Наһийәлик «Қарадала тынысы – Қарадала нәпәси» гезитидин дадам Һашим Арзиев тоғрилиқ мақалиләрни оқуп, көзлиримгә әриксиз яш кәлди. Хошаллиқтинму яки атамға дегән сеғиништинму у йеқини өзәмму чүшәнмидим… Әйтәвир, дадамниң исми атилип, униң өмүр йолидин хәвәрдар қилған гезитқа миннәтдарлиғимни билдүргим, шундақла, өзәмниңму дадам һәққидә язғим кәлди. Гәрчә иҗадийәттә қабилийитим болмисиму, қолумға қәләм алдим. Әң муһими оюмни йәткүзсәм дегән нийәттә, иқтидаримниң йәткүничә қәләм …