Бова-мома, ата-анидин изгү вә сәмимий тәрбийә алған үч оғулниң оттуранчиси Шахрин 1988-жили 4-апрельда Чонжа йезисида, йәни тижарәтчиләр аилисидә туғулған. Ата-анилиридин тәрбийә алған у, дәсләп ана тиллиқ бағчида тәлим көриду. 1994-жили Чонжа №3-Илья-Бәхтия намидики уйғур тиллиқ оттура мәктивиниң биринчи синипиға бариду. Бу билим дәргаһини яхши баһаларға 2005-жили түгитиду. Һаяттин аңлиқ өтүватқан Қуддус билән Шарванәм оғли Шахринни Алмутидики ихтисат-һесаплаш (илгәрки нархоз) институтиға шу жилила апириду. Емтиһанладин сүрүнмәй өткән у, университетниң үлгилик студенти атилип, 2009-жили мәзкүр дәргаһниң һесап-аудит бөлүмини муваппәқийәтлик тамамлайду. Һесаплаш вә ихтисатни мустәһкәмләш саһасида билим алған Шахрин Чонжида ата-аниси бәрпа қилған «Ярлин» намидики ихчам дуканда сетиқчи болуп паалийитини башлайду. Шиддәтлик ишлигән бу дукан тәрәққиятини тепип, 2014-жили «Ярлин» намида йемәк-ичмәк супермаркетини вужутқа кәлтүриду. Униңда инсанға хас барлиқ йемәк-ичмәк мәһсулатлири йетәрлик болуп, башқа дуканларға нисбәтән әрзән баһада сетилип, херидарлирини мәмнун қилип келиду. Әң әвзили, дукан ичиниң һәр бир бурулушида «Мәрһәмәт, немини издәйсиз?», – дәп хуш муамилә көрситип турған хизмәтчиләрниң иллиқ қарашлири һәр кимни мәһлия қилиду.
Вақит билән һесаплашмай, һәр тәрәпни чарлап, херидарларға жуқури кәйпият көрситип жүргән Шахрин мана мошу супермаркетта мәмүрийәтниң орунбасари екән. У асасән, дукан ичигә қоюлған барлиқ товарлар билән тәкшүрүш камерилирини, һесаплаш машинилирини, шундақла сетиқчилар билән херидарлар арисидики муамилә мунасивәтләрни назарәт қилидекән.
– Бәзи чағларда херидарлар арисида орунсиз һалларни (бирәр нәрсини тиқип елип кетиш, дуканниң бир тәрипигә берип таллавалған татлиғини йошуруп йейиш, бәзилирини янчулириға селивелиш в.б.) назарәт қилип туримиз. Ундақ әһваллар рой бәргәндә, дәрһал агаһландуримиз, йәни камерилардин толуқ көрситип, хаталиқлирини испатлаймиз. Уларни бирдин тәртип орунлириға беришни халимаймиз, қопаллиқ көрсәтмәй, пәқәт чүшәндүрүп, мәслиһәтләрни берип, адимийлиқ туйғулиримизни ипадә қилимиз. Әгәр ихрар болмиса, тәртип хадимлириға хәвәрләймиз. Хәйрият, бүгүнки күндә ундақ жәриянлар йоқап қалди, – дәп өз ишиниң яхши-яман тәрәплирини изһар қилди.
Атиси Қуддус әсли кәспи қурулуш бойичә билим елип, наһийәмиздики көплигән имарәтләрниң қәд көтирилишигә үлүш қошқан инсан. Аниси Шарванәм бухгалтер кәспини егиләп, бир нәччә мәһкимидә бухгартер вә дуканларда сетиқчи болуп ишләп кәлгән. Улар бүгүнки күндә «Ярлин» суперматиниң тизгинини тутуп, балилириға сода саһасиниң сирлиридин, адәмләр арисидики мунасивәтләрдин мәслиһәтләр берип кәлмәктә. Бу сода орнида һазир жигирмидин ошуқ адәм иш билән тәминләнгән. Улар өз ишлиридин рази.
Шахрин 2010-жили тибабәт институтини тамамлиған Бәхтинур исимлиқ қиз билән аилә қуруп, 4 оғул сөйгән. У яқ һазир өйдә балиларни пәрвиш қилиш билән бәнт.
Бирәр шәхсниң номусиға, вижданиға, ғуруриға тәгмәй, һәммини бүгүнки яритиливатқан қанун чәмбиридә паалийәт жүргүзиватқан бу сода мәркизиниң хадимлириға херидарлар бәк рази. Херидарлардин «Ярлин» дукининиң хизмәтчилири вә рәһбәрликлири муамилидә интайин мәйин, хуш-хой, һәммә нәрсини иллиқ көңли билән қарап, адәмни өзлиригә жәлип қиливалиду…» дейишип иллиқ инкас билән кетиватқан адәмләрни байқаймиз. Дохтурлар бемарларға өзлириниң сәмимий силиқ муамилиси билән дава көрсәтсә, бу дукан хизмәтчилири херидарларға болған мәйин мунасивити арқилиқ инсанларни өзлиригә жәлип қилип кәлмәктә. Әлвәттә, мундақ силиқ-сипайә көрситиш мәмурийәтниң иш-паалийитигә бағлиқ екәнлиги һәммигә аян.
Сөз-ибариләрниң мәнасиға чөкүп, уларни өз орнида тоғра ишлитип, херидарлириниң көңлидин чиқип келиватқан «Ярлин» супермаркет хадимлириға, хусусән, жәриянларни нәзәргә тутуп келиватқан иллиқ мунасивәт егиси Шахринға «Инсаний хислитиң техиму камал тепип, һөрмитиң өссун!», дегән изгү тилигимизни билдүримиз.
ХУДАВӘДИ МӘҢСҮРОВ