Басты бет Өңір тынысы МЕҺНӘТ ҚИЛҒАН ӘР – МЕВИСИНИ ЙӘР

МЕҺНӘТ ҚИЛҒАН ӘР – МЕВИСИНИ ЙӘР

0
1,900

Әҗдадимиз әзәлдин бағ-варан билән бәнт болуп, ясиған тирикчилигини атидин балиға аманәт қилип, қолдин-қолға тапшурған. Хәлқимиздә худди бир әнъәнидәк қелиплашқан бағ бәрпа қилиш бүгүнки күндиму өз әксини йоқатмиди. «Бағлиқ жутта – бәрикәт бар», демәкчи өлкимиздә ушбу ата кәспимизни мол тапавәт көзигә айландуруп келиватқан, әмгигини тилға аларлиқ аилиләр нурғундур. Җүмлидин, Баһар йезисиниң турғуни Руслан Турдахуновниң турмуш-тирикчилиги һәққидә тәпсилий тохталмақчимән.
Атиси Мирзәхмәт Турдахунов бақийлиқ болғандин кейин, униң намидики «Рустәм» чарва егилиги аниси Қурванбүви Мансурованиң намиға авуштурилиду. Бу қәдирдан инсанлар 3 оғул, 1 қиз сөйүп, тәрбийиләйду. Һазир улар һаяттин өз орнини тепип, бир-бир кәсипниң һөддисидин чиқмақта. Дадисиниң вапатидин кейин, оғли Руслан Турдахунов «Рустәм» чарва егилигиниң ишлирини өз қолиға елип, ата кәспигә избасарлиқ қилмақта. 2010-жили 5 гектар йәрни пәрвиш қилиш билән қолға алған иши бүгүнки күндә баш-учи йоқ 17 гектарлиқ бағу-бостанға айланди. Шу 17 гектар йәрниң икки гектариға Қурванбүви аниниң нәвриси Қурванҗан Мирзәхмәтов бийилдин башлап яш абрикос көчәтлирини олтарғузупту.
Әлвәттә, бу нәтиҗигә йетиш үчүн Турдахуновлар аилиси аз тәр төккини йоқ. Баһар йезисиниң төвинигә бәрпа қилинған бағ көргән инсанниң зоқини кәлтүриду. Қатар өскән көчәтләрни көргиниңиздә, бирдин егисиниң иш биләрмән екәнлигини байқайсиз. Йешил кимхапқа пүркәнгән йәр қойнида алма, қарөрүк, шаптула, абрикос вә башқа мевә-чевиләрниң түр-түри бар. Болупму, наһийәмиздә содиси иштик абрикосниң бир-биригә охшимайдиған 5-6 түрини учритисиз.
«Байлиқниң аниси – йәр, атиси – әмгәк», дегәндәк Турдахуновлар һәр жили яз-күз айлирида бир жиллиқ әмгигиниң йемишини йәйду. Бийилму, тапавити яман әмәс екән. Руслан ака үстимиздики жили беғидин 10 тонна абрикос елип, униң килограммини 200 тәңгидин сирттин кәлгән херидарларға өткүзгәнлигини, өткән жили болса беғидин 25 тонна абрикос алғанлиғини қәйт қилди. Шундақла, 1 тонничә алминиң килосини 150 тәңгидин сатқанлиғини атап ейтти. Буниңдин ташқири, Руслан акиниң 17 гектардин бөләк төвәндики мал қораси йенида 30 гектар йери бар болуп, униңға көмүқонақ һәм бедә өсүридиғанлиғи һәм һазир 45 баш ири қара мални беқип көпәйтиватқанлиғи, буниңдин 3-4 жил бурун есил тухумлуқ буқа сетивалғанлиғиму мәлум болди. Турдахуновлар аилиси бағвәнчилик билән қатар деханчилиқ һәм чарвичилиқта мәшғул болғачқа, һаҗәт мәзгилләрдә ярдәмчи қилип алған хошниси Садиқ Азахуновқа йәргә су тутуш ишлирини тапшуруп, әмгигигә чүшлуқ һәқ төләп келиветипту.
Сөз арисида Руслан ака 2015-жили мал санини көпәйтиш үчүн һөкүмәттин 540 миң тәңгә, 2016-жили беғини тамчилитип суғириш үчүн 2 миллион тәңгә субсидия алғанлиғини тилға алди вә 2015-жили несийәгә йеңи тракторни чөп бағлаш аппаратлири билән қошуп сетивелип, пайдилиниватқанлиғиниму ейтип бәрди.
Баһар йезисидики «Ғунчә» балилар бағчисида узун жиллар мабайнида тәрбийичи болуп ишләп, бүгүнки күндә һөрмәтлик дәм елишқа чиқип, нәврә-чәврилириниң қизиғини көрүватқан Қурванбүви аниниң кичигидин пәрзәнтлирини әмгәк сөйгүчликкә тәрбийилигини, пәрзәнтлириниң турмуш-тирикчилигидин көрүнүп турупту. «Әндики арминим балилиримниң атисиниң әмгигини давамлаштуруп, бағ-варанниң ишлирини қолға алса дегәнтим… Аллаға миң шүкри, бүгүнки күнүмгә разимән. Ана болғучи үчүн бала-чақисиниң путидин туруп, адил меһнәт билән нан тепиватқанлиғини көрүштин артуқчә бәхит йоқтур, бәлким. Пәрзәнтлирим мениң ишәнчәмни йәрдә қоймиди», – дәп балилири билән пәхирлинидиғанлиғини йәткүзди 15 нәврә вә 4 чәврә қучқан меһриван ана.
Турдахуновлар аилиси жут ичидә аброй-инавәткә егә, көпчиликкә үлгә тутарлиқ аилиләрниң бири екән. Йәрни тойдурған адәмни, йәр һеч қачан ач қоймайду. Бағ ясап, мал беқип, йәргә дан чечип – туғулған йериниң бәрикитини киргүзүп, җапасиға чушлуқ раһитини көрүп келиватқан Руслан Мирзәхмәт оғлиниң тирикчилигини һеч ойланмай махташқа әрзийду.
Йезида тәр төкимән дегән адәмгә иш көп. Шуңа тиришип-тирмишип, еғир иштин қачмиған инсанларниңла әмгиги нәтиҗисиз қалмайду. Шүбһисизки, сөзүмгә ушбу мақаләм дәлил болалайду.

Сабирәм ӘНВАРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

СЫР САҚТАҒАН САРЫТОҒАЙ

Адамзатпенбіргежасасыпкележатқанбірдүниеболса, ол – тарих. Тарих – өткеніңді бағамдатар, с…