Басты бет Рухани жаңғыру “12 МУҚАМДИКИ” ХУШ ВАҚ ДӘМЛӘР

“12 МУҚАМДИКИ” ХУШ ВАҚ ДӘМЛӘР

0
1,472

Дөләт рәһбиримизниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ мақалиси йолланғандин бу ян, қазақстанлиқлар йеңи йөнилишкә қәдәм ташлиди. Мәнивий йеңилишқа аит өткүзүливатқан иш-чариләр ички җан-дунияримизни бейитип, һаятқа болған көз-қаришимизни өзгәртти. Гоя қараңғу бөлмигә деризидин күн нури чүшкәндәк, бара-бара аң-сәвийәмиз өсүп, роһлиниватқанлиғимиз һәқиқәт. Мәнивий йеңилиниш —  Президентимиз алға сүргән бир мөҗүзигә айланди. 

Йеқинда Алмута шәһиридики «12 муқам» ресторанида Президентимизниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» мақалисигә мувапиқ чоң бир иш-чарә өткүзүлди. Қазақстан хәлқи Ассамблеяси вә Җумһурийәтлик уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң қоллап-қувәтлиши билән уюштурулған әдәбий-музыкилиқ әтигәнлик «Хуш дәмләр» дәп аталди.
28-қәһритан. Һава райиниң қолайсизлиғиға қаримай, иш-чаригә иштрак қилғучиларниң санида чәк болмиди. Хусусән, «Варис» әдәбий-иҗадий бирләшмиси, Җумһурийәтлик «Уйғур авази», «Азия бүгүн», «Вечерняя Алмата» гезитлири, «Тәңри Тағ» телеканали, «Казахское радио», «Радио Астана» радиолири, «Әхбарат» журнали, «Пәрваз» уйғур иҗрачилар җәмийити, «DoppaLife» яшлар форуми вәкиллириниң паалийәтчанлиқ көрситиши билән уюштурулған әтигәнлик өзгичә услубта жүргүзүлүп, қатнашқучиларға алаһидә роһий озуқ беғишлиди. Униңға Надирәм Өмәрова, Гүлҗамал Әмәтбақиевалар риясәтчилик қилип, әтигәнликниң асасий мәхсити, жүргүзүлүш тәртиви билән тонуштурди.
Кейин миллий мәдәнийитимизни, сәнъитимизни, әдәбиятимизни қәдирләшкә мунасивәтлик қолға елинған әтигәнликниң йетәкчиси, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзаси, Астана шәһәрлик уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси, «Нур Отан» партиясиниң әзаси Рустәм Абдусаламовни дәсләпки сөзгә чақирди. У намидин чиқип турғинидәк, «хәлқимизниң хошаллиғиға айлансун» дегән нийәт билән уюштурулған әтигәнликниң башқа чарә-тәдбирләрдин зор пәрқи бар екәнлигини ейтти. Шундақла, бу күн көпчиликиниң поэзия алимигә саяһәтләп, миллий чалғу-әсваплиримизниң аһаңидин бәһирлинип, бейит-қошақларни тиңшап, бөләкчә тәсиратқа бөлүнүп, арам-бәхш елип қайтидиғанлиғиға ишәнч камил екәнлигини йәткүзди. Андин, ушбу чариниң йәнә бир тәшәббускари, филология пәнлириниң доктори Алимҗан Тиливалди сөзгә чиқип, хәлқимизниң қедимий һәм интайин бай әдәбияти, сәнъити, тарихини сақлап қелишниң милләт тәғдиригә бағлиқ муһим мәсилә екәнлигини әскәртип, бу һәққидә дөләт рәһбириниң мақалисидиму өткүр тилда йезилғанлиғини тәкитлиди.
Рәсмий жиғин әмәс, әркин түрдә өткүзүлгән роһаний әтигәнликтә «Варис» әдәбий-иҗадий бирләшмисиниң әзалири шеир оқуп, бейит ейтип, риясәтчиләр тәрипидин қоюлған соалларға җавап қайтурса, «Сәрдар» ансамблиниң сазәндилири йеқимлиқ саз-нәғмилири билән жүрәкләрни тәврәтти. Болупму, бу қетимқи әтигәнликтә көптин бери унтулуп кетип барған бейит жанри қайтидин җанлинип, иштракчиларниң қизғин һәвәсини ойғатти. Атап ейтиш керәкки, мәзкүр әдәбий-музыкилиқ әтигәнликниң эксперт әзалири бәлгүлинип, иҗаткарлар билән иҗрачиларниң әмгигигә баһа бәрди. Эксперт топидики шаир-язғучилар Илахун Җәлилов, Полат Ходжаев, Тельман Нурахунов, Гүлбәһрәм Хошаева, Абдувәли Садировлар сөз ахирида өз ой-пикирлири билән бөлүшүп, әтигәнликниң жуқури дәриҗидә өткүзүлгәнлигини ейтип, уюштурғучиларға миннәтдарлиғини изһар қилди. Ейтип кетиш керәкки, «Варис» әдәбий-иҗадий бирләшмисиниң әзалири экспертлар қолидин сертификатларни елишқа муйәссәр болди. Шундақла, әдәбий-музыкилиқ кәчтә исми аталғанлардипн сирт, өз әрки билән сөзгә чиққип, нахша-шеирларни оқуғанларму йетәрликтур.
Босуғисидин атлиғанда миллийлиғимизниң һиди билинип туридиған стильда безәндүрлгән «12 муқам» ресторанида өткүзүлгән әтигәнлик һәммидә унтулмас тәсират қалдурғанлиғи талашсиз.

Сабирәм
ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

АЛАМАН БИ МӘМБЕТҰЛЫ

Ата тарихын және шежіресін білу – әр ұр­пақтың парызы. «Жеті атасын білмеген же­тесіз» деп…