Басты бет Саясат ҺӘР НӘРСИНИ ӨЗ ВАҚТИДА ЙӘШКӘН ӘВЗӘЛ

ҺӘР НӘРСИНИ ӨЗ ВАҚТИДА ЙӘШКӘН ӘВЗӘЛ

0
36

    Һәммигә мәлум, Қазақстан Президентиниң өз хәлқигә йоллиған Муражиитидә елимиздә атом электр станциясиниң қурулуши бойичә жумһурийәтлик референдум өткүзүш хусусида қарар қобулланғанлиғини ейтти. Қарарға мувапиқ референдум 6-оғлақ (октябрь) күни өтидиған болди. Бу сәясй ишни өткүзүшкә қизғин тәйярлиқ ишлири кетип бариду. Демәк, референдумдин кейин елимиздә атом электр станциясини қуруш мәсилисигә чекит қойилиду.

Һәммигә сир әмәс, елимизниң жәнубий регионлирида электр энергиясиниң тапчиллиғи байқалмақта.  Бу жәрияндин әһвалниң күн санап мүшкүллишиватқанлиғини, келәчәктә униңға тоғра алақиси бар саһаларниң һалакәт гирвигигә келип тирилидиғанлиғи билинмәктә. Шундақ болса, тәрәққиятимизниң һули болған ихтисадимизниң күчсизлинишигә елип келиши аяндур. Әң ечинарлиғи, барлиқ генерацияниң йәтмиш пайизини егиләйдиған электр станциялиримизму бизни бу туюқтин елип чиқалмайду. Бүгүнки таңда конирап, қоллиништин чиқип қалған иншаәтлиримизни йолға қоюш үчүн көп мәбләғ сәрип қилиниду. Шуңлашқа инвестиция һажәт болиду. Мәзкүр мәсилини һәл қилишқа бүгүнки имканийитимизму, вақтимизму яр бәрмәйду. Энергетикилиқ кризистин өтүшниң түп йоли – Атом электр станциясини селиш болуп һесапланмақта.

Һазир көплигән тәрәққий әткән әлләр электр қувитини елиш үчүн биринчи, иккинчи, үчинчи вә төртинчи әвлат реакторлирини пайдиланмақта. Қазақстанлиқ тәтқиқатчилар убдан ойлаштуруп, бизгә актив вә пассив бехәтәрлик системилири билән жабдуқланған үчинчи яки үчинчи плюс реакторлириниң қолайлиқ екәнлигигә көз йәткүзүп, шулар асасида селишни мувапиқ дәп тапти. Пассив бехәтәрлик системилирини, алимларниң пикричә, адәмниң арилишишини тәләп қилмайдекән, шундақла реактор ядросиниң ерип кетиши охшаш апәтләрниң болушиға йол қоймайдекән. Заманивий атом электр станциялири реакторларниң асасий параметрлирини ениқ вақит режимида назарәт қилидиған вә авутқиларға автоматлиқ рәвиштә жавап берәләйдиған мурәккәп тәкшүрүш һәм диагностикилиқ системилар билән жабдуқланған. АЭСниң мошу тәрәплирини әскә алған һалда, Қазақстан тәрипидин ядролуқ технологияләрниң иқтидарлиқ йәткүзгүчлири сүпитидә CNNC (Хитай, HPR1000 реактори), «Россатом» дөләт корпорацияси (Россия, ВВЭР-1200 реакторлири), KHNP (Жәнубий Корея, APR1400 реактори) вә EDF вә EDF» (Франция, EPR1200 реактори) қараштурулмақта. Ейтишларға қариғанда, елимиздә атом электр станциясиниң қурулуши он жилға созулиду. Бу вақит һөжжәтләрни рәтләш, рухсәт һәм лицензия елиш, лайиһәләш, селиш вә пайдилинишқа бериш охшаш ишларни өз ичигә алидекән. АЭС қурулушиниң созулидиғанлиғи технологияниң мурәккәплигигә, бехәтәрлик тәләплиригә вә барлиқ хәлиқ ара нормилар билән стандартларға әмәл қилиш еһтияжиға мунасивәтлик. Мабада елимиз углерод бетәрәплигигә йүзлинип, көмүр ишләп чиқириш еһтияжини азайтқидәк болса, истиқбалда Қазақстанға бир әмәс, бир нәччә атом электр станциясиниң селиниши еһтималдин жирақ әмәс.

Бу мурәккәп жәриянни хәлиқниң қоллиши яки қоллимаслиғи тоғрилиқ 6-октябрьдә болидиған референдум йешиду. Бу күни конституциягә мувапиқ прокуратура органлири референдум өткүзүшниң барлиқ басқучлирида қанунниң сақлинишини жиддий назарәткә алидиған болиду. жуқурида қәйт қилинған жәриянларни инавәткә алған һалда, Баш прокуратора гражданларни, жәмийәтлик тәшкилатлар билән аммивий әхбарат васитилирини жумһурийәтлик референдумға тәйярлиқ вә уни өткүзүш пәйтидә әмәлдики қанунни қәтъий сақлашқа чақириду. Референдум қаидилиригә әмәл қилип, ишни аңлиқ йосунда өз вақтида бир тәрәп қилиш үчүн өз авазимизниң әһмийәтлик екәнлигини чоңқур чүшәнгинимиз әвзәл.

                                                                  Худавәди МӘҢСҮРОВ

 

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Алматы облысы: ауылдық округ әкімдерінің жұмысына жаңа серпін беріледі

Алматы облысында ауылдық округтер әкімдерінің бірінші форумы өтті. Шара жергілікті билік ө…