Басты бет Әлеумет МИЛЛИЙ КОД – МИЛЛИЙ ПӘХРИМИЗ

МИЛЛИЙ КОД – МИЛЛИЙ ПӘХРИМИЗ

0
2,601

Һазирқи күндики актуал мәсилиләрниң бири Президентимиз йоллиған: «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ мақалисида әлмисақтин тартип талай синақлардин сүрүнмәй өткән, қедимийдин сақлинип келиватқан әнъәнилиримизни заман тәливигә мувапиқ йеңилинишниң асасий мәсилилиригә айландурушниң һаҗәтлигини қәйт қилип, «Әгәр йеңилиниш әлниң миллий мәнивий томуридин нәм тартмиса, у адаштурушқа башлайду», дәп агаһландурди. Қедимийлиғимиз билән бүгүнимизни бағлаштурғандила йеңилинишқа қәдәм қойғанлиғимиз ипадилинидиғанлиғи көрситилгән. Дөләт рәһбириниң бу мақалисида сиғинишни билсәк, аләмдики риқабәткә қабилийәтлик турушниң йеңи йоллирини ойлап тепип, дәқәмдә болуп һәрикәт қилсақ, келәчәккә дадил қәдәм ташлаймиз.
Өткән әсирдә «мәңдәп» қалған бүгүнки мәмликәтлик тилимиз билән ана тилимизни әксигә кәлтүридиған дәвирниң кәлгәнлиги талашсиз. Һә, көп милләтлик елимиздә орунсиз хорлинип, ейтқусиз зарлинип, гунасиз камситилған дурданилиримизни әксигә кәлтүрүп, җаһан сәяһәтчилириниң йеңичә көз қарашта болушиға зәмин яритишимиз бүгүнки күнниң тәливи, йәни һәр бир қазақстанлиқниң пәризи һәм қәризи.
Улуқ дала елиниң хәлқи тарихида талай қийинчилиқларни йеңип, бизни бүгүнки һурлуқ күнләргә йәткүзүш үчүн қан билән қоғдап, тәр билән әмгәк етип, достиға каинаттәк бошлуқ, һаҗәт болғанда явға чөлдәк болушни билсәк, мәхситимизгә оңай йетип, йеңилинишимиз җәзмән. Мақалида ипадиләнгән тил мәсилиси елимиздики аз санлиқ милләтләр үчүнму муһим мәсилә. Һәр бир милләтниң тили – шу милләтниң гуванамисидур. Милләтләр тили өзгәрмәйду, амма елипбәси (графикиси) өзгирип туридиғанлиғи тарихтин мәлум. Президентимиз бу мәсилиниму өз вақтида көтирип, миллий елипбәниң латин графикисиға көчиришни алға сүргән. Латин графикисиға көчүш ХХ әсирниң башлирида әмәлгә ашурулған. Бүгүнки таңда латин йезиғини дуниядики алдинқи қатарлиқ әлләр пайдилиниду. Бу инглиз йезиғиға йеқин болғанлиқтин, яшлиримиз тез өзләштүриду дәп ейтишқа болиду.
Технологиялик инқилапниң бүгүнки йөнилишигә қарисақ, йеқинқи жиллардила бүгүнки кәсипләрниң йоқ болуп кетиши муқәррәр. Шуниң үчүн келәчәк әвлатлиримиз келидиған әсирләргә мувапиқ билимләргә егә болуши керәк. Шуңлашқа «Рәқәмлик Қазақстан», «Үч тилда билим елиш» охшаш ясалған программилар бүгүнки тәләпләрниң баш мавзисидур. Аң-сәвийәмизни көтирип, қедимий әнъәнилиримиз билән дурданилиримизни тәләп қиливатқан заман тәливидики йеңиланған қазақстанлиқ миллий кодни бәрпа етишимиз дәркар. Мәзкүр мақалә вәтәндашлиримизниң дилиға қонуп, заман еқимиға мувапиқ йол тутқинимиз әвзәл. Бу аламәт чоң өзгиришни һәммә бирдәк қобул қилишимиз керәк.
Қедимийдин варислиқ қилип келиватқан әнъәнилиримиз билән тарихий дурданилиримизниң миллий кодини сақлиған һалда, мәнпийәтлиримизниң йеңиланған милләт болуп шәкиллинишини қолға кәлтүрүш үчүн барлиқ қазақстанлиқлар бирдәк қәдәм бесишимиз лазим. Ят вә явайи «әнъәнилиримизни» дилимиздин бирдин сиқип чиқиридиған өмлүгимизни қолға кәлтүрмәй, «мәнивий йеңилинишниң» әмәлгә ешиши мүмкин әмәс. Бу йеңилинишни өзимиздин, йәни аилимиздин башлисақ, дана рәһбиримизниң йоллиған тарихий һөҗҗитини қоллап-қувәтлигән болумиз. Бу мәзмуни чоңқур иш-чаридин һеч ким чәттә қалмайду дәп толуқ ейталаймиз. Чүнки мақалә ХХI әсирдики иҗтимаий-ихтисадий турмушимизни, миллий дурданилиримизни һәл қилидиған әһмийити зор йолланмидур.


Мирзәхмәт ҖӘМИЕВ,
наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ШТАБ МҮШЕЛЕРІ ҰСТАЗДАРМЕН ЖҮЗДЕСТІ

Халықтық штаб мүшелері Тасқарасу  орта мектепте болып, мекеменің ұжымымен кездесті. Бұл ба…