Басты бет Әр қилы ОҒУРЛАНҒАН ВАҚИТ

ОҒУРЛАНҒАН ВАҚИТ

0
1,519

Әтрапқа сәп-селиң. Қайниған тирикчилик. Әйтәвир, дайим алдираш, у яқтин-бу яққа чапқилап жүргән адәмләр. Ғуюлдиған техника. Һәқиқәткә кәлсәк, заманниң тәрәққий етип кәткини шунчилик, адәмләрниң тәңдин тола оқитини техникилар бәҗириду. Һә, шундиму, бош жиргән бәндә йоқ…

Һәммә инсанниң қолида бирдин, һәтта иккидин янтелефон. Тохтимай кәлгән учурлар, қоңғурақлардин кочида жүрсиму, өйигә кирсиму, ишта олтарсиму баш көтирәлмәй, торниң (интернетниң) «ториға» чүшкән адәмләр. Худди, җени шу телефонниң ичидә турғандәк, ятса-турса қешидин ташлимай, һәр минут издәп туриду. «WhatsApp», «Facebook», «Instagram», «ВКонтакте», «Twitter», «ДругВокруг», «Skype» қатарлиқ интернет программилириға күндикисигә көз қирини селип турмиса, бир немидин қуруқ қалғандәк һәләйкүмгә чүшишиду. Алған кийим-кечигидин тартип, олтарған-турған, йегән-ичкинини сүрәткә чүширип, худди бири план салғандәк, бирдин интернетқа киргүзиду. «Дириң» қилип учур кәлсә болди, қиливатқан бар тирикчилигини тохтитип, телефониға қарап жүгрәйду. Қуруқ параңға бағлинип, қиливатқан оқитини кейингә қалдуриду.
Дәрһәқиқәт, һазир кимниңла болсун янтелефонини ечип, ватсапқа кирсиңиз «Қериндашлар», «Достлар», «Синипдашлар», «Кәсипдашлар», «Хошнилар» қатарлиқ нурғунлиған топларни (группиларни) байқайсиз. Әйтәвир, һәр топниң түгимәс париңи бар. Таң
атқанда «Хәйирлик сәһәр!» дегән рәсимни әвитиштин башланған учурлар уйқиға ятқанда «Яхши чүш көрүңлар!» дегән сүрәт билән тохтайду. Һәр күни мошу җәриян тәкрарлинивериду.
Һә, һазир йүзму-йүз көрүшүп арилишиш модидин қалған. Чүнки бу ХХІ әсир, демәкчи һазирқи һаят шу янтелефонниң ичидә. Аләмни төрт пеқирап, давамлиқ әвитилип туридиған мәнасиз учурларни десиңизчу. «Бу хәтни башқиларға әвәтмисәң, һаятиңда бир яманлиқ йүз бериду. Әвәтсәң, йеқин арида сени яхши йеңилиқ күтүп туриду», «Аллаға ишәнсәң, ахириғичә оқи вә 20 адәмгә әвәт», «Анаңни яхши көрсәң бепәрвалиқ тонутмай, паланчи адәмгә әвәт. Әвәтмисәң, анаңниң өмри қисқирайду», «Бу хәтни 10 адәмгә әвәтсәң, йолуң ечилип, ойлимиған йәрдин байлиққа еришисән. Әгәр шәртни орунлимисаң, бариңдин айрилисән» дегәндәк хәтләргә ишинип, ахмақлиққа берилгән надан адәмләр. Бир смайликни бесиш билән күлмигән күлгәндәк болуп, жиғлимиған жиғлиғандәк болуп хәт йезишиду. Пәқәт телефонниң ичидә һөрмәтлишип, һаятта арилишишқа вақит тапалмай жүргән бәндиләр… Өмүрдә бир-бирини көрсә тәтүр қарап өтүп кетишиду, амма телефонда саатлап гәплишиду.

Әскә салимән, чүнки бу ХХІ әсир! Йеңи кәшпиятларниң һөкүмранлиқ қилған дәври. Һаят бизниңки, вақтимиз болса, төмүр-тәсәктин ясалған технологияләргә тәәллуқ. Буниңға кимни әйипләймиз?! Чүнки әйиплигүчиму, әйипләнгүчиму йәнила өзимиз турсақ. Хулләс, ейтқанлиримниң һәммиси адәмләргә қаритилди. Әң ямини,  униң ичидә сизму һәм мәнму бар…

Сабирәм
ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

УНИҢ ҺАЯТИ ӘМГӘК БИЛӘН ЖУҒИРИЛҒАН

Кеңәш дәвридики өтмүшни әскә алидиған болсақ, түрлүк иш қойнида әмгәк әткән инсанларниң қи…