Басты бет Денсаулық ҚИРҒИЗСАЙДА ЙЕҢИ АМБУЛАТОРИЯ

ҚИРҒИЗСАЙДА ЙЕҢИ АМБУЛАТОРИЯ

0
2,491

Дөләт рәһбиримизниң башланмиси билән саламәтликни сақлаш саһасини риваҗландуруш үчүн мәхсус программилар қобул қилинип, көзгә көринәрлик ишлар әмәлгә ашмақта. Елимиз үчүн әң чоң байлиқ у – хәлиқ. Шундақ екән, хәлиқниң саламәтлиги һәммидин муһим. Шуни нәзәрдә тутқан һалда,  Вәтинимиздә сүпәтлик медицинилиқ хизмәт көрситиш йолида бар мүмкинчиликләр яритилған. Хуш қилидиғини, жил өткәнсири Қазақстанимизда медицина тез сүръәттә тәрәққий етип, йеңи технологияләр билән иш жүргүзүдиған, диогностикилаш билән давалашниң инновациялик усулларни өзләштүргән яш мутәхәссисләр йетилип чиқмақта. Қазақстанимизниң тәвә-тәвәлиридә ахирқи үлгидиики үскүнләр билән җабдуқланған, заманға лайиқ қәд көтәргән йеңи медицина мәркәзлириниң сани өсмәктә.  


Җүмлидин, Қирғизсай йезисида 2016-жилдин қолға елинған дохтурлуқ амбулаторияниң қурулуш ишлири ойдикидәк аяқлишип, йеқинда йеңи имарәтниң лентиси қийилди. Униңға наһийә һакими Шухрат Нурахунов вә униң орунбасари Дәулетжан Деменбаев, наһийәлик мәслиһәтниң кативи Нурәким Есжан вә наһийәлик ветеранлар кеңишиниң рәиси Нурвәг Сейитов, наһийәлик келишим кеңишиниң рәиси Жеңис Тойшибеков, наһийәлик уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Мирзәхмәт Җәмиевлар вә ушбу йезиниң турғунлири қәдәм тәшрип қилди. Тәкитләп өтүмизки, Қирғизсай йезисиниң қурулуш ишлири үчүн вилайәтлик бюджеттин 143,3 миллион мәбләғ бөлүнгән болуп, бүгүнки күндә пайдилиншқа берилгән имарәттики барлиқ бөлмиләр тәләпкә мувапиқ қилип ясалған.
Ечилиш мәрасимида дәсләпки сөз һөрмити наһийә һакими Шухрат Турдахун оғлиға берилди. У жиғилған җамаәт билән аманлишип, йеңи мәркәзниң ечилиши билән Қирғизсай хәлқини тәбриклиди. Иш башлаш алдида турған саламәтликни сақлаш дәргаһиниң алдики ишлириға ақ йол тилиди. Мошундақ изгү тиләкләрни наһийәлик мәркизий дохтурханиниң мудири Мәншүк Долаева һәм жут мөтивәрлири давамлаш-турди. Кейин риясәтчиләр наһийә һакими билән йеза ақсақали Жәнәбіл Смадиевни лента қийишқа чақирди.Тән-тәнилик түрдә заманивий имарәтниң ишиги ечилип, көпчилик босуғисини атлиди. Иштрак қилған хәлиқ йеңи дохтурлуқ амбулаторияниң ичини зиярәт қилип, жуқури баһа бәрди. Ечилиш тәнтәнисидә «Жазерке», «Арзу» ансамбльлириниң сәнъәткарлири нахша-уссули билән иш-чарини җанландуривәтти. Шундақла, Қирғизсай йезилиқ әжелер ансамблиму нахша орунлап, назу-немәтлиридин чачқа чачти.
Бу күни мәзкүр мәркәзниң ечилишини тәшналиқ билән күткән аһалиниң хошаллиғида чәк болмиди. 2017-жил Қирғизсай йезиси үчүн утуқлуқ жил болди дәп һеч ойланмай ейтишқа болиду. Биринчидин, йезида йеңи, заманивий дохтурлуқ амбулатория қәд көтәрди, иккинчидин, таза ичимлик су мәсилисиму көңүлдикидәк һәл қилинмақта.

Сабирәм
ӘНВӘРОВА

Бөлісу:

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

АИТВ-ке қарсы антиретровирустық терапия оң нәтежиесін беріп жатыр

Алматы облысында АИТВ инфекциясын емдеу бойынша үлкен жетістіктерге қол жеткізілді. Бұл ту…