Тил тоғрилиқ, униң тәриплиниши билән җәмийәттики роли хусусида кимләр нәләргә тартмиди, ариға чүшмиди десиңизчу. Тилни тәтқиқат қилғучи алимларму, шаир-язғучиларму, хәлиқ қәһриманлириму, тил мутәхәссиси – муәллимләрму, «хәлиқ дүшмини» атилип пешанимизға патмай кәткән зиялилиримизму арманда жүрүп, қанчә тәптиш қилсиму, тилниң қудритини йәткүзәлмәй өткәнлиги һәммигә мәлум. Немишкә биз әл болуп, милләт болуп, мошунчилик бечарилик күнини тартимиз? Кимгә, немә үчүн тәшвишлинимиз? Қанунму қобулланди. Тарихий …