Басты бет Заң және қоғам АДИЛЛИҚ – БАЛИЛИҚТИН БАШЛИНИДУ

АДИЛЛИҚ – БАЛИЛИҚТИН БАШЛИНИДУ

0
110

Парихорлуқ — җәмийәт тәрәққиятиға тосалғу болуватқан әң мурәккәп мәсилиләрниң бири. Униңға қарши күрәш пәқәт дөләт органлириниң лавәзиписи әмәс, бәлки һәрбир пухраниң гражданлиқ борчидур. Шуңлашқа яш әвлатниң қәлбидә адаләт, һәққанийәт вә җавапкәрлик охшаш хисләтләрни балилиғидин башлап шәкилләндүрүшимиз керәк. Мошу мәхсәттә Хәлиқара балиларни һимайә қилиш күни һарписида наһийәлик ички сәясәт бөлүми «Сыбайласқан жемқорлыққа қарсымын» мавзусида рәсим сизиш конкурсини уюштурди.

Дөләт хизмәт ишлири агентлиғиниң Алмута вилайити бойичә департаментиниң қоллап-қувәтлиши билән өткән ушбу конкурсқа 1-11-синиплар арилиғида билим еливатқан оқуғучилар паал қатнашти. Байқашниң тәләп-қаидилиригә бенаән оқуғучиларниң әмгәклири яш алаһидилигигә қарап баһаланди. Йәни 1-7-синипқичә вә 7-11 синипқичә болған қатнашқучиларға айрим-айрим орунлар берилди.

Парихорлуқ билән күрәшкә дегән ойини маһирлиқ билән қәғәз бетигә чүшәргән оқуғучиларниң әмгәклири қазиларни қайил қилди. Қатнашқучилар рәсим сизиш биләнла чәкләнмәй, униң мәнасини чүшәндүрди. Конкурс ахирида мукапатлиқ орунларға еришкән алтә оқуғучи диплом вә баһалиқ соғилар билән тәғдирләнди. Җүмлидин, башқа қатнашқучиларму қуруқ қол қайтмиди. Уюштурғучилар бу күни балиларниң барлиғини мәйрими билән тәбрикләп, маддий вә мәнивий соғилар билән рәғбәтләндүрди.

Сабирәм ӘНВӘРОВА

Бөлісу:

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Қазақстан Республикасының «Прокуратура туралы» Конституциялық заңының 40-бабының тәртібінде ҮНДЕУ

ҚҰРМЕТТІ АЗАМАТТАР! Партиялық тізімдерді тіркеу кезеңінің аяқталуына байланысты бүгін, 202…