..Аңланған ана тил тавуши билән, Җан кирди маңа, һаятқа кәлдим. Шу пурсәт уқтум, бар һошум билән, Кимлигим уқтурди, шу ана тилим… Тил – милләт тарихиниң вә мәдәнийитиниң дилдики тәрҗимани. Шу милләтниң әҗдатлиридин мирас болуп қалған бирдин-бир роһий вә мәнивий байлиғи. Расул Гамзатов өз шеирлирида тәкитлигәндәк, тилниң хусусийәтлири һәқиқәтәнму сехи. Чүнки, ана тилда изһар қилинған ибарә арқилиқ, һәтта өлүм ховупида ятқан …