Мәлумки, һәммимиз дөләт рәһбиримизниң хәлиққә һавалә қилған мақалиси даирисидә жүргүзүливатқан ишларниң гувачиси болуватимиз. Бу һәққидә көплигән иш-чариләр қолға елинип, ойдикидәк нәтиҗә көрсәтмәктә. Йәни, биз мақалидә ейтилғандәк, күндин-күнгә йеңилиниватимиз. Бир қаримаққа өзимизгә байқалмисиму, мәнивий җәһәттин аң-сәвийәмиз өзгиришкә учрап, ой-тәпәккүримиз кәңәймәктә. «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» дәп намидин чиқип турғинидәк, елимизниң парлақ келәчиги үчүн ечилған йолға қарап қәдәм ташлидуқ.
Прези-дентимизниң мақалиси елан болған пәйттин таки бүгүнгичә техи еғизға толтирип ейтқидәк нурғун вақит өтмисиму, көзгә көрүнгидәк көплигән ишлар атқурулди. Шүбһисизки, хәлиқниң қоллап-қувәтлиши, дөләт рәһбирмизниң ушбу мақалисиниң жүрәктин-жүрәккә йол тапқанлиғини испатлайду. Мақалиниң маһийитини хәлиққә йәткүзүштә дөләт рәһбириниң сәяситини жүргүзиватқан шәхсләрниң әмгиги бебаһа. Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи вәкиллириниң қатниши билән болуп өткән баш қошушму шулар җүмлисидиндур, әлвәттә.
«Туған жерге туыңды тік» акцияси асасида Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи тәрипидин тәшкилләнгән топниң тәркивидә Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзаси, Җумһурийәтлик җәмийәтлик-сәясий «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов, Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Сәнәм Беширова, «Туран дунияси» җәмийәтлик фондиниң баш мудири, Түрк хәлиқлири пүткүл аләмлик Ассамблеясиниң вә Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи башқармисиниң әзаси Карлин Махпиров, Р.Сүлейменов намидики Шәриқшунас институти Уйғуртонуш мәркизиниң йетәкчи илмий хадими, филология пәнлириниң намзити, Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи башқармисиниң әзаси Рәхмәтҗан Йүсүпов, «АЗМК – груп» ҖЧЙ мудириниң орунбасари, Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң әзаси Мурат Хизметов вә Җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитиниң мухбири Бәхитшат Сопиевлар болди. Баш қошушқа наһийәлик округ һакимлири, мәктәп мудирлири, мәһкимә, бөлүм башчилири, яшлар, спорт инструкторлири, мөтивәрләр, уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң активистлири, жигитбашчилар вә йеза турғунлири қатнашти.
Жиғинни «Нур Отан» партияси наһийәлик филиалиниң биринчи орунбасари Мәулен Муқажан оғли жүргүзүп, хәлиқни жирақтин кәлгән меһманлар билән тонуштурғандин кейин, топ йетәкчиси Ершат Әсмәтовқа сөз тизгинини тапшурди. У течлиқ-аманлиқ сорашқандин кейин, залдикиләрни алдики мәйрәмләр билән тәбрикләп, бирдин асасий мәхсәткә көчти. Йәни, «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» мақалиси һәққидә сөз қозғап, униңдики асасий вәзипиләргә тәпсилий тохталди. Президентимиз вәтәнпәрвәрликниң туғулған йериңгә болған муһәббәттин башлинидиғанлиғини ейтқандәк, мошу наһийәниң сүйини ичип чоң болғанлиғини мәғрурлиниш билән тилға елип, мақалидә көрситилгән «Миллий код» чүшәнчиси асасида 130 милләтниң миллий кодни сақлап қелиш арқилиқ, барчә қазақстанлиқларни вәтәнпәрвәрликкә тәрбийиләш шәрт екәнлигини тәкитләп өтти. Йәнә бир мәсилә, Қазақстан үчүн латин алфавитиға көчүшниң қолайлиқ вақти-саати йетип кәлгәнлигини қәйт қилип, тилниң келәчиги үчүн қериндаш қазақ хәлқи билән бирликтә уйғур алфавитиниму латин графикисиға көчүрүш лазимлиғини атап ейтти. Мәнивий йеңилиниш йолида гезит-журналларниң роһий озуқ мәнбәси екәнлигини әскә селип, наһийәмиз турғунлирини «Уйғур авази» гезитиға муштир болушқа чақирди. Хәлқимиз үчүн Қазақстанда ясиливатқан мүмкинчиликләрниң һеч бир әлдә йоқ екәнлигин йәткүзүп, өз сөзини «Қазақстанда яшаватқан уйғурлар әң бәхитлик уйғурлар!» дегән шиар билән йәкүнлиди.
Карлин Махпиров болса, «Миллий код» биринчидин, тилни сақлап қелиш дәп тәриплисә, иккинчидин, тарихни үгиниш дәп чүшәндүрди. Иш баби билән нурғунлиған чәт әлләрдә болғанлиғини, бизниң Вәтинимизни пүткүл дуния етирап қилип, қизиқиш билән қарайдиғанлиғини, дөләт рәһбиримизни өзгә әлләрдә алаһидә һөрмәтләп, тилға алғанда өзиниң Қазақстанниң әзимити болғанлиғи билән чәксиз пәхирлинидиғанлиғини йәткүзди. Президентимиз мақалисиниң зор әһмийәткә егә, тарихий һөҗҗәт екәнлигини тәкитләп, латин алфавитиға көчүш мәсилисидә иккилинишниң һаҗити йоқ екәнлигини кесип ейтти. Йәни, тәрәққий әткән әлләр пәқәт алға қарап илгириләйдиғанлиғини мисалға кәлтүрүп, көч башлиған дөләтләр билән деризимиз тәңләшсун десәк, латин алфавитиға өтүшимиз керәклигини тәкитлиди. Бүгүнкидәк технологияләр риваҗланған дәвирдә буниң асан һәм тез вақитта һәл қилинидиған мәсилә екәнлигиниму йошурмиди.
«Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» мақалисигә бенаән Җумһурийәтлик уйғур этномәдәнийәт мәркизи ханим-қизлар кеңишиниң атқуруватқан ишлири һәққидә Сәнәм Биширова тәпсилий тохтилип өткәндин кейин, наһийәлик уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Мирзәхмәт Җәмиев, наһийәлик мәслиһәтниң кативи Нурәким Есжанлар сөзгә чиқип, узақ йолдин кәлгән топ әзалириға наһийә хәлқи намидин миннәтдарлиғини йәткүзүп, чоңқур ойлуқ, мәзмунлуқ пикирлири үчүн рәхмәт ейтишти.