Мусибәт болған өйдә, болупму, намаз күни қазан қайнитип, қан чиқиришни тохтатқинимиз тоғра. Униңдин көрә, биз шу күни мейитни жуюп, кепәнләп, намизини чүширип, дәпин қилишниң тәрәддутини көрүшимиз керәк. Жаъфәр ибн Абу Тәлиб вапат болғанда пәйғәмбиримиз: «Жаъфәрниң аилисигә тамақ пиширип әкириңлар. Чүнки уларниң аилисигә, бешиға мусибәт кәлди»,- дегән (имам Термизий ривайәт қилған һәдисни яхши һәдис дәп һис қилған).
Әнди йәрләп болғандин кейин, мәрһумниң йәттисидин қирқиғичә имамларниң хәтмә Қуръан қилиши шәрт әмәс. Қилинса яхши, бирақ әң яхшиси балилири дуга қилип, Қуръандин билгән айәтлирини оқуп қойса, соваплиғирақ. Пәйғәмбиримиз һәдисидә мундақ дегән: «Адәм балиси вапат болғандин кейин, униң ишлири тохтап қалиду, йәни дунияда қалдурған ишлириниң һеч қайсииси униңға пайда йәткүзмәйду. Үч нәрсидин башқа: давамлиқ сәдиқә, пайдилиқ илим, униң үчүн дуга қилидиған салиһ әвлат», йәни инсаплиқ бала. Мәрһумниң үч вә йәттә нәзирини бирләштүрүп өткәзгинимиз әвзәл (өлүм болған өйдин үч күнгичә қазан қайнитиш болмаслиғи керәк). «52, 100 күн вә 6 ай, пәйшәнбилик» дегән нәзириләрни әмәлдин қалдурушимиз керәк, йәни буни тохтитишимиз керәк. Умумән, йәттиси, қирқи вә жил нәзирилирини өткүзсәк купайә.
Әсли нәзир бериштики мәхсәт – өлгән адәмниң намидин сәдиқә бериш. Биздә у тамақ билән берилип келиватиду. Чүнки пәйғәмбиримиз һәдислиридә әң яхши сәдиқә – у тамақ дегән. Бәзиләр «Сәдиқә кәмбәғәлләргила берилиду», дейиши мүмкин. Йоғуси, сәдиқә пәқәт кәмбәғәлләргила хас әмәс. Бәлки уруқ-туққан, холум-хошна, жамаәтни жиғип тамақландурсақму болиду.
Нәзир – дәстихан йейип, уруқ-туққанчилиқ мунасивәтләрни күчәйтиш, хошна һәққини ада қилиш, жәмийәтниң бирлигини сақлаш, жутдарчилиқ ишлирини муһакимә қилиш, диний тәрғибат, йәни диний дәвәтләрни жүргүзүш нийитидә Алланиң разилиғи үчүн берилиду. Нәзирләрни «йәттә, қирқи вә жили» дәп атап вә күн санап, «чоқум шу күни өткүзүш керәк» дәп шәрт қоюшниң һажити йоқ. Бир күн алди, бир күн кәйни, йәни өй егисигә қайси күн қолайлиқ болса, шу күни нәзир қилса болиду.
Умумән, нәзир өткүзүш шәриәттә, Қуръан вә һәдисләрдә бәлгүләнмигини билән, адәм өлгәндин кейин, униң үчүн дуга қилиш, сәдиқә берип, кишиләргә тамақ берип, һәж қилип, Қуръан оқуп совавини мейитқа аташ соваплиқ тәрғип қилинған әмәлләрдур. Абдулла ибн Сәләмниң ривайәт қилған һәдисидә мундақ дейилгән: «Әй, инсанлар, саламни йейиңлар, көп салам бериңлар, кишиләрни тамақландуруңлар, туққанчилиқни күчәйтиңлар, кечилири һәммиси ухлаватқанда намаз өтәңлар. Шундақ қилсаңлар жәннәткә теч-аман кирисиләр (Әхмәт вә Термизий ривайәт қилған сәһиһ һәдистур).
Нәзир дәстихинини мәйли өйдә, мәйли һазирқидәк кафе-ресторанларда өткүзәйли, бирақ уни той дәстихинидәк раслимаслиғимиз керәк. Исрапчилиқтин сақлинайли! Нәзир бериш – һеч кимниң мәжбурийити әмәс. Бу пәқәт ихтиярий, хәйрихаһлиқ иштур. Өй егилириниң нәзир қилиш имканийити йоқ болса, уларни мәжбурлашқа һеч кимниң һәққи йоқ.
Жут-жамаәттин чүшкән пул – ярдәм пулидур. У пулни нәзиргә ишлитиш шәрт әмәс. Халиған еһтияжиға ишләтсә болиду. Несийә елип (кредит) нәзир қилиш чәкләнгән, йәни һарам иштур. Һарам пул билән хәйри-ихсан қилинмайду. Ислам дини һөддисидин чиқалмайдиған ишларни кишиләргә жүклимәйду.
Тор бәтлиридин тәйярлиған ХУДАВӘДИ МӘҢСҮРОВ