Бова-мома, ата-анидин изгү вә сәмимий тәрбийә алған үч оғулниң оттуранчиси Шахрин 1988-жили 4-апрельда Чонжа йезисида, йәни тижарәтчиләр аилисидә туғулған. Ата-анилиридин тәрбийә алған у, дәсләп ана тиллиқ бағчида тәлим көриду. 1994-жили Чонжа №3-Илья-Бәхтия намидики уйғур тиллиқ оттура мәктивиниң биринчи синипиға бариду. Бу билим дәргаһини яхши баһаларға 2005-жили түгитиду. Һаяттин аңлиқ өтүватқан Қуддус билән Шарванәм оғли Шахринни Алмутидики ихтисат-һесаплаш (илгәрки нархоз) институтиға …