Дунияда өлмәйдиған үч кәсип бар, – дәп әждатлиримиз тәкитлигән екән. У қайси кәсипләр десиңиз, биринчи инсан балисиниң дәстихиниға ақ нан, бойиға қувәт бәргүчи – дехан, иккинчидин тениниң сақлиғини тәминлигүчи дохтур, үчинчи, дилини йорутуп, илим – пән үгәткүчи устаз дәп, мошу үч кәсипниң жуқури маһийитини тәкитлигән. Әждатлар сөзигә испат, мәмликитимиз тәрипидинму бу кәсип егилиригә пидакаранә әмгәк етиши үчүн барлиқ шәрт- шараитларни яритип бериватиду. Сөзүмизгә дәлил, дохтур вә устазларниң айлиқ маашлири бүгүнки күндә оттура һесапта 300-400 миң тәңгини тәшкил етиду.
Наһийәмизгә қарашлиқ йезилардики яшлиримизниң нурғуни оттура мәктәпни тамамлиғандин кейин, жираққа бармай, наһийәмиз мәркизи – Чонжидики «Аяжан» медицинилиқ колледжиға оқушқа чүшүп, бирдин ишқа орунлушуп кетип бариду. Буму яхши көрсәткүч.
Ақ халатлиқ әвзәл жанлар һәққидә сөз башлисақ, биринчидин, ән есил байлиқ – саламәтликни нәзәрдә тутимиз, иккинчидин, шу саламәтлик сақчилири тоғрисида өз ләвзимизни ейтимиз, чүнки һаятлиқ бар йәрдә түрлүк ағриқларниң болуши тәбиий әмәсму!?
Күтүлмигән йәрдин бәзидә балилиримиз, бәзидә нәврилиримиз, һәм гайида өзлиримизнин саламәтлиги сир берип, «тез ярдәмгә» телефон қилимиз. Тәкитләш орунлуқки, бизниң наһийә мәткизи – Чонжида тез ярдәмни узақ күтмәймиз. Дәрһил йетип келиду. Нәвриләр ағрип қалғанда, болупму кечилири, шу тез ярдәм машинисидики дохтурни алаһидә үмүт вә ишәнчә билән күтивалимиз…
Музат Ахметов!
Бу яш фельдшерни тонумайдиғанлар аз болуши керәк, сәвәви ярдәмгә кәлгәндә, мәйли күн болсун, мәйли түн болсун,өзиниң сөйүп таллиған кәспигә садиқ мутәхәссис ретидә билимлик һәм сәмимий, иманлиқ вә салаһийәтлик охшаш есил хисләтлирини бемар билән болған мунасивәттә намайиш етиду.
Гөзәл Ават йезисида дунияға кәлгән бу жигитниң минәзиниң шунчивала көркәм болушиға, биринчидин аилидики яхши тәрбийә асас болса,иккинчидин, туғулған жутиниң қайтиланмас гөзәл тәбиитиниңму ижабий тәсири болған болуш керәк дәп ойлаймән.
1994-жили 8-апрельда дунияға кәлгән Музат Мирзигүл оғли Һезим Искәндәров намидики оттура мәктәпкә кириду. Бу билим дәргаһини 2011-жили яхши балалар билән тамамлап, Чонжидики «Аяжан» медицинилиқ колледжға оқушқа чүшиду.
Қолға диплом елип, дәсләпки иш тәжрибисини яш фельдшер болуп башлиған болса, мана шу йәрдә үзлүксиз тоққуз жил ишләп кәлмәктә.
Бу жиллар мабайнида у кәспий жәһәттин пишир йетилди, теорияни әмәлият билән бағлаштурди, тәжрибә топлиди, алқишқиму сазавәр болди.
Әң әвзили, өзи охшаш һәмширә қиз Мамирова Радинәм билән аилә қуруп, икки пәрзәнт сөйүп, бәхитлик һаят кәчүриватиду. ХХІ әсир билимликләрниң дәври, мана мошундақ әл жизмитидики билимлик һәм адимий хисләт-пәзиләтлири мол инсанлар дайим көпчилик һөрмитидә болғуси.
Яш дохтур Музат Ахметов әйнә шундақ сөйүмлүк дохтурдур.
Ишлирина утуқ, зор саламәтлик тиләймән.
Заһирәм НОРУЗОВА