Иккинчи жаһан урушиниң наһийәмиздә қалған ялғуз тәвәррүк ветерани Алим Кебиров йеқинда өзиниң 100 яшлиғини нишанлап өтти. Атимизниң әқли-һоши жайида, тетик, сөзлири ениқ. Йеңи жил һарписида уни йоқлап барған Уйғур наһийәсиниң һакими атимизниң әстә сақлаш қабилийитигә қайил болған еди.
Алим Кебиров 1924-жили 1-январьда Кичик Ақсу йезисида дехан аилисидә дунияға кәлгән. У туғулғанда жутниң намиға лайиқ йезиму кичик еди. Һә, у жутниң тәбиити әжайип гөзәл. У жиллири хәлиқниң турмуш-тирикчилиги махтиғидәк әһвалда әмәс еди. Алим ата тәңтушлири билән бели қатмай туруп, йеза егилик ишлириға арилишип кәткән дәвирләр. Андин Вәтән уруши башлинип кетиду.
Вәтән азатлиғи үчүн миңлиған жәңгә атланған адәмләр қатарида 1942-жилниң февраль ейида, йәни ғачирлап турған соғ күни, 120 адәм жәң мәйданиға атлиниду. Һажәтлик комиссиядин өтүп, Яркәнт шәһиридин Сарыөзәккичә булар пиядә бариду. Бир һәптидин кейин Сарыөзәктин поезд билән жәң мәйданиға атлиниду. 1942-1943-жиллири 1-Белоруссия фронти тәркивидә жәңгә қатнишиду. Биринчи жәңдә бир нәччә сәпдашлири һалак болиду. Алим ата Белгород үчүн болған жәңдә еғир яридар болиду. Госпитальда давалинип, тәкрар жәңгә кириду. Украина мәйданида болуватқан жәңгә қатнишип, көплигән мәлә-йезиларни дүшмәндин азат қилиду. Болупму, 1943-жили 7-ноябрьда дәһшәтлик урушқа қатнишиду. «У урушни һеч қачан ядимдин чиқармаймән», -дәп әсләйду ветеран. Лекин Львов шәһирини азат қилиш дәвридә сол айиғидин еғир яридар болиду. Нәтижидә дала госпитали комиссиясиниң қарариға бенаән, 1944-жилниң март ейида өз жутиға, йәни арқа сәпкә қайтурилиду.
Улуқ вәтән урушиниң накаси болған Алим Кебиров шу дәвирдики еғир жиллардиму әлниң хизмитидә болиду. 1945-жилдин 1994-жилғичә һәр хил хизмәтләрдә ишләйду: Кичик Ақсу, Удутида һесапчи, бригадир, кейин Дардамту йезилиқ кеңишиниң рәиси болди. Шу бир жиллири Чонжидики «Карл Маркс» намидики колхозда рәисниң орунбасари лавазимини атқуриду. Андин селиқ инспектори, «Әмгәк» колхозида бригадир, ферма башлиғи, агроном болуп хизмәт қилған. 1981-жилидин 1994-жилғичә А.Розибақиев намидики совхозда комендант болуп ишләп, һөрмәтлик дәм елишқа чиқиду.
Бу тәвәррүк инсанниң әмгәклири һөкүмәт тәрипидин баһасини тапқан: «Улуқ Вәтән урушиниң 1-дәрижилик» ордени, «Львов шәһирини қоғдаштики жасарити үчүн», «Украинани азат қилғини үчүн», «Жуков» медальлири билән мукапатланған. У өмүрлүк жүпи болған мәрһум Модәнгүл ана билән турмуш қуруп 6 оғул, 2 қиз сөйиду. Балилирини тәл-төкүс қатарға қошиду. Бу әл һөрмитигә егә болған инсанлар балилиридин нәврә-чәврә қучти.
Бийилқи йеңи жилниң дәсләпки күнлиридә наһийәмиз хәлқи тарихий вақиәниң саһиби болди. 4-январь күни уруш вә әмгәк ветерани Алмута вилайитиниң һәм Уйғур наһийәсиниң Пәхрий пухраси Алим Кебировниң 100 яшлиқ тәвәллуди кәң миқияслиқ атилип өтти. Наһийәлик һакимийәт билән Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң уюштуруши арқисида болған бу мәрасимға елимизниң барчә саһалиридин меһманлар кәлди. Наһийә һакими Бота Серик қизи Елеусизова тәвәллуд егиси, иккинчи жаһан уруши вә әмгәк ветераниға бир қатар тижарәтчи-меценатлар намидин «Лада гранта» маркилиқ йеник автомашинисини соға қилип, ветеранни хошаллиққа бөлигәнлиги ядимизда.
Биз униң жәңгиварлиқ һаяти вә наһийәмизниң ихтисадий-ижтимаий саһалириға қошқан үлүши, келәчәк әвлатқа үлгә-ибрәт болидиғанлиғиға ишинимиз. Жутумиздики Улуқ Вәтән урушиниң қатнашқучиси тәнһа қалған атимиз Алим Кебировқа мустәһкәм саламәтлик, тетиклик вә упримас ирадә тиләп, йетип кәлгән Улуқ Вәтән урушиниң Ғалибийәт мәйрими билән сәмимий тәбрикләймиз!
Худавәди МӘҢСҮРОВ