Уйғур наһийәсиниң бүгүнки тәрәққияти – бүгүнки әмгәкниңла йемиши әмәс. Бәлки узун жиллиқ тиришчанлиқтин томур тартқан маңлай тәрниң нәтиҗиси. Бу һесапта Мирзигүл Насировниңму үлүши бар. Тоғриси, әмгиги зор. Өткәнҗүмә күни наһийәлик Мәдәнийәт өйидә исми ривайәткә айланған шәхсниң 105 жиллиғи атап өтүлди.
Авал меһманлар Мирзигүл Насировниң һаят-маматидин сир чекидиған көргәзмини зиярәт қилди. «Әмгиги зор әр – хәлиқ махтиниши» намлиқ хатириләш кечи Мирзигүл Насировниң яшлиқ дәври ипадиләнгән сәһнилик көрүнүш билән башланди. «Арзу» ансамбли вә наһийәлик мәдәнийәт мәркизиниң вәкиллири тәрипидин сәһниләштүрүлгән қоюлум көпчиликни колхоз дәвридики һаятқа башлап барғандәк, бөләкчә тәсиратқа бөлиди. Сәһнә төридин орун алған риясәтчиләр чарә-тәдбирниң мәхсәт-маһийитигә тохталғандин кейин,наһийә һакими Бота Елеусизоваға сөз берилди.
– Бийил наһийәмизниң көрнәклик әзимити, өлкимизниң иҗтимаий-ихтисадий йөнилиштики тәрәққиятиға зор үлүшини қошқан Мирзигүл Насировниң туғулғиниға 105 жил толуватиду. Есил пәрзәндини мәдһийилигән хәлиқниң изгү чарә-тәдбиридә силәр билән дидарлашқанлиғимдин интайин хурсәнмән, – дәп башлиди һаким сөзини.

Андин туғулған йеригә әмгиги сиңгән шәхсләрниң абройини ашуруп, мәртивисини көтириш –хәлиқниң бирлигини мустәһкәмләйдиғанлиғи тәкитләп, мәзкүр чарә-тәдбирниң Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң 30 жиллиғи даирисидә өткүзүливатқанлиғини атап ейтти. Натиқ сөзини хуласиләштин бурун мәлум сәвәпләр билән хатириләш кечигә келәлмәй қалған дөләт вә җәмийәт әрбаби Серик Үмбетовниң тәбригини оқуп бәрди.
Өз новитидә М.Насировтәк дана рәһбәр биллә ишлигән замандашлири, «Социалистик Әмгәк Қәһримани» Рәһиләм Сейитова, Алмута вилайитиниң Пәхрий граждини Ызғарбек Бектурсиновлар, шундақла, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Долқунтай Абдухелил сөзгә чиқти. Улар шу заманниң тирикчилик нәпәсигә тохталғач, Мирзигүл Насировниң ишбиләрмән, әмгәксөйгүч, хизмитигә адил рәһбәр, миңдин бир туғулар алийҗанап адәм болғанлиғини тилға алди.
– Мырза аға пүткүл хәлиқниң ағзиға қаратқан, дана рәһбәр болди. Болупму, униң башқуруш қабилийити, ишиға дегән адиллиғи һәққидә көп нәрсә ейтишқа болиду. Мирзигүл Насиров билән талай жиғинларға қатнаштим, пикир-мәслиһитини тиңшидим. Шундақ күнләрниң биридә у маңа өзиниң 3-4 блокнотини көрсәткән еди. Һазир қарисам, көргәзмигә қириққа йеқин блокноти қоюлупту. Көрүп, бәк хуш болдум. М.Насиров колхоз башқурған жиллири йеза егилиги саһасида интайин яхши нәтиҗиләрни қолға кәлтүргән едуқ, – деди Ызғарбек Бектурсинов.
Наһийәлик Уйғур этномәдәнийт мәркизиниң уюштурушида, шу җүмлидин, мәдәнийитимиз җанкөйри Шамахун Нурумовниң беваситә күч чиқириши билән өткән хатириләш кечигә Мирзигүл Насировниң пәзәнтлири, әвлади қатнашти. Бу күни исми тарихта қалған рәһбәрниң бебаһа әмгигигә мунасип баһа берилди. Көпчилик «Жазерке», «Арзу», «Әвлат» ансамбльлириниң, шундақла, Алмутидин кәлгән Нуралим Варисов, Әзиз Искәндәров, Фурқәт Зайиров, Меһрат Рәхмәтҗан қатарлиқ тонулған сәнъәткарлиримизниң һүнирини тамашә қилди.
***
Мирзигүл Насиров 1920-жили Уйғур наһийәсиниң Түгмән йезисида дунияға кәлгән. У иш-паалийитини муәллимликтин башлиған. 1942-жили һәрбий сәпкә чақирилип, азду-тола тәйярлиқтин кейин 364-атқучилар полкиниң взвод командириниң ярдәмчиси, андин 118-атқучилар полкида взвод командири болуп җәңгә қатнашқан.
1944-жили Пәрғанидики һәрбий училищеда тәлим елип, офицер унванида мәхсус тапшурма билән ана-Вәтәнни гоминдан әзгүсидин азат қилишқа Шәрқий Түркстанға әвәтилгән. Шәрқий Түркстан Җумһурийити Миллий армиясиниң сепидә атлиқ эскадрон командиридин башлап, мәхсус атлиқ дивизион командири дәриҗисидә Вәтән алдидики борчини ада қилған. Йәни Кеңәш һөкүмитиниң мәхсус тапшурмиси билән Хитайда атлиқ әскәр дивизиониниң командири сүпитидә партия тапшурмисини орунлашқа қатнишип, хәлиқ арисида «Батур капитан» аталған.Җәң мәйданидин қайтип кәлгәндин кейин, дәсләп сода саһасида ишләп, андин егилик ишлирини башқурған.
Арида он жил өткәндин кейин, ениғирақ ейтқанда 1955-жили у «оттузмиңлиқлар» қатарида Киров намидики колхозниң рәиси болуп сайланди. Аз вақит ичидә қалақ егиликниң ишини рәткә селип, ихтисадида илгириләш һасил қилди. М.Насиров Киров намидики колхозда рәис болуп ишлигән 7 жил мабайнида өзиниң һәқиқий рәһбәр екәнлигини дәлилләп, уруш әкәлгән зәрдапларниң орнини толтуруп, хәлиқниң турмушини яхшилашқа бәкирәк көңүл бөлди. Нәтиҗидә колхозниң жиллиқ дарамити 650 миңдин 1 миллион 250 миң рубльға йетип, йеза оттурисида 324 орунлуқ клуб вә яғачтин 7 жиллиқ мәктәп селинип, пайдилинишқа берилгән.
Яш һәм тәҗрибилик рәис 1961-жили наһийәдики әң чоң егиликләрниң бири һесаплинидиған Свердлов намидики колхозниң рәиси болуп сайлинип, 25 жил давамида уни үзлүксиз башқурди. Бу арилиқта колхозниң ихтисади өсүп, әмгәкчиләрниң турмуши яхшилинип, йеза қияпити тонуғисиз дәриҗидә өзгәрди. Шундақла йеза мәдәнийитини тәрәққий әткүзүш, хәлиққә билим бериш саһалирида тилға аларлиқ ишлар әмәлгә ашурулди.Мәсилән, тәдбирчан рәһбәр ишни авал суғирилидиған йәр мәйданини көпәйтиштин башлап, мәхсус мехотряд қуруп, суғирилидиған йәр мәйдани 7500 гектарға йәткүзгән (униң ичидә көмүқонақ мәйдани 4000 гектарни тәшкил қилиду). Бу жиллири 250 миң өдәк бақидиған комплекс пайдилинишқа берилип, егилик һәр жили дөләткә 5000 центнер өдәк гөши сетиш имканийитигә еришип, һәрбиридә 1000 сийир беқилидиған 2 сеғин сийир комплекси бәрпа болған. М.Насировниң йемишлик әмгигиниң нәтиҗисидә егилик дөләткә ашлиқ сетиш планини 127,5 пайиз орунлап, наһийәниң дөләткә өткүзгән ашлиғиниң 42 пайизини тапшурған. Шундақла шу жиллири Раһиләм Сейитованиң Социалистик Әмгәк Қәһримани атиғиға егә болуп, Гүлнарә Розахунованиң Қазақ ССР Алий Кеңишигә депутат болуп сайланғанлиғиниму М.Насировниң паалийити билән бағлаштурушсақ хаталашмаймиз.
Ишбиләрмән рәһбәр Чаринға 630 орунлуқ Мәдәнийәт өйи, 50 орунлуқ балилар бағчиси, 1500 орунлуқ қазақ вә уйғур мәктиви, 50 орунлуқ ағриқхана, мутәхәссисләр үчүн икки қәвәтлик турушлуқ өй селип, кочиларни асфальтлап, жутниң гүллинишигә салмақлиқ үлүш қошти. Ишләпчиқиришниң барлиқ саһалири бойичә жуқарқи көрсәткүчләрни турақлиқ қолға кәлтүрүлгән Свердлов намидики колхозниң «Әмгәк Қизил Туғ» ордени билән мукапатлинип, Қазақстанниң «Алтун китавиға» йезилғанлиғи – мана шу тинимсиз әмгәкниң испати. Мирзигүл Насиров үч «Ленин», «Октябрь Инқилави», үч «Әмгәк Қизил Туғи» орденлири вә нурғунлиған медальлар билән тәғдирләнди. Қазақ ССР Алий Кеңишиниң депутати болуп сайлинип, икки қетим Қазақ ССР Алий Кеңишиниң Пәхрий ярлиғи билән мукапатланди.
Хәйрият, СССР Ветеранлар кеңиши президиуминиң әзаси болуп, исми Қазақстанниң «Алтун китавиға» йезилған тарихий шәхс бирнәччә қетим вилайәтлик вә наһийәлик кеңәшләрниң депутатиму болди. Наһийәниң тәрәққиятиға қошқан бебаһа төһписи етиварға елинип, Уйғур наһийәсиниң вә Алмута вилайитиниң Пәхрий граждини аталди. Мана шундақ тинимсиз әмгиги билән у хәлиқниң махтинишиға айланди.
Сабирәм ӘНВӘРОВА
