ЖУТДИШИМ БИЛӘН ПӘХИРЛИНИМӘН Һәрқандақ адәм биринчи новәттә өзигә һаят тәғдим қилған ата-аниси билән пәхирлиниду. Бу — шәхсийпәрәслик әмәс. Туғулған жути билән пәхирлиниду. Бу — жутвазлиқ әмәс. Миллити билән пәхирлиниду. Бу — милләтчилик әмәс. Чүнки өз ата-анисини сөймәй туруп, башқисиниң ата-анисини сөйүш, өз жутуңни сөймәй туруп, өзгә жутни сөйүш, өз миллитиңни сөймәй туруп, башқа милләтни сөйүш әсла мүмкин әмәс. Бу — …