Һәммигә бәлгүлүк, Улуқ Вәтән уруши ғалибийитиниң 79 жиллиғини нишанлаш һарписида турумиз. Бу уруш миллионлиған гунасиз жанларни қаңғир қахшитип, женини елип, мүшкүл тәғдирләрни бешиға кәлтүрүп, елимизни хану-вәйран қилғинини һеч инсан балиси әстин чиқармайду. Шу мәшәқәтлик жилларни баштин кәчүрүп, ахирида дәһшәтлик болған бу дәвирни ширғулан әждатлиримиз йеңип, келәчәк әвлатқа һур һаят беғишлиди. Бүгүнки таңда паравән турмушта яшап, бирлик вә өмлүктә милләтләр достлуғини мустәһкәмләп келиватимиз. Шанлиқ ғалибийәт күни бизниң мәңгү унтулмас һәм Вәтән үчүн жан бәргән вәтәнпәрвәр инсанларни хатириләп яд әйләйдиған күндур.
Шундақ еғир күнләрдин кейин течлиқта яшаватқан хәлқимизни вәһимигә салған Авған уруши пәйда болди. Бу урушму Улуқ Вәтән урушидин кам болмай, хәлқимизниң көплигән оғланлирини яридар қилди, вапат әтти, саламәтлигигә зәрдап кәлтүрди. Бүгүн мән шундақ жәңгә қатнашқан бәйнәлмиләл (интернационалист) жәңчиләр һәққидә сөз ачмақчимән. Уларниң шиддәтлик әрлиги бүгүнки яш әвлатқа нәмунә болғусидур.
Һазирқи күндә һәр саһа бойичә ветеранлар йетәрлик. Лекин шу ветеранларниң қандақ әмгәклири билән алаһидиләнгәнлигини һәр ким биливәрмәйду. Бирлири устазлиқтин, бирлири жәң мәйданидин, йәнә бирлири маңлай тәри әмгәктин вә башқиму шуниңға охшаш жигәрлик ишлири билән шөһрәт қазинип, әл-жут арисида ветеран атилип, көрсәткән шижаәтлик әмгәк вә үлгилири билән һәр бир жутта мәдһийилинип кәлмәктә. Шуни алаһидә тәкитләймизки, әмгиги билән қәһриманлиғи «көләңкидә» қалған ширғулан инсанлиримизниң барлиғи һәқиқәт. Биз бүгүн әйнә шундақ исми көпкә анчә тонуш болмиған, йәни бәйнәлмиләл жәңчи болуп, интернационаллиқ вәзиписини шәрәп билән орунлап қайтқан Чоң Ақсулуқ Әршәм (Армия) Шәмшидиновниң һаятидин сөз қилмақчимиз.
Әршәм Шәмшидинов Уйғур наһийәсигә қарашлиқ Чоң Ақсу йезисида туғулған. Мәзкүр жуттики оттура мәктәпни 1970-жили тамамлап, кичигидин арзу қилған дохтур болуш мәхситидә Алмута шәһиридики медицинилиқ училищеда (һазирқи колледж) тәһсил көриду. Мәзкүр билим дәргаһини яхши баһаларға түгәткән Әршәм, Россияниң Чита шәһиригә орунлашқан Забайкалье һәрбий округида һәрбий борчини давамлаштуриду. У йәрдә алған кәспигә мувапиқ һәрбийләр арисида дохтурлуқ вәзиписини атқуриду. Шу күнләрдики жәриянлар һәққидә Әршәм Шәмшидинов:
-1979-жили 25-декабрь күни кечиси саат иккиләрдә ички ишлар хадимлири һәрбий комиссариат вәкили билән туюқсиз келип, қолумға қизил рәңлик һәрбий чақириқ қәғизини бәрди, — дәп әсләйду. – Улар бир саат вақит ичидә чапсанлиқта жиғилип, йезилиқ мәдәнийәт өйиниң алдиға келишимизни жекип ейтти. Чақирилғанлар өз вақтида жиғилдуқ, — дәп бир нухтиға тикилип қалди.
Аздин кейин өзлириниң Авғанстанға баридиғанлиғини билишиду. Улар әтиси поезд билән Термиз шәһиригә бариду. Андин шәһәрниң четидики һәрбий қисимда үч күн тәйярлиқ қилиду. Шу жили 30-декабрь күни Авғанстан чегарисидин өтиду. Улар йеңи жил тәнтәнисини 1980-жили Авғанстан зиминида қарши алиду. Булар Кеңәш Иттипақиниң хәлқи паравән турмушта яшаватқанлиғини көргәчкә, авғанстанлиқларниң турмуш дәрижисини көрүп, интайин еғир һәсрәттә қалиду. Бу йәр турғунлириниң сәвийәлири төвән, турмуш-тирикчилиги ечинарлиқ, қалақ һаләттә күн көрүватқанлиғини көрүп наһайити ечинип кетиду. Улар у йәргә берип, өзлиригә бәлгүләнгән вәзипиләрни алиду. Қундуз шәһиригә кәлгәндә, йеңи батальон шәкиллиниду. Әршәм өз кәспи бойичә медицинилиқ хизмәткә тайинлиниду. Башқичә ейтсақ, батальонниң санинструктори болиду. У йәрдә 300 жәңчигә мөлчәрләнгән медицинилиқ дора-дәрмәк вә шипакарлиққа һажәтлик әсвап-үскүнләр билән толуқ тәминләнгән еди. Авғанстан тәвәсидә икки ай давамида Шиндан, Тулукан, Пәйзават охшаш кәнтләрни дүшмән өз қоллириға еливалған еди. Әршәмләр у йәрләрни дүшмәнләрдин азат қилиш жәңлиригә қатнишип, әркинлик һәдийә қилиду. Дүшмән қолидин азат қилинған аһалилиқ пунктларға гуманитарлиқ ярдәмләр, йәни озуқ-түлүк билән тәминләнгәнлигини Әршәм алаһидә мәмнунлуқ билән тилға алиду. Бу, әлвәттә, Кеңәш һөкүмити тәрипидин авғанлиқ авам хәлиққә көрситиватқан ғәмхорлуқ еди.
-Шу бир күн зади ядимдин чиқмайду. Биз турған Пәйзаватқа дүшмән кечиси туюқсиз һужум қилди. Ақивәттә, бир нәччә солдатлиримиз яридар болди. Уларни давалаш ишлири жиддий әмәлгә ашурулди. Шундақ болушиға қаримай, бир рус жәңчимиз һаяттин өтти. Униң қийнилип жан бериватқанлиғини көрүп, дүшмәнләргә болған нәпритим йәниму ашти. Башқа әлниң азатлтлиғи, уларниң течлиқ һаятта яшиши үчүн женини бәргән бу сәпдишимизниң өлүми һәммимизни шүркәндүрди… Мундақ вақиәләрниң көп гувачиси болдуқ. Илаһим, уруш болмисунчу, инақ-ижил яшап, өз вәтинимизниң келәчиги үчүн әмгәк қилип, течлиқта өмүр көргәнгә немә йәтсән,- дәп өтмүшниң еғир дәвирлирини көз алдиға кәлтүрүп, елимиз Қазақстанниң бәрикәтлик һаятини, течлиқ йолидики мәхсәтчанлиғини тәвриниш илкидә сөзләп өтти.
Шу жили февраль ейиниң ахирлирида улар авғанстан йеридин чиқип, Кеңәш Иттипақиниң мунтәзим армия сепигә қошулиду. Улар бу урушниң дәсләпки қатнашқучилиридин болуп, һәрбий һәрикәтниң оңушлуқ болушиға нурғунлиған тәйярлиқ ишларни әмәлгә ашурған еди. Нәтижидә Кеңәш армияси Авғанстанда он жил туруп қелишқа мәжбур болди. Әршәмниң ейтқини һәқ еди.
Һә, шундақ уруш болмисун. Уруш дегән — апәт, ачарчилиқ. Уруш — әлниң бешиға кәлгән әң ечинарлиқ күлпәттур.
Бу күнләрдә йәтмиш яшниң йүзини көрүп яшаватқан Әршәм Шәмшидинов һаятиниң һәрбий басқучини аяқлаштурғандин кейин, өз елигә келип, Ақсу жутида хиш заводини тикләп, жутдашлири үчүн яшашниң зор мүмкинчиликлирини яратти. Әмгәкниң улуқлиғини көрсәтти. Қисқиси, һәр хил әмгәк мәйданида ишләп һөрмәтлик дәм елишқа чиқти. У шундақла жут-жамаәтчиликниң вә миллий мәдәнийитимизниң жан көйәри болуп, көплигән ишларниң тәшәббускари аталған.
Өз вақтида униң тәшәббуси билән Алмута шәһиридә «Дил тумарим, иптиһарим – Чоң Ақсу» намлиқ сәнъәт һәвәскарлириниң чоң концертини тәшкил әтти. Бу концертлиқ программиға көплигән сәнъәт һәвәскарлири қатнишип, тамашибинларниң алқишиға еришти. Шундақла, муһтажмәнләргә мунасивәтлик хәйрихаһлиқ паалийәтлири биләнму тонулған инсан.
Авғанстан урушиниң қатнашқучиси сүпитидә бәйнәлмиләл жәңчиси атилип, СССР дөләт рәһбири болған М.Горбачев имзалиған «Пәхрий ярлиқ» вә һәр хил тәвәллудлуқ медальлар вә маддий һәм мәнивий соғилар билән тәғдирлинип, һазирқи күндә Алмута шәһиридә яшап, әвлатлири билән жуғижәм болуп , течлиғи мустәһкам Қазақстанимизда истиқамәт қилмақта.
Шу дәвирдә һөкүмәтниң буйруғи билән Авған елигә атлинип кәткән бәйнәлмиләл жәңчиләрниң көпчилиги бу урушқа баһа бериштин жирақ. Уларниң ейтишичә, шу замандики вәтәнпәрвәрлик тәлим-тәрбийә вә вәтәнгә дегән садақәт туйғулири күчлүк болғачқа, һеч иккиләнмәй, һөкүмәтниң буйруғини булжутмай орунлап, вәтән алдидики һәрбий борчини шәрәплик бәжиришкә интилған еди.
Худавәди МӘҢСҮРОВ