Дөләт рәһбиримизниң хәлиққә һавалә қилған «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ мақалисида елимизниң тәрәққиятиға мунасивәтлик көплигән җәриянлар оттуриға қойилиду. Шуларниң бири – латин графикисиға көчүш. Чүнки бу заман тәливи. Қазақстанимиз ушбу 26 жилниң ичидә көплигән муваппәқийәтләрни қолға кәлтүрди. Әң муһими мана мошу йолимиздин қайтмаслиғимиз керәк. Йәни, көч башлиған әлләрниң қатаридин қалмаслиқ үчүн тәрәққият еқимиға әгишип давамлиқ йеңилинишимиз шәрт. Әнди, латин алфавити …