүн, өткәнни билиш арқилиқ келәр күнгә нәқ қәдәм бесиш керәклигини чүшинип, тарқашти.
Гүлнар ҖӘЛИЛОВА,
Чонҗа политехникилиқ колледжи ишләп чиқириш бөлүминиң оқутқучи-маһири