..Аңланған ана тил тавуши билән,
Җан кирди маңа, һаятқа кәлдим.
Шу пурсәт уқтум, бар һошум билән,
Кимлигим уқтурди, шу ана тилим…
Тил – милләт тарихиниң вә мәдәнийитиниң дилдики тәрҗимани. Шу милләтниң әҗдатлиридин мирас болуп қалған бирдин-бир роһий вә мәнивий байлиғи.
Расул Гамзатов өз шеирлирида тәкитлигәндәк, тилниң хусусийәтлири һәқиқәтәнму сехи. Чүнки, ана тилда изһар қилинған ибарә арқилиқ, һәтта өлүм ховупида ятқан инсан дәрман алиду, өмүргә болған интилиши ойғиниду. Шаир – адәм өмри билән ана тил арисидики бағлинишни наһайити рошән ипадиләйду. Адәм туғулғанда ана сүти билән биллә киргән ана тилниң тәсири зор екәнлигини тәсвирләйду. Мән шу пикиргә толуқ қошулимән. Сәвәви, ана тилим йоқилар болса, миллитим йоқ болар, миллитим йоқ болса, һаятлиқниң мәзмун-маһийитидин немә пайда!
Мениңчә, аниниң сүти билән сиңгән ана тилниң адәм һаятидики роли қараңғу түндики ай билән баравәрдур. Сәвәви, узун заман өз тилиңни аңлимай, күнләрниң биридә униң сүзүк мелодияси қулаққа йетәр болса, қәлбиң йориғандәк һаяҗанда болисән. Ушбу әһвал шәһәрләрдә яшайдиған турғунларға яхши тонуш. Уларниң ейтишичә, кочида тәсадипи өз миллитиңниң вәкилини көрүп қалар болсаң яки тонуш сөзни аңлап қалсаң, алаһидә бир сезимгә бөлинисән, көңүл һаяҗаниға чөмүлисән:
Ана тилим өргә учар қанитим,
Аңа бағлиқ мениң өмүр саатим.
У қанчилик пәрваз қилса самада,
Йилтиз тартип, илһам алар иҗадим, – дәп даңлиқ шаир Хелил Һәмраев қәләм тәврәткәндәк, мән өз утуғумниң тириги, бирдин-бир асаси ана тилимни билимән һәм шу дил тарим болған тилим арқилиқ җаһандики әң бүйүк чоққиларни беқиндуралайдиғинимға ишәнчим камил. Дәсләп қәдәмлиримни бәшинчи синипта басқан болсам, бүгүн Җумһурийәт миқиясида өтүлгән «Һошшәрә, яш талантлар» фестивалида ана тилимға болған муһәббитимни ана тиллиқ билимим арқлиқ испатлап, арминимға бир қәдәм йеқинлаштим. Әгәр башқичә болса, утуқ қазинишим икки тайин еди. Мениң пикримчә, мунбәт тилимға болған туйғу маңа тоғридин-тоғра һәмра, ярдәмчи һәм илһам бәрди.
Бүгүнки күндики әң муһим проблемиларниң бири шуки, яшларниң ана тилимизға болған интилиши кемип бармақта. Балилар өзгә тилдики мәктәпләр билән бағчиларда билим елип, тәрбийә көрмәктә. Бу бепәрвалиқ миллитимизни хәтәр гирвигигә йеқинлаштурмақта. Әпсус, инсанда миллийлиққа, ана тилға болған иқтидар йоқ болса, амалму қараштуралмаймиз. Бу хусусида ата-анилиримиз баш ағритиши керәк дәп ойлаймән.
Хуласиләп кәлсәк, ана тил – дуниядики әң есил, тәңдашсиз байлиқтур. Шәхсән мән өзәм, ана тилимниң қол-қанат болуши арқилиқла һаят кәчүрмәктимән. Тилимизни сақлап қелишниң бирдин-бир амали – мәктәп партисиға қара көзлиримизни тартиш. Қазақстан дөлити бағридики барчә милләтләргә қазақ хәлқигә қандақ шараит яратса, өзгә милләт пухралириғиму шундақ зор имтиязларни яритип бәрмәктә. Мана мошу инсаний болуватқан ғәмхорлуқни чүшинип, өз орнида пайдилинип, сәвийәмизни бәш иҗтимаий тәшәббусқа асаслинип өзгәрткәндила, шундақла ана тилимизға садиқ болуп, миллий кодни сақлиғандила, өзимизниң мәнивий байлиғимиз, тарихимиз вә мәдәнийитимизни асирап қелиш мүмкинчилигигә егә болумиз.
Шахниза ИБДИМИНОВА,
Чонҗа №5-оттура мәктивиниң 11-синип оқуғучиси