Биз кейинки жилларда елимизда йүз бәргән аләмшумул өзгиришләргә қарап, әқил-таразимизда тәһлил қилидиған болсақ, садир болған өзгириш-йеңилиқлар дәвриниң гувачиси болумиз. Биз қазақстанлиқлар «Демократик елимизниң дәсләпки қәдәмлиридә тутқан йоли, алға қойған мәхсити тоғра болдиму?» дәп, өзимизгә-өзимиз соал қойсақ, сөзсиз, шу йол билән мәхсәтниң интайин тоғра болғанлиғиға көз йәткүзимиз. Шу дәвирдики Миллий Лидерниң дана ички вә ташқи сәяситиниң муһим роль ойниғанлиғини пәқәт қазақстанлиқларла әмәс, бәлки пүткүл дуния әһли мәмнунийәт билән тилға еливатиду.
Бийил 1986-жили Алмутида йүз бәргән декабрь вақиәсигә 37 жил болди. Қазақстанда дәсләпки қетим қәлби демократик һис-туйғу билән жуғирилған миңлиған студентлар, ишчилар – уларниң бесим көпчилиги яшлар екәнлигини алаһидә тәкитләш керәк – аммивий намайишқа чиқти. У намайиш хусусида нурғун йезилди, нурғун ейтилди. Қатнашқучиларниң бәзилири Қазақстан хәлқиниң пәхригә айланди. Декабрьниң шу соғ күнлири мустәқил Қазақстанниң һулини қурушқа қатнишиватқанлиғини очуқ ейтмисақму, дилида пәрәз қилғанлиғи кейин һәммимизгә айдиң болди. Уларниң шу әрликлири, әркинликкә интилиши, Вәтининиң мустәқил болуш истиги рояпқа чиққанлиғини мәмнунийәт билән хатириләймиз.
Шу вақиәдин бәш жил өтүп, йәни 1991-жили 16-декабрьда «Қазақстан Жумһурийитиниң дөләт мустәқиллиги тоғрилиқ» қанун қобул қилди. Шундақ болсиму, немишкиду, дәсләп 16-декабрьни пәқәт декабрь вақиәлири қатнашқучилирини вә қурванлирини әскә елиш күни сүпитидә Жумһурийитиниң дөләт мустәқиллиги тоғрилиқ Декларация қобул қилинған 25-октябрьни «Жумһурийәт күни», әнди 16-декабрьни елимизниң мустәқиллигини арман қилип намайишқа чиққан яшларниң хатирисигә вә елимизниң мустәқиллиги мошу күндин башланған дегән уқум асасида «Мустәқиллик күни» дәп, елан қилиш тоғрилиқ тәшәббус көтәрди. Бу күнни шу күндин етиварән «Мустәқиллик күни» дәп мәйрәмләп кәлдуқ.
Мустәқиликниң бесип өткән мошу жиллири һарписида елимизни пүткүл дуния тониди. Бу йәрдә һәммидин авал вәтәнпәрвәрлик сезим билән қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрликни алаһидә тилға алғум келиду.
Мәмликәтлик суверенитет түпәйли билимгә тәшна, вәтәнпәрвәрлигиниң үстүнлиги билән пәриқлинидиған йеңи әвлат дунияға кәлди. Шуни әстә сақлаш керәкки, әждатлиримиз биз үчүн сақлап қалған бир Вәтән можут. У вәтәндики бар нәрсини баһалаш, қәдирләш вә бирликни сақлаш зөрүрдур. Шундақла, мәмликәттә хатиржәмлик вә течлиқ һөкүм сүрүш диққәт мәркизидә болуп кәлмәктә.
Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаев мәрикиләр мәсилилири бойичә қанунийәт актилириға бир қатар өзгириш вә қошумчиларни киргүзүш тоғрисидики Қазақстан Жумһурийитиниң Қануниға қол қойған. Мәзкүр һөжжәттә, шундақла, 25-октябрь Жумһурийәт күни миллий мәрикисини, 16-декабрь дөләтлик мәрикә – Мустәқиллик күнини нишанлаш тәкливи киргүзүлгән.
2022-жили июльда өткүзүлгән Миллий қурултай мәжлисидә елимиз Президенти миллий мәрикә вә тәвәллудлар тизимиға бир қатар өзгиришләрни киргүзүш вақтиниң кәлгәнлигини қәйт қилди. «Жумһурийәт күнигә миллий мәрикә статусини қайтурушни тәклип қилимән. Шуни әслитип өтмәкчимәнки, 1990-жили 25-октябрьдә Қазақстанниң дөләтлик мустәқиллиги тоғрилиқ Декларация қобул қилинған. Бу елимизниң мустәқиллик йолидики дәсләпки қәдими еди. Мошу һөжжәтниң қобул қилинишида тунжа Президент Нурсултан Назарбаевниң роли интайин әһмийәтлик болди», – деди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Президентниң пикричә, Жумһурийәт Күни мәмликәтниң дөләтчиликкә болған дадил қәдиминиң символи болушқа тегиш. «Әлвәттә, мустәқиллик Күниниң бурунқи әһмийити сақлинип, бу күн асасий миллий мәрикә болуп қалиду. Һәр һалда, бу күнни мустәқилликкә еришиштә әң әһмийәтлик төһпә қошқан миллий қәһриманлиримизни хатириләш күни ретидә нишанлаш лазим», – дәп чүшиник бәрди у. Шундақ екән, 16-декабрьда дөләтлик мәрикә – Мустәқиллик Күнини нишанлаш болуп, шу күндики қәһриманлиримиз билән намайишқа қатнашқучиларни хатириләп, әскә алидиған күндур.
Худавәди МӘҢСҮРОВ